Америкадики диний тәшкилатлар: “уйғур елида зиярәттә болған мусулман өлималири уйғурларниң реаллиқиға көз юмди”
2023.01.11

Бу йил 9-январдин башлап 14 дөләтниң 30 дин артуқ ислам өлимаси вә әдиблиридин тәшкил тапқан бир зиярәт өмикиниң уйғур елини зиярәт қилған. Уларниң хитайниң америка һөкүмити вә ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгән “шинҗаң сиясити” ни махтиши, болупму өмәк башлиқи али рашад әл нуаминиң баянати, чәт әллдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғапла қалмай, бәлки йәнә америкадики “америка исламий мунасивәтләр кеңиши”, “һәммигә адаләт” қатарлиқ мусулман тәшкилатлириниңму қаттиқ инкасини қозғиди.
Америкадики әң чоң мусулман тәшкилатлириниң бири болған “америка исламий мунасивәтләр кеңиши” ниң ейтишичә, али рашад әл нуаминиң сөзи уйғур елиниң нөвәттики “реаллиқини бурмилаш” икән.
Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, әрәб бирләшмә хәлипилики, сәуди әрәбистан, мисир, сүрийә, бәһрәйин, тунис, боснийә, җәнубий судан қатарлиқ 14 дөләтниң 30 дин артуқ мусулман өлимаси вә әдиблиридин тәшкил тапқан зиярәт өмики, әрәб бирләшмә хәлипиликидики һөкүмәт билән зич бағлиниши болған “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” намлиқ бир тәшкилатниң рәиси али рашад әл нуаминиң башчилиқида уйғур елиниң үрүмчи, турпан, алтай, қәшқәр қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болған.
Зиярәттә мәзкур өмәк уйғур сәнәт номурлирини көргән, үрүмчидики дөңкөврүк чоң базири, хитайниң терорлиққа қарши туруш музейи, алтайдики чаңға тейилиш мәйдани, 2017-йили башланған чоң тутқундики мәсчитләрни кәң көләмлик чеқишта чәт әл тәшвиқати үчүн сақлап қелинған симвул характерлик мәсчитләрни зиярәт қилған.
Зиярәт давамида уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңрүй билән уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунияз мәзкур өмиктикиләрни қобул қилип, уларға хитайниң “шинҗаң мәсилисидики мәйдани” ни қоллиғанлиқи үчүн рәһмәт ейтқан.
Лекин бу зиярәтниң һәммидин бәк диққат қозғиған нуқтиси, зиярәт өмикиниң башлиқи али рашад әл нуаминиң уйғур аптоном районлуқ даириләр билән өткүзгән сөһбәттә қилған сөзи болған. “дуня ислам җамаәтлири кеңиши” тәшкилатиниң торида елан қилинған учурдин мәлум болушичә, әл нуами уйғур аптоном районлуқ даириләр билән өткүзгән сөһбәттә: “биз хитайниң шинҗаңда терорлиққа қарши туруш пиланини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини тәбрикләймиз”, шундақла йәнә “биз шинҗаңда көңүл бөлүш сәвийәси, хитай рәһбәрликиниң райондики хәлқләрниң барлиқ саһәлиригә хизмәт қилиштики қәтий нийитиниң конкиретлашқанлиқини байқидуқ” дегән. Лекин “америка исламий мунасивәтләр кеңиши” радийомизда әл нуаминиң сөзигә инкас қайтуруп, униң сөзи “кишини әпсусландурғанлиқи” вә “реаллиқни бурмилиғанлиқи” ни билдүрди.
“америка исламий мунасивәтләр кеңиши” ниң һөкүмәт ишлириға мәсул дериктори роберт миккав 10-январ зияритимизни қобул қилип мундақ диди: “униң баянати кишини бәк әпсусландуриду, шундақла реаллиқ бурмиланған. Бу әрәб вә мусулман рәһбәрлири хитай дөлитиниң орунлаштурушида ‛потамкен йезиси‚ шәклидики тәшвиқат зияритигә қатнишип, уйғур вә башқа түркий аз санлиқ милләтләргә немә ишлар болуватқанлиқиға қарита бурмиланған қарашларда болған. Биз бу мусулманларниң изчил назарәт қилиниватқанлиқи, түрмә-лагерларға солиниватқанлиқи, мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи, җисманий вә җинсий хорлашқа учраватқанлиқини билимиз. Униң баянати уйғур вә башқа түркий аз санлиқ милләтләр яшаватқан реаллиққа мас кәлмәйду.”
Роберт миккавниң ейтишичә, мусулман өлималири вәкиллири хитайни зиярәт қилғанда, дөләтниң тәшвиқат характерлик зиярәтлиригә қатнасмаслиқи, уйғурлар чекиватқан изтирапниң реаллиқини көрүши керәк икән.
