Кишилик һоқуқ тәшкилатлири сәуди әрәбистан даирилирини тутқун қилинған икки уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақирди

Мухбиримиз әркин
2020.11.23
nurmuhemmet-rozi.jpg 2006-Йилдин бери сәуди әрәбистанда иқамәт билән яшап келиватқан, сәудиға берип, хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән нурмуһәммәт рози.
Oqurmen teminligen

Сәуди әрәбистан бихәтәрлик даирилири 20-ноябир күни мәккә-мукәррәмниң мисфила мәһәллисидики бир өйгә бастуруп кирип, бу өйдә олтурушлуқ икки уйғур мусапирини тутқун қилған. Тутқунларниң бири, бу йил 2-айда сәуди әрәбистанға өмри һәҗгә берип корона вируси сәвәблик түркийәгә қайталмай туруп қалған һәмдулла вәли, йәнә бири 2006-йилдин бери сәуди әрәбистанда туруш рухсити, йәни иқамәт билән яшап келиватқан нурмуһәммәт рози болуп, уларниң һәр иккилиси түркийәниң узун муддәтлик туруш рухсити ( иқамити) бар уйғур мусапирлиридур.

Һәмдулла вәли бу йил 7-айдин бери сәуди әрәбистан аманлиқ даирилири тәрипидин из-дерики қилиниватқан болуп, у чеградин чиқса тутқун қилинип хитайға қайтуруп берилиштин әнсирәп қечип йүргән. Сәуди даирилириниң уни хитай әлчиханисиниң тәлипигә бинаән издәватқанлиқи мәлум иди. Сәуди әрәбистандики бир шаһитниң билдүрүшичә, йәрлик сақчилар тутқунларни сәуди әрәбистан бихәтәрлик хадимлириниң тутқанлиқини билдүргән.

Бу шаһит 23-ноябир зияритимизни қобул қилип: “шу күни (уларни) тутуп апирип шуғ валидә бир сақчихана бар, мавулар бу сақчиханини дөләт бихәтәрликниң сақчиханиси, дәйду. Шу сақчиханида сорақ қилипту. Шу йәрдә сорақ қилип болуп җиддәгә йөткәп кетипту”, деди. У йәнә сәуди бихәтәрлик хадимлириниң нурмуһәммәт рози иҗарә елип олтурған мисфила мәһәллисидики өйигә 20-ноябир шам билән хуптән арилиқида бесип киргәнлики, улар бесип киргәндә һәмдулла билән нурмуһәммәт һәр иккисиниң өйдә икәнликини билдүрди.

Мәлум бир оттура шәрқ дөлитидики вәқәдин хәвәрдар йәнә бир уйғурниң қәйт қилишичә, нөвәттә тутқунлар җиддә шәһиридики бриман түрмисигә қамалған болуп, улар адвокат тәклип қилған.

У мундақ деди: “әрәбистанда бир адвокатни тутуңлар, дегән гәп бойичә ахшамдин бери адвокат издәп бир адвокат тапқан. У адвокат ‛бир тәрҗиман болса яхши болиду, тәрҗиман болмиса болмайду‚ деди. Шуниң билән ахшамниң яқи тәрҗиман издәп бир қанчә адәмләр билән көрүшсәк бири мән қилип берәй тәрҗиманлиқни деди. Әмма һазирғичилик һәмдуллалар билән көрүшмиди. ‛һәрикәткә өтимиз‚ деди, әмма һазирғичилик һечқандақ хәвәр йоқ. Улар иккиси һазир бриман, дәйдиған бир түрмә бар икән җиддидә, шу йәрдә һазир. Түнүгүнки хәвәрдә ‛техи сора қилмай туруватиду‚ дегән. Бүгүн техи хәвәр йоқ”.

Һәмдулла билән нурмуһәммәтниң тутқун қилиниши дәрһал кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиған. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хоңкоңда турушлуқ алий дәриҗилик тәтқиқатчиси мая ваң, сәуди даирилириниң тутқунларни немә үчүн тутқун қилғанлиқиға чүшәнчә беришини вә тутқунларниң хитайға қайтурулмаслиқиға капаләтлик қилишини тәләп қилди.

