Хитай уйғурлар учраватқан зулумни “мусулман шериклири” ниң зувани билән ниқаблашни давамлаштурмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.01.05
“хитайчә характергә игә” ислам!
Yettesu

4-январ хитайниң “хәлқ гезити” вә “хәлқ тори” сәһипилиридә “җуңгониң һәққаний мәйданини қоллап, һәқиқий көп тәрәплимилик йолда ортақ йүрәйли” намлиқ бир хәвәр елан қилинған.

Хәвәрдә мисир, сүрийә, иран, түркийә, пәләстин вә йәмәндики хитай коммунистик партийәсигә чоқунидиған бир қисим партийә-горуһларға мәнсуп болған әрәб һәм түркләрниң хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлириға чапан йепип, хитай һакимийитини қоллап қилған сөзлиригә кәң орун бәргән.

“җуңгониң һәққаний мәйданини қоллап, һәқиқий көп тәрәплимилик йолида ортақ йүрәйли” намлиқ хәвәргә асасланғанда, хитай коммунистик партийәси мәркизи комитетиниң хәлқара алақә бөлүми йеқинда “мисир коммунистик партийәси”, “мисир сотсиялистлар партийәси”, “сүрийә коммунистик партийәси”, “түркийә вәтән сөйүш партийәси”, “иран ислам бирлики партийәси”, “йәмән қайта гүллиниш һәрикити” вә “пәләстин миллий фронти” қатарлиқ партийә-горуһларниң рәһбәрлирини бейҗиңға чақирип, “шинҗаң мәсилиси” тоғрисида доклат бәргән. Йиғинда улар “җуңгониң адил мәйданини қоллап, америкиниң аталмиш ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси‚ гә ортақ қарши туруш келишими” гә имза қойған.

Диққәтни бәкрәк тартидиғини, юқириқи партийә-гуруһлар вә уларниң рәһбәрлириниң өз дөлитидә зади қанчилик етибариниң, тәсириниң бар-йоқлуқи, бу келишимниң қанчилик рол ойнайдиғанлиқи мәсилиси әмәс, бәлки хитай һакимийитиниң уйғурлар учраватқан зулумни бу “мусулман шериклири” ниң зувани билән ниқаплашқиму сәл қаримиғанлиқидин ибарәт бир тәшвиқат һәркитииң давамлишиватқанлиқи болған. Бу қарашни тәкитлигән мәркизи вашингтондики “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң мудири абдулһәким идрис әпәнди ислам дунясиниң уйғурлар мәсилисигә тутуватқан позитсийәсигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан шәхсләрдин бири болуп, у бу һәқтики қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Хәвәрдә бу партийә-горуһларниң рәһбәрлириниң ағзи арқилиқ “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “уйғур мәҗбурий әмгики” ақлинип, америка башлиқ ғәрб әллири қариланған. “мисир коммунистик партийәси” ниң баш секретари салаһ мундақ дегән: “җуңгониң иқтисадий күчи, пән техника күчи, омумий миллий күчи үзлүксиз йүксилип, йәршари тәртипини мукәммәлләштүрүш җәһәттә барғансери муһим рол ойнимақта. Америка өзиниң зомигәрлики вә йәршаривий тәсирини қоғдаш үчүн кишилик һоқуқ ниқаби астида пүтүн күчи билән җуңгони қарилап, җуңгониң тәрәққиятиға тосқунлуқ қилишқа урунмақта. Америка аталмиш ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси‚ ни мақуллап, шинҗаңниң кишилик һоқуқ вәзийитигә яман ғәрәздә төһмәтләр қилмақта, җуңгониң ички ишлириға еғир дәриҗидә арилишип, хәлқара қанун вә хәлқара мунасивәтләрниң асаслиқ принсиплириға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилмақта”.

“сүрийә коммунистик партийәси” ниң баш секретари халид мундақ дегән: “америкиниң кишилик һоқуқ хатириси қара дағлар билән толған, җуңгониң шинҗаң райониниң кишилик һоқуқ вәзийитидин еғиз ечишқа салаһийити һәргиз тошмайду. Биз баштин ахири җуңгони һәқиқий көп тәрәплимиликниң қоғдиғучиси вә дуня хәлқиниң гүзәл келичәкини яратқучи муһим күч дәп қараймиз”.

“түркийә вәтән сөйүш партийәси” ниң рәиси пирәнчик мундақ дегән: “мән шәхсән өзүм шинҗаңни 5 қетим зиярәт қилип, җуңго коммунистик партийәсиниң рәһбәрлики астида шинҗаңдики ғайәт зор тәрәққият вә шинҗаң хәлқи бәһримән болуватқан һәқиқий бәхтиярлиқ тоғрисида әмәлий тәсиратқа игә болдум. Американиң аталмиш ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси‚ пәқәтла җуңгониң ички ишлириға арилишишқа урунуш йолида хизмәт қилиду, бу ақивәт америкиниң өзигә зиян салиду вә өзини йетим қалдуриду”.

“иран ислам бирлики партийәси” ниң баш секретари бадамзиян мундақ дегән: “америкиниң мәҗбурий әмгәк, ирқий кәмситиш җәһәтләрдә нами мәшһур. Америкиниң қанчә йүз йиллиқ қара қулларни сетиш вә хорлаш, индиянларни езиш тарихи бар. Һазирму уларда адәм әткәсчилики, мәҗбурий әмгәк, бала ишчиларни ишлитиш давамлашмақта. Әгәр америка тәрәп кишилик һоқуққа һәқиқий көңүл бөлсә, немә үчүн ‛индианлар мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси‚ ни сәһнигә елип чиқмайду? дунядики адаләтлик дөләтләр америкиниң қәбиһ муддиаси вә идиомлирини бәш қолдәк билиду”.

“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавуден әпәнди мәзкур мусулман дөләтлиридики партийәләрниң хитайни қоллаш мәйдани һәққидә тохтилип, хитай һакимийитиниң ислам дунясидики парчә пурат тәшкилатлардин пайдилинип өзиниң зулум сияситини йошуруватқанлиқини, икки йүзлимичи сиясәт қоллинип, чәт´әлдики мусулманларға бирхил, өз ичидики мусулманларға бир хил муамилә қиливатқанлиқини тилға алди.

“җуңгониң һәққаний мәйданини қоллап, һәқиқий көп тәрәплимилик йолида ортақ йүрәйли” намлиқ хәвәрдә йәнә “пәләстин миллий фронти” ниң баш секретари маҗдалани, “мисир сотсиялистлар партийәси” ниң баш секретари шабан, “йәмән қайта гүллиниш һәрикити” ниң рәиси бакари қатарлиқларниң хитайниң миллий сияситини мәдһийәләйдиған, американи әйибләйдиған, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “уйғур мәҗбурий әмгики” гә чапан япидиған ибарилиригиму орун бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.