Роберт миккав мундақ деди: “шуниң үчүн б д т, явропа иттипақи, америка вә америка мусулман җәмийәтлиригә охшаш гуруппа вә тәшкилатлар буни ирқий қирғинчилиқ, дәп бекитти. Бу актип давам қиливатқан мәдәнийәт вә җисманий йоқитиш, шундақла мусулманларниң ибадәт орунлирини вә тарихий излирини дәпсәндә қилиш һәм йоқитиш һәрикитидур. Шуңа бу зиярәт өмикиниң баянати реаллиққа мас кәлмәйду. ‛америка исламий мунасивәтләр кеңиши‚ мусулман рәһбәрлирини хитайға барғанда, дөләт даирилириниң контроллиқида бармаслиққа, дөләтниң тәшвиқат зиярәтлиригә қатнашмаслиққа вә изтирап чекиватқан уйғурларниң реаллиқини көрүшкә чақириду”.
14 Дөләт мусулман өлималириниң зиярәт өмики хитай һөкүмити өткән йили 7-айдин бери ковид-19 вирусини баһанә қилип районда омумйүзлүк қамални йолға қойған, шундақла өткән йили 24-ноябир үрүмчи от апити кәлтүрүп чиқарған кәң көләмлик наразилиқниң бесимида 7-декабир күни қамални бирақла бикар қилғандин буян районда зиярәттә болған тунҗи чәт әл өмикидур. Бу зиярәтниң хитайда ковид-19 вируси кәң көләмлик партлиған әнсиз бир вақитта елип берилиши диққәт қозғиди.
Америкадики “һәммигә адаләт” намлиқ мусулманлар тәшкилатиниң радийомизға ейтишичә, хитай бу зиярәт арқилиқ өзиниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшликини йепишни мәқсәт қилмақта икән.
“һәммигә адаләт” тәшкилатиниң рәиси имам абдулмалик муҗаһид 11-январ зияритимини қобул қилип мундақ деди: “алди билән, уйғур вә хитайдики көп қисми мусулман болған башқа етник милләтләргә немә ишларниң болуватқанлиқида мусулман дунясини қаймуқтуруш хитайниң бир вәзиписи. Мән өзүм уйғур хәлқиниң зиянкәшликкә учриғанлиқиниң бир шаһити. Мән өзүмму неминиң раст, неминиң хитай тәшвиқати икәнликини айришта қийнилимән. Хитайниң бу хил зиярәт өмәклирини тәшкиллишидики мәқсити, болупму уйғурларниң терорлиқ, радикаллиқ вә бөлгүнчиликка қарши туруш намида зиянкәшликкә учраватқанлиқини йепиштур.”
Имам абдулмалик муҗаһидниң ейтишичә, әгәр уйғур елида зиярәттә болған бу диний затлар һәқиқәтән сәмимий болса, әмди чәт әлдики уйғурлар биләнму көрүшүп, уларниң аилә әзалириға немә болғанлиқини аңлап беқиши керәк икән.
Имам абдулмалик муҗаһид мундақ деди: “хитай өзиниң таратқулирида 30 дәк ислам өлимасиниң зиярәттә болғанлиқини ейтиватиду, лекин мән уларниң ичидики 6-7 кишидин башқилириниң исминиму тапалмидим. Бәлким улар диний өлима әмәс, һөкүмәт әмәлдарлири болуши мумкин. Мениң зиярәттә болған кишиләргә беридиған тәвсийәм шу, биринчи, әмди бу кишиләрниң чәт әлдики уйғур мусулманлири билән көрүшүп, уларниң аилә әзарлириға немә болғанлиқини аңлап беқиштур. Иккинчиси, мән әрәб бирләшмә хәлипиликигә җайлашқан ‛дуня мусулман җамаәтлири кеңиши‚ни америкадики мусулман имамлири билән диалог қурушқа чақиримән. Америкадики 300 имам вә диний әдип бирләшмә баянат елан қилип, уйғур мусулманлириға һәмдәмдә болидиғанлиқини елан қилған. Бәлким, бу диалог арқилиқ, хитайниң дегәнлири униң тәшвиқатиниң бир парчиси икәнликини, һәқиқәт уларниң көзидә йошурунғанлиқини чүшинивелиши мумкин.”
Лекин америкадики бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, нөвәттики вәзийәттә бу районни зиярәт қилған мусулман өлима вә әдибләр яки бәк гол болуши мумкин вә яки уларниң дурустлуқиға суал қоюлуши керәк икән.
