Иқтисадқа тиз пүккән етиқад вә ислам дунясиниң уйғурларға сүкүти

Мухбиримиз әзиз
2021.10.22
islamda-uyghur-mesilisi-lager-sim-tosuq.jpg Ислам тәшкилатниң хитайниң әрәб-ислам әллири вә башқа мусулманлар җамаитигә юмшақ күч ишлитиштә әң чоң рол ойнаватқан орун икәнлики тоғрисида ишләнгән картон. 2020-Йили өктәбир.
RFA/Yettesu

Хитай һөкүмитиниң узун йиллардин буян иқтисадий козир арқилиқ, болупму һул муәссәсә қурулушини көтүрәгә еливелиш арқилиқ оттура шәрқ әллирини сизған сизиқидин чиқалмас қилип қоюши 2017-йилидин башлап юқури пәллигә чиққан уйғур қирғинчилиқида техиму рошән ипадиләнди. Болупму ислам әллириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қатарлиқ хәлқаралиқ сорунларда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши сиясәтлирини һемайә қилип аваз бериш вәқәлиридин кейин бу тема һәрқайси һөкүмәтләрниң вә тәшкилатларниң даимлиқ сөз темилиридин болуп қалди. Әнә шу хил аччиқ реаллиқниң нөвәттики әһвалиға қарап чиқиш үчүн әнглийәдики “очуқ мунбәр” ақиллар мәркизи бир қетимлиқ тор муһакимә йиғини ачти.

Бу қетимқи йиғинниң риясәтчиси, “ташқий сиясәт” журнилиниң хәлқараға тонулған мухбири линни доннел ханим алди билән сөз елип, ислам дунясиниң уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиққа сүкүт қилип келишидики омумий әһвални тонуштуруп өтти. Арқидинла уйғур лагер шаһидлиридин зумрәт давут һәққидә ишләнгән қисқа филим арқилиқ бу җәһәттики маһийәтлик реаллиқни йиғин әһлигә әскәртип өтти. У ахирида хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәркитини ислам дунясиға “терорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруш күрәш” дәп чүшәндүрүш арқилиқ ислам дунясиниң бу җәһәттики қоллашлиридин қандақ пайдилинип келиватқанлиқини тәкитләш арқилиқ бу җәһәттики мәсилиләрни һәрқайси мутәхәссләрниң диққитигә һавалә қилди.

Лондондики уйғур паалийәтчиләрдин рәһимә мәһмут бу мәсилә һәққидә сөз қилди. У нөвәттә уйғур дияридики сиясий бастуруш һазир алиқачан системилиқ түс алған қирғинчилиққа айлинип болған әһвалда уйғурлар өзлири билән охшаш ислам етиқадиға әгишидиған, өзлиригә һәмдәм болиду, дәп үмид қилип кәлгән түркий тиллиқ оттура асия дөләтлири болсун яки оттура шәрқтики ислам әллири болсун уларниң бирдәк уйғурларға әмәс, бәлки хитай һөкүмитигә һәмдәм болуватқанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң тәлипигә бинаән шу җайларға қечип барған уйғур мусапирлирини йошурунчә хитайға өткүзүп бериватқанлиқини баян қилип өтти. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң мусулманлар дунясиға қаритилған иқтисадий җәһәттики контроллуқиниң буниңдики һәл қилғуч роли һәмдә буниңға йошурунған “иқтисадий ярдәм” ниң һәммини һәл қилғучи баш амил болуватқанлиқини тәкитлиди. Җүмлдин әйни вақитта “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни ашкара һалда “қирғинчилиқ” дәп җакарлиған түркийә һөкүмитиниңму әмдиликтә хитай һөкүмитиниң иқтисадий козири сәвәбидин уйғурлар мәсилиисидә сүкүтни таллашқа майил болуватқанлиқини көрситип өтти.

Уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиққа қарита изчил хитай һөкүмитини һемайә қиливатқан әң актип күчләрниң бири пакистан болуватқанлиқи мәлум. Хитай һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидә җәнубий асия әллирини, җүмлидин хитайниң қошниси болған пакистан ислам җумһурийитини қандақларчә өзлириниң әң күчлүк һемайичисигә айландуривалғанлиқи тоғрисида доктур мария бастос ханим алаһидә тохталди.

