Уйғур зиялийлири истанбулға җәм болуп, өз миллий тәқдири мәсилилирини муһакимә қилди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.09.25
istanbul-yighin-01 “дәвр вә биз, истанбулда 20 лексийә-2023” мавзулуқ йиғиндин бир көрүнүш, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
RFA/Erkin Tarim

“уйғур пироҗект фонди” тәшкиллишидики, икки күн давамлашқан “дәвр вә биз, истанбулда 20 лексийә-2023” мавзулуқ йиғин 24-сентәбир күни ахшам ахирлашти.

Мәзкур йиғинни уюштурған америка аләм қатниши идарисиниң инженери, “уйғур пироҗект фонди” ниң рәиси әркин сидиқ әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу йиғинни уйғурлар еғир киризисқа учраватқан пәйттә уйғур хәлқигә йол көрситип бериш, йетәкләш үчүн ачқанлиқини, буниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини тәкитлиди.

Америка аләм қатниши идарисиниң инженери, “уйғур пироҗект фонди” ниң рәиси әркин сидиқ “дәвр вә биз, истанбулда 20 лексийә-2023” мавзулуқ йиғинниң ечилиш мурасимида сөзләватиду,  2023-йили 23-сентәбир, истанбул
Америка аләм қатниши идарисиниң инженери, “уйғур пироҗект фонди” ниң рәиси әркин сидиқ “дәвр вә биз, истанбулда 20 лексийә-2023” мавзулуқ йиғинниң ечилиш мурасимида сөзләватиду, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Доктор әркин сидиқ әпәнди йиғин ечиш пикриниң оттуриға чиқиш җәряни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “хитай компартийәси һакимийити елип бериватқан ирқий қирғинчилиқниң күчийишигә әгишип, уйғурларниң һәммиси еғир роһий азабқа дуч кәлди. Бир қисим кишиләр чүшкүнлишишкә башлиди. Чәт әлдики уйғур хәлқи бундин кейин қандақ яшишини биләлмәй қалди. Мушундақ бир пәйттә чәт әлдә яшаватқан уйғур зиялийлириниң ролини җари қилдуруп, хәлқни тоғра йолға йетәкләш, уларни һазир зөрүр болған билимләр билән тәминләш мәқсити билән бундақ бир паалийәтни уюштурғанидуқ. Биз бу мәқсәт билән уйғурлар һазир дучар болуватқан киризислар немә? бу мәсилә вә киризисларниң келип чиқиш мәнбәси немә? уларни һәл қилишниң чарә-тәдбирлири немә? дегән соалларни тәйярлап уйғур зиялийлириға әвәтип бәргәнидуқ. Бу чақириққа аваз қошуп 45 зиялий 50 парчә мақалиниң қисқичә мәзмунини йоллап бәрди. Биз бу мақалиләрниң ичидин таллидуқ. Бу мақалиләрниң бәзилири таллаштин өтмиди. Бәзилиригә түзитиш киргүзүш, толуқлаш керәкликини дәп қайтуруп бәрдуқ. Униңдин 37 нәпәр зиялийниң 44 парчә мақалиси рәсмий талланди. Биз бу мақалиләрни йиғип мақалиләр топлими қилип нәшр қилдурдуқ. Бу 550 бәтлик китаб болди. Бу китабни йиғинға иштирак қилғанларға һәқсиз тарқитип бәрдуқ”.

Доктор әркин сидиқ әпәнди икки күн давамлашқан йиғин җәрянида һес қилғанлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “биз бу қетим һес қилған нәрсә хәлқ бундақ билимләргә еһтияҗлиқ икән. Йиғинға болған қизиқиш вә кәйпиятлар интайин юқири болди. Йиғинға кәлгән истанбуллуқ уйғурлар әтигәндин ахшамғичә лексийәләрни аңлиди. Йиғин җәрянида бәзи уйғур яшлар, һәтта бәзи кичик өсмүрләрму вәтән тоғрисида язған шеирлирини декламатсийә қилип бәрди. Бу паалийәт интайин әһмийәтлик паалийәт болди”.

Доктор әркин сидиқ әпәнди йиғин әһлиниң йиғинда наһайити қиммәтлик тәклип пикирлирини оттуриға қойғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “бизниң әслидики йәтмәкчи болған мәқситимиз, юқиридиму тәкитләп өткинимдәк киризис вақтида хәлқимизни йетәкләш иди. Мениңчә бу җәһәттики мәқсәткә йәттуқ дәп ойлаймән. Хәлқимизму шәрқий түркистан дәвасидики йүзлиниш қандақ болуши керәк. Ахирқи мәқситимиз, нишанимиз немә болуши керәк? дегәндәк мәсилиләрдә қиммәтлик тәклип-пикирләр оттуриға чүшти.”

Йиғинда лексийә сөзлигән фирансийә дөләтлик пән тәтқиқат идарисиниң тәтқиқатчиси, шундақла уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси доктор мәмәтимин аббас әпәнди йиғин тоғрисидики көз қаришини баян қилди. У, мундақ деди: “мәнчә ‛истанбулда 23 лексийә‚ намлиқ паалийәт арқилиқ хәлқимизниң тәқдири билән мунасивәтлик пикирлиримизни ортақлаштуқ, өзара пикир алмаштурдуқ. Шәхсән мән бир пән техника хадими болуш сүпитим билән лексийәмдә күчлүк пән-техника қошунимизниң йетишип чиқишиниң миллий азадлиқ күрәшимиздә һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини йорутуп беришкә тириштим”.

Лондондики уйғур зиялийси әзиз әйса әлкүн “дәвр вә биз, истанбулда 20 лексийә-2023” мавзулуқ йиғинда сөзләватқан көрүнүш,  2023-йили 23-сентәбир, истанбул

Истанбулда өткүзүлгән “истанбулда 20 лексийә-2023” йиғинида лексийә сөзлигән лондондики уйғур зиялийси әзиз әйса әлкүн әпәнди йиғинниң уйғур зиялийлириниң вә истанбулдики уйғур яшлириниң өзара пикир алмаштуруш вә меһри-сөйгүсини күчәйтиш үчүн наһайити пайдилиқ болғанлиқини оттуриға қойди.

Мәзкур йиғин көп сандики уйғур зиялийлириниң тунҗи қетим бир йәргә җәм болуп, уйғурлар мәсилисини кәң даиридә илмий муһакимә уссулида музакирә қилиши икән. Бу йиғинда 21 нәпәр уйғур зиялийси лексийә сөзлигән болуп, һәр күни йиғинға келип қатнашқан кишиләрниң сани 150-200 нәпәр әтрапида болған.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.