“шинҗаң ислам институти” ниң дотсенти иминҗан сәйдин 15 йил қамақ җазасиға һөкүм қилинған

Мухбиримиз әркин
2019.12.02
Iminjan-seydin-1.jpg “шинҗаң ислам институти” ниң узун йиллиқ оқутқучиси, тарих пәнлири дотсенти, “шинҗаң әмин китабчилиқ чәклик ширкити” ниң саһиби иминҗан сәйдин әпәнди.
RFA/Erkin

Өткән айларда радийомизға һәр хил қаналлар арқилиқ кәлгән учурларда “шинҗаң ислам институти” ниң узун йиллиқ оқутқучиси, тарих пәнлири дотсенти, “шинҗаң әмин китабчилиқ чәклик ширкити” ниң саһиби иминҗан сәйдинниң икки йилдин бери ғайиб икәнлики, униң лагерға елип кетилгән болуши мүмкинлики илгири сүрүлгәниди.

Мухбиримизниң мәзкур учурға асасән елип барған ениқлашлирида иминҗан сәйдинниң 2017‏-йили 5‏-айда тутқун қилинип, лагерға елип кетилгәнлики вә лагерда қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мәлум болди. Радийомизниң һәр хил қаналлардин еришкән учурлирида вә “шинҗаң ислам институти” ниң мәзкур делоға алақидар рәсмий һөҗҗәтлиридә көрситилишичә, бу 54 яшлиқ иминҗан сәйдин 2019‏-йили 2‏-айда үрүмчи тәңритағ районлуқ сот мәһкимиси тәрипидин сотланған. Сотта иминҗан сәйдин “әсәбийликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип, 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған, шундақла 500 миң йүән җәриманә қоюлуп, сиясий һоқуқидин 5 йил мәһрум қилинған. Лекин, биз еришкән бу һәқтики учур вә һөҗҗәтләрдә, униң әсәбийликкә қутратқулуқ қилғудәк қандақ конкрет һадисә садир қилғанлиқи, шундақла униңға немә үчүн 500 миң йүән җәриманә қоюлғанлиқиға чүшәнчә берилмигән. Биз буниң сәвәбини сүрүштүрүп, “шинҗаң ислам институти” ға телефон қилғанда болсақму, лекин һечким телефонимизни алмиди. Мәлум болушичә, тәңритағ районлуқ сот мәһкимиси кесимни бу йил 2‏-айда чиқарған болсиму, һөкүмни бу йил 5‏-айда сот ечип елан қилған. Сот мәһкимисиниң немә үчүн һөкүмни 3 ай кечиктүрүп елан қилғанлиқи мәлум әмәс.

Шу сәвәблик биз иминҗан сәйдинниң америкида яшаватқан қизи, сәмирә иминға телефон қилип, униң дадисиниң әһвалини соридуқ. Сәмирә имин дадисиниң “әсәбийликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип 15 йиллиқ кесилгәнликини дәлиллиди. Униң билдүрүшичә, дадисиниң 15 йиллиқ кесилгәнликидин у техи йеқинда хәвәр тапқан. Сәмирә имин бу сөзләрни 2‏-декабир күни телефон зияритимизни қобул қилғанда қилди.

Биз һәр хил қаналлардин еришкән шинҗаң ислам институтиниң “иминҗан сәйдингә чарә көрүш тоғрисидики уқтуруши” намлиқ һөҗҗитидә көрситилишичә, сот иминҗан сәйдинни қамаққа һөкүм қилипла қалмай, ислам институтиму қарар чиқирип, униңға чарә көргән. “шинҗаң ислам институти” ниң бу йил 7‏-ноябир күни чиқарған һөҗҗитидә, мәктәп парткоминиң музакирә қилиш арқилиқ “униң билән түзүлгән хизмәтчилик тохтамини бикар қилип, униң мәктәп билән болған алақисини үзүш, униң му аш вә параванлиқ имтиязлирини бикар қилиш, шундақла 2017‏-йили 5‏-айниң 10-күнидин 2019‏-йили 4‏-айниң 30-күнигичә болған арилиқта берилгән 2 йиллиқ маашини, йәни 90 миң 517 йүән пулни, шундақла йәнә бу мәзгил ичидә униң пенсийә параванлиқ фондиға ятқузулған 15 миң 262 йүәнни қайтурувелишни қарар қилғанлиқи” тәкитләнгән. Һөҗҗәттә қәйт қилинишичә, униң йеқинқи 2 йиллиқ мааши вә пенсийә параванлиқ фонди болуп җәмий 105 миң 779 йүән пулни қайтуруши тәләп қилинған.