У 23-ноябир радийомизға әвәткән язма баянатида мундақ дегән: “биз һәмдулла вәли вә нурмуһәммәт розиниң хитайға мәҗбурий қайтурулушидин әндишә қилимиз. Улар қайтурулса, тән җазасиға учраш вә мәҗбурий ғайиб қиливетиштәк җиддий хәвпкә дуч келиши мумкин. Биз сәуди һөкүмитини тутқунларниң һазирқи һалитини ашкарилашқа, уларниң немә үчүн қолға елинғанлиқиға чүшәнчә беришкә, улар қийин-қистаққа учраш хәвпи болған хитайға қайтурмаслиққа капаләтлик қилишқа чаримиз”.

Түркийәдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәкитлишичә, тутқунларниң һәр иккилисидә түркийәниң узун муддәт турушлуқ иқамити бар болуп, буниңға түркийә һөкүмитиниң арилишишини, уларни түркийә қайтуруп келишини үмид қилидикән. Түркийәдики “шәрқий түркистан кишилик һоқуқ көзитиш җәмийити” ниң баш катипи нурәттин избасар 23-ноябир зияритимизни қобул қилип, бу тоғрисида түркийә ташқи ишлар министирлиқиға хәт язғанлиқи, уларниң әнқәрәдә турушлуқ сәуди әрәбистан әлчиханиси билән көрүшүшини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң түркийә-хитай мунасивити қоюқлишип, түркийәниң сәуди әрәбистан билән болған мунасивити йириклишип кәткән мәзгилдә бу мәсилигә арилишишни халаш-халимаслиқи мәлум әмәс. Һәмдулла вәлиниң бир қанчә һәптә илгири радиойимизниң зияритини қобул қилғанда билдүрүшичә, у түркийәниң сәуди әрәбистандики әлчиханиси билән алақилишип, өзиниң түркийәгә қайтип келишигә ярдәм қилишини өтүнгән. Лекин түркийә әлчиханиси униңға ярдәм қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

Нурәттин избасарниң ашкарилишичә, улар йәнә сәуди әрәбистан әлчиханиси биләнму алақилишип, уйғур тутқунлириниң әһвалини сүрүштүрмәкчи икән. Нурәттин избасар сәуди әлчиханиси билән көрүшсә, һәмдулла билән нурмуһәммәтниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқиға чүшәнчә беришни, уларни хитайға қайтурмаслиқни, уларниң түркийәгә қайтип келишигә йол қоюшни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.

Биз шу мунасивәт билән 23-ноябир сәуди әрәбистанниң б д т да турушлуқ вәкилиниң ишханисиға хәт йезип, уларниң уйғур тутқунлар мәсилисидики инкасини соридуқ. Сәуди әрәбистан вәкилиниң ахбарат әмәлдари туффул ханим телефонда мухбиримизға “мән сизниң елхетиңизни тапшуруп елип, мениң хизмәтдашлиримниң биригә әвәтип бәрдим. У сизгә җаваб қайтуриду. Чүнки бу мәсилә униң башқуруш даирисидә” дәп көрситип, хизмәтдешиниң соалимизға бүгүн язма җаваб беридиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин һазирға қәдәр җаваб кәлмиди.

Сәуди әрәбистан даирилириниң бурунму аз дегәндә 4 нәпәр уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурувәткәнлики ашкарилинип, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриғаниди. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатидики мая ваңниң тәкитлишичә, һазир торда 20 дөләт гуруһиниң башлиқлар йиғиниға саһибханилиқ қиливатқан сәуди әрәбистанниң юқириқи икки уйғурни хитайға қайтуруши хәлқара қанунларға хилап икән.

У 22-ноябир тиветтирда елан қилған бу һәқтики баянатида, “сәуди әрәбистандәк өзини мусулман дунясиниң рәһбири, дәйдиған бир дөләтниң даирилири уйғурларни мусулман болғанлиқи үчүн җазалайдиған шинҗаңға қайтуруши һәқиқәтән чөчүтәрлик иш” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.