Американиң вашингитон шәһиридики әқиллар амбарлиридин “като иниститути” ниң алий тәтқиқатчиси мустафа ақйол 10-танвар бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “бу зиярәт ислам дуняси нуқтисин йүз қизартидиған вәқә. У йәргә барған алим-диний затлар шуни ойлиши керәк, йәни ‛хитай бизни чақирип, зиярәт қилдурди. Әлвәттә, бу бир оюн, тәшвиқат үчүн чақирди‚ дейиши, буниңға ишәнгүдәк дәриҗидә гол болмаслиқи керәк. Бу һәқтә түркийә ташқий ишлар министири ‛хитай бизни чақирди, лекин ишәнмәймиз‚ дегәндәк гәп қилди. Бу түркийәниң бир аз ойғинишқа башлиғанлиқиниң ипадиси иди… бирақ йәнә бир җәһәттин бу алим-диний затлардин ким болса болсун, у йәргә барғанлар яки бәк гол вә яки уларниң дурустлуқиға бир аз суал қоюлуши керәк.”
Мустафа ақйолниң қәйт қилишичә, мусулман дуняси уйғурлар мәсилисигә кәлгәндә уни көрмәскә селиштәк “әхлақий җәһәттин қобул қилғили болмайдиған бир позитсийәдә” икән.
Мустафа ақйол мундақ деди: “әпсуски, мусулманлар хитайдин алидиған мәнпәәт үчүн хитайниң уйғур мусулманлириға салған еғир зулуми вә ирқий қирғинчилиқини көрмәскә салмақта. Хитай ‛ундақ иш йоқ‚ десә, шуниңға ишинишни халимақта. Хитай билән мунасивитини яхши тутуш уларниң ишиға кәлмәктә”. Униң көрситишичә, “йәнә бир қисим мусулманлар, дуняда әскиликни пәқәт ғәрбла қилиду, дегән идеологийәлик бир тәрәплимилик ичидә болуп, русийәниң қирим татарлириға, хитайниң уйғурларға қилғанлирини билсиму, пәқәт пәләстин мәсилисинила мәсилә, дәп қаримақта икән.”
Мустафа ақйол мундақ дәйду: “әлвәттә, бу мәсилә муһим болсиму, әмма уни сөзләшниң бир бәдили йоқ. Лекин хитайниң зулумини сөзләш, һәтта хитайниң тәшвиқатиға гуман қилишниң бир бәдили бар. Чүнки хитайниң иқтисадий күчи күчлүк. Мусулманлар униң иқтисадий күчидин пайдилинишни ойлиғанлиқи үчүн, уйғурлар мәсилисидә әхлақий җәһәттин қобул қилғили болмайдиған бир позитсийәдә.”
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, али рашад әл нуами ма шиңрүй билән көрүшкәндә хитайниң аталмиш терорлиқ вә ашқунлиққа қарши алған тәдбирлирини махтап: “мениңчә, бизниң бүгүн көргәнлиримиз әмәлийәттә йүз бәргән ишларни әкис әттүрди… районни зиярәт қилидиғанлар келип буларни көрүши керәк. Чүнки, бу униң тарихиниң бир қисми. Терорлуқ вә ашқунлуқниң изтирапини хитайла әмәс, пүтүн дуняму чәкти” дегән.
Лекин “һәммигә адаләт” тәшкилатиниң рәиси имам абдулмалик муҗаһидниң қаришичә, терорлиққа қарши туруш уруши хитай вә мусулман дөләтләр үчүн “чоң васитә” гә айлинип қалған. Имам абдулмалик муҗаһид: “әпсуски, терорлуққа қарши туруш уруши мусулманлар дуняси үчүн ‛чоң васитә‚гә айлинип қалди. Бу америкадин башланған болсиму, бирақ һазир буни хитай, берма, һәтта бәзи вақитларда һиндистан һөкүмити терорлуқ, радикаллиқ, бөлгүнчиликкә қарши туруш намида елип бармақта. Мениңчә, дуняниң шуни есидә тутуши бәк муһим, инсанларниң әркинлик, адаләт, диний етиқад, кишилик һоқуқиға терорлуққа қарши туруш намида хилаплиқ қилинмаслиқи керәк” деди.
Биз бу мунасивәт билән али рашид әл нуами вә униң рәһбәрликидики “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” ниң баш катипи муһәммәд бечариға хәт йезип, уларниң инкасини елишқа тиришқан болсақму, лекин һәр иккилиси һазирға қәдәр хетимизгә җавап бәрмиди. Лекин “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” ниң торида елан қилинған бу зиярәт һәққидики учурда ейтилишичә, әл нуами үрүмчидә хитай даирилириға “ислам мәдәнийити билән хитайниң мунасивити тарихий, шундақла достлуқ, һәмкарлиқ иттипақдашлиқ билән характерлиниду” дегән. У йәнә: “биз дуняға шуни ениқ ейтишимиз, етник, диний вә дөләт тәвәлики өз ара тоқунушни әмәс, бир-бирини толуқлиши керәк” дегән.