Мария ханимниң қаришичә, хитай билән пакистан оттурисидики һәмкарлиқ хитайниң пакистанға иқтисадий җәһәттин ярдәм бериши, шундақла “бир бәлвағ бир йол” қурулуши арқилиқ пакистанниң һул муәссәсә қурулушиға мәбләғ селишидин башқа йәнә пакистан билән хитайниң һәр иккиси үчүн толиму зөрүр болған сиясий җуғрапийәлик еһтияҗниму асас қилған һалда раваҗланған. Бу хил еһтияҗ түпәйлидин һәр иккиси қарши тәрәпни қоллашқа, шу арқилиқ қарши тәрәпниң өзини һемайә қилишини қолға кәлтүришигә еһтияҗлиқ икән. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн пакистан баш министири имран ханниң “мән уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики реаллиқниң тәпсилатидин хәвирим йоқ икән” дейишидин “биз уйғурлар мәсилисини хитай һөкүмити билән йепиқ һалда музакирә қиливатимиз” дейишигила бир-икки йил кәткән. Шундақ болғанлиқи үчүн уйғур дияридики зулумға пакистан һөкүмити һазирғичә сүкүт қилип кәлмәктә икән. Йәнә бир яқтин пакистан һөкүмити пакистан билән һиндистан оттурисидики талаш-тартишта туриватқан кәшмир районида давам қиливатқан мусулманларниң һуҗумға учраш вәқәсидә хәлқарани әйиблш арқилиқ бу мәсилини өзлириниң уйғурлар мәсилисигә сүкүт қилишиға “қалқан” қиливалмақта икән.

Бу қетимқи йиғинда сөз қилған йәнә бир мутәхәссис вашингтон шәһридики “йеңи линийә институти” ниң тәтқиқатчиси доктур әзим ибраһим болди. У хитай һөкүмитиниң 2019-йили июл ейида бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғур қирғинчилиқи мәсилидә һасил болған 22 дөләттин тәшкил тапқан хәлқаралиқ иттипаққа қарши өз алдиға 37 дөләтни сәпәрвәр қилип “хитай иттипақи” һасил қилғанлиқини тәкитләш арқилиқ шу вақиттила мусулман дөләтлириниң мутләқ көп қисминиң хитайни һемайә қилиши аччиқ реаллиққа айлинип болғанлиқини көрсәтти. Доктур әзим ибраһимниң қаришичә, хитайниң уйғурларға қирғинчилиқ қилиши һәмдә дуняниң, җүмлидин ислам дунясиниң буниңға сүкүт қилиши маһийәттә хитайниң бу хил зулумни өзиниң тәсири йәткәнлики җайға кеңәйтишигә сүкүт қилғанлиққа баравәр болидикән. Әгәр бу һал давам қилса техиму көп қирғинчилиқ оттуриға чиқидикән. Хитай һөкүмитиниң күчлүк тәсири мәвҗут болған бермидики роһинга мусулманлириниң қирғинчилиққа учириши буниңдики бир җанлиқ мисал икән. Йәнә келип ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийәсиниң йиганә хитай кимлики асасидики “миллий дөләт” бәрпа қилиш урунушлири нөвәттә бу хилдики зулумниң уйғурлардин һалқип башқа милләтләргә вә динларға йейилишиға йол ачмақта икән. Техиму муһими бу хил үлгиләр алдида демократийә вә кишилик һәқлирини йүксәк орунға қоюп кәлгән ғәрп дуняси, җүмлидин германийәгә охшаш қудрәтлик дөләтләрму хитай билән болидиған милярд-милярд америка доллирилиқ содиниң меһридин кечәлмәй уйғурлар мәсилисигә көз юммақта икән.

Йиғинниң муһакимә басқучида һәрқайси мутәхәссисләр ислам дуняси вә бир қисим явропа дөләтлири охшимиған шәкилләрдә хитай һөкүмити үчүн сөз қиливатқанда хәлқарада буниңға қарши қандақ пикир еқимини вуҗутқа кәлтүрүш, һәрқайси әл һөкүмәтлиригә қандақ бесим қилиш қатарлиқ бир қисим аммиви чариләр һәққидә өз қарашлирини баян қилди.

Йиғиндин кейин рәһимә мәһмут ханим радийомиз зияритини қобул қилип, мушу хилдики муһакмиләр арқилиқ хәлқара җамаәтниң бу мәсилигә болған тонушини давамлиқ чоңқурлаштурушниң муһимлиқини билдүрди. Рәһимә ханимниң қаришичә, хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларни “ахирқи һәл қилиш чариси” шәклидә йоқ қилишни иҗра қиливатқан болуп, бу уйғурларниң ‍етник алаһидилики яки ислам етиқади билән бәк чоң алақиси йоқ икән. Чүнки хитай һөкүмити уйғурлар башқа һәрқандақ диний етиқадқа әгәшкән һаләттиму охшашла уларни йоқитиштин вазкәчмәйдикән.

Дуня мусулманлири билән охшаш һалда исламни улуғлап өткән уйғурлар қирғинчилиққа дуч кәлгәндә ислам дунясидики йетәкчи һакимийәтләрниң өзлиридики етиқад муқәддәсликини хитайниң иқтисадий тәсиригә қул қилишқа рази болуши нөвәттә хәлқарада көпләп муһакимә қилиниватқан темилардин бири болмақта икән. Әмма бир қисим ислам өлималири бу һалға қарита “зулум һечқачан һәқни адаққи йосунда бойсундуралиған әмәс” дәп қаримақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.