Түркийәдә бу йил алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучилар мукапатланди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.08.20
istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-01

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-02

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-03

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-04

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-05

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-06

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-07

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-08

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

istanbul-aliy-mektep-oqughuchi-09

Истанбулда өткүзүлгән алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 16-авғуст, истанбул RFA/Arslan

16-Авғуст күни мәркизи истанбулдики сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи һәм шәрқий түркистан өлималар бирликиниң һәмкарлиқида бу йил түркийәдә алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди.

Паалийәткә истанбулдики һәрқайси тәшкилат вәкиллири, оқуғучилар вә ата-анилар болуп көп санда киши қатнашти.

Мурасимда, алий мәктәп имтиһанида юқири номурға еришкән оқуғучилар, университетни пүттүргән, магистирлиқ мақалисини мувәппәқийәтлик тамамлиған вә докторлуқ унваниға еришкән оқуғучилар тәқдирнамә вә маддий буюмлар билән мукапатланди.

Мукапатлаш мурасимида сөз қилған сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи тәлим-тәрбийә мәркизи мудири алимҗан сабирли оқуш пүттүргән оқуғучиларға хитаб қилип, алий мәктәптә оқуп оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң оқуған билимлирини өз миллитиниң тәрәққияти вә мәвҗутлуқи шундақла уйғур мусулманлириниң дини етиқадини қоғдап қелиш үчүн ишлитишни тәләп қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Алимҗан сабирлиниң билдүрүшичә, мукапат мурасимиға қатнишиш үчүн сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписигә тизимлатқанлардин, доктор унвани алған 1 оқуғучи, магистир унвани алған 16 оқуғучи, баклавурлуқ пүттүргән 12 оқуғучи вә алий мәктәп имтиһанида юқири номур алған 10 оқуғучи болуп җәмий 49 нәпәр оқуғучи тәқдирнамә вә маддий буюмлар билән мукапатланди.

Мукапатлаш мурасимида, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор алимҗан буғда сөз қилип, алий мәктәптә оқуп уқуш пүттүргән вә яки яхши нәтиҗә билән оқуватқан уйғур оқуғучиларни тәбрикләш арқилиқ уларни илһамландуруш вә уларниң техиму илгириләп яхши оқуши үчүн мукапатлаш мурасими уюштурулғанлиқини билдүрди.

Доктор алимҗан буғда сөзидә йәнә уйғур хәлқиниң қараханийлар дәврдә билимлик вә мәдәнийәтлик хәлқ болғанлиқи үчүн ислам дунясиға өзиниң мәдәнийитини тарқатқанлиқини вә инсанийәт тарихиға өчмәс төһпиләрни қошқанлиқини, бирақ кейинки дәврләрдә җаһаләт вә тәприқичилик қаплап кәткәнлики сәвәбидин уйғурларниң мустәмликә чүшүп қалғанлиқини баян қилди.

Доктор алимҗан сөзидә йәнә муһаҗирәттики пүтүн уйғурларниң өсмүрләрни билимлик инсан болуп йетишип чиқиши үчүн оқу-оқутуш ишлириға күч чиқириши вә әһмийәт бериши керәкликини тәкитлиди.

Мукапатлаш мурасимида уйғур өсмүрлири гуруппа һалда сәһнигә чиқип һәр хил темиларда шеир декламатсийә қилди вә номурлар көрсәтти.

Мурасимда йәнә җамаәт әрбаби абдуқадир япчан, түркийәниң сабиқ парламент әзаси пирофессор җалал әрбай қатарлиқларму сөз қилип, “уйғур яшлириниң шәрқий түркистан дәваси үчүн билим игиләшниң муһимлиқи” ни тәкитлиди.

Биз йәнә бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи тәлим-тәрбийә мәркизиниң мудири алимҗан сабирли билән сөһбәт елип бардуқ.

Түркийәдә алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучилардин бир қисми түркийәниң кадирлиқ имтиһаниға кирип өзлириниң кәсиплири бойичә хизмәткә орунлашмақта икән. Булардин бири зикрулла алим исимлик уйғур яш болуп, биз пикир-қарашлирини елиш үчүн зикрулла алим билән сөһбәт елип бардуқ.

Зикрулла алимниң билдүрүшичә, у илгири қаһраманмараш сүтчиимам университетида баклавурлуқ алғандин кейин кутаһя университетида ислам мәзһәплири тарихи бөлүмидә оқуп магистирлиқ унваниға еришкәникән. У йеқинда истанбул университетида докторлуқ үчүн имтиһанға кирип имтиһандин өткән болуп, униң нөвәттики нишани яхши оқуп докторлуқ унваниға еришиш вә йәнә бир тәрәптин вәтән милләт үчүн қандақ хизмәтләрни қилиш керәклики тоғрисида издинип хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини уюштуруш дегәндәк арзуси барлиқини ипадилиди.

Зикрулла алим йәнә бир тәрәптин түркийә җумһурийитиниң бир туташ кадирлиқ имтиһанидин өткән болуп, у һазир түркийә дини ишлар идарисиниң оқутқучиси болуп хизмәт қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.