Һөҗҗәттә униң пенсийә параванлиқ фондиниң 2018‏-йили 8‏-айдин башлап тохтитилғанлиқи қәйт қилинған болсиму, лекин униңда немә үчүн пенсийә параванлиқ фонди сотниң қараридин 6 ‏ай бурун тохтитилғанлиқиға чүшәнчә берилмигән. Һөҗҗәттә қәйт қилинишичә, мәктәп парткоми хитай хәлқ җумһурийити адәм күчи байлиқи иҗтимаий параванлиқ министирлиқиниң 2012‏-йили 9‏-айда чиқарған һөҗҗитиниң 22‏-маддисиға асасән иминҗан сәйдинниң мааши вә пенсийә параванлиқ имтиязлирини бикар қилишни вә бир қисим мааш вә параванлиқ пулини қайтурувелишни қарар қилғаникән.

Лекин иминҗан сәйдинниң қизиниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити униң дадисини бунчилик еғир җазалиғудәк у һечқандақ хаталиқ садир қилмиған икән. У, дадисиниң башқиларни “әсәбийликкә қутратқулуқ қилғудәк” унчилик қоюқ диндар бири әмәсликини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, дадисиниң кишиләрни “әсәбийликкә қутратқулуқ қилған” дәп кесилишигә униң “шинҗаң әмин китабчилиқ чәклик ширкити” нәшр қилдурған “әрәб тили асаси билимлири” намлиқ әсәр сәвәб болған икән. 2014‏-Йили нәшр қилдурған мәзкур китаб бир әрәб тили грамматика қолланмиси болуп, китабни “шинҗаң ислам институти” ниң алимҗан димдари, исимлик бир оқутқучиси түзгән иди.

Иминҗан сәйдин 1988‏-йили шинҗаң университетиниң тарих факултетини пүттүргән болуп, у шу йили “шинҗаң ислам институти” да хизмәткә киргән. Бу җәрянда талипларға “җуңго тарихи”, “җуңго инқилаб тарихи” қатарлиқ дәрсләрни бәргән, шундақла бир мәзгил мәктәп оқуғучилар башқармисиниң мудири қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. У бу җәрянда бир қанчә қетим һөкүмәтниң һәҗ өмикини башқурғучи кадири сүпитидә һәҗгә чәтәлгә чиққан. У, тутқун қилинишниң сәл алдида ‏уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идарисиниң хотәндә турушлуқ хизмәт әтритигә қатнишип, гума наһийәсиниң көктерәк кәнтигә чүшүрүлгән.

У көктерәк кәнтидики вақтида “шинҗаң иқтисад гезити” у тоғрисида хәвәр бәргән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, иминҗан сәйдин “шинҗаң иқтисад гезити” ниң мухбириға қилған сөзидә: “мән йеқиндин бери кәнт пуқралириға көп қетим ‛уйғур юртдашларға ойғиниш хети‚ ни тәшвиқ қилип, кәнт пуқралириниң ‛үч хил күчләр‚ ниң җинайити маһийитини тонуп йетип, ‛үч хил күчләр‚ гә тәшәббускарлиқ билән қарши турушиға йетәклидим. Буниңдин кейин мән техиму тиришип, кәнт пуқралириниң ‛үчтә айрилалмаслиқ идийәсини чоңқур турғузушиға‚, ‛бәшни етирап қилишни” күчәйтишигә, милләтләр иттипақлиқи гүллириниң даимлиқ ечилип турушиға қаттиқ күч чиқиримән” дегән иди.

Мәзкур вәқә йеқинда хитайниң уйғур районидики лагерларға даир мәхпий һөҗҗәтлири ашкарилинип, пүтүн дуняниң диққитини бу райондики йиғивелиш лагерлириға мәркәзләшкән мәзгилдә ашкариланди. Америка ташқи ишлар министири майк помпейо өткән һәптә баянат елан қилип, бу лагерлардики тутқунларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилған. У йеқинда ашкариланған һөҗҗәтләрниң хитайниң лагерлардики мусулман уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини интайин еғир дәпсәндә қиливатқанлиқини испатлап бәргәнликини тәкитләп: “бу һөҗҗәтләр хитай компартийәсиниң лагерлардики тутқунларниң кишилик һоқуқиға хилаплиқ қиливатқанлиқи вә уларни хорлаватқанлиқиға даир интайин күчлүк вә күнсери көпийиватқан дәлилләр билән бирдәкликкә игә” дегәниди.

“шинҗаң әмин китабчилиқ чәклик ширкити” 2012‏-йили қурулған болуп, мәзкур ширкәт 2017‏-йилға қәдәр 50 парчидәк китаб нәшр қилдурған. Китабларниң мутләқ көп қисми пән-техника, маарип тәрбийәси, психологийә, аяллар билимигә даир әсәрләр болуп, униң нәшр қилдурған “әрәб тили асаси билимлири” тил-әдәбият вә иҗтимаий пәнгә алақидар аз сандики әсәрләрниң биридур. Мәлум болушичә, 2014‏-йили нәшр қилдурулған бу китаб әйни вақитта көп сетилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.