Истанбул шәһиридики уйғурлар роза һейт намизини бирликтә оқуди

Ихтияри мухбиримиз арслан
2022.05.03
Истанбул шәһиридики уйғурлар роза һейт намизини бирликтә оқуди Истанбулдики уйғурлар мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң тупрақ бешини зиярәт қилди.
RFA/Arslan

Һәммимизгә мәлум болғинидәк бу йил 2 – май күни дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларниң роза һейт байрими йетип кәлди, роза һейт йилда бир қетим тәбриклинидиған мусулманларниң байрими, бу байрамда әң аз 3 күн һейтлишиш паалийәтлири елип берилиду. Бу һейт байримида мусулманлар өз – ара бир – бирлирини өйлирини зиярәт қилип дидарлишиду,  һал – әһвал соришиду, бу арқилиқ қериндашлиқ вә достлуқ риштини күчәйтиду. Җүмлидин гәрчә уйғур дияридики мусулманлар чәклимигә учрап роза һейтни халиғанчә өткүзәлмигән болсиму чәтәлләрдики уйғурлар өзлириниң өрүп адәтлири бойичә дини ибадәтлирини вақтида ада қилип, һейт - байрамлирини тәбрикләп өзлириниң миллий вә дини өрүп адәтлирини сақлап кәлмәктә.

Җүмлидин 2 – май дүшәнбә күни түркийәдики мусулманлар үчүн роза һейт күни болди. Истанбулниң зәйтинбурнуда олтурақлашқан уйғурлар зәйтинбурнудики әминә инанч мәсчитидә,  сәфакөйдә олтурақлашқан уйғурлар уйғур мәсичитидә җәм болуп роза һейт намизини бирликтә оқуди.

1.jpg
Зәйтинбурнудики уйғурлар рози һейт намизидин кейин җами алдида роза һейтни тәбрикләшти вә дуа қилди. 2022-Йили 2-май, истанбул зәйтинбурну.

Сәфакөйдики уйғур мәсҗитидә оқулған роза һейт намизиға 300 дин артуқ уйғур қатнашти, бу җәрянда шәрқий түркистан өлималар бирликиниң мәсуллиридин атавулла хәлпәт һаҗим, мәхмутҗан дамолла сөз қилип, уйғурларниң роза һейтини тәбриклиди вә уйғурлар тоғрисида муһим сөз қилди.

Мәхмутҗан дамоллам сөзидә, уйғур хәлқиниң 74 йилдин буян коммунизмниң бесими астида атезим дәрси оқуп турупму мусулманлиқни сақлап қалғанлиқниң чоң ғәлибә икәнликини билдүрди вә бесимларға чидап өзини йоқитип қоймиғанлиқниңму чоң ғәлибә икәнликини тәкитлиди.

Арқидин җамаәт әрбаби абдуқадир япчан сөз қилип, уйғурларниң миллий азадлиқ роһни күчләндүрүш вә вәтән хәлқниң азадлиқи үчүн керәклик қәдәмләрни бирликтә бесиш керәкликини тәкитлиди.

Бүгүн йәнә истанбулдики шәрқий түркистан өлималар бирлики вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин тәркиб тапқан бир гуруппа кишиләр буниңдин 5 йил бурун истанбулда вапат болған дини алим абдулһәким мәхсумһаҗимниң қәбрисини зиярәт қилип мәрһумниң роһиға атап дуа оқуди.

Түркийәниң дини алимлиридин нуриддин йилдиз әпәнди, уйғурларниң роза һейтини тәбрикләш билән биргә, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни вәтән һәсрити билән яшаватқанлиқини вә көңлиниң йерим икәнликини һес қиливатқанлиқини ипадилиди вә уйғурларға тәсәлли берип һейт күнләрдә болсиму көңүллирини йерим қилмаслиққа,  техиму чидамлиқ болушқа вә дини етиқади, миллий роһий вә азадлиқ ирадисидә чиң турушқа чақириқ қилди.

Бүгүн йәни 2 – май күни, түркийәниң тонулған дини алими, дәвәтчи нуриддин йилдиз әпәнди, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң роза һейт байримини тәбрикләп мундақ деди:  “әҗдадлириниң земини болған өз вәтинидә, дуняниң охшимиған җайлирида вә түркийәдә яшаватқан пүткүл шәрқий түркистанлиқ уйғур қериндашлирим силәргә салам йоллаймән!, мән силәрниң көңли йерим һалда бир һейтни күтивалғиниңларни билимән вә һес қиливатимән. Немә болуштин қәтийнәзәр бир рамзан ейини өткүздуқ вә роза һейт байримини күтүвалдуқ, роза һейтиңларға мубарәк болсун, асман вә земинниң игиси болған аллаһтин шуни тиләймәнки, келәр қетимлиқ һейтиңлар техиму яхши вә әркинликиңларға еришкән бир һейт байрими болсун, аллаһ ибадәтлириңизни қобул қилсун, һейтиңларни мубарәк қилсун, өйиңләргә вә көңлүңләргә хатирҗәмлик ата қилсун, қайғу – азаблириңларға хатимә берилсун, силәргә зулум қиливатқан, силәрни диниңлардин, юртуңлардин мәһрум қилғучилар қилмишлириниң тегишлик җазасини аллаһтин көриду”.

Хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан пүткүл дунядики уйғурларниң роза һейтини тәбриклиди вә мундақ деди: “хәлқимиз һазир ислам дунясида өткүзүлүватқан роза һейт тәнтәниси, шатлиқиға чөмәлмәй, күлпәт, һәсрәт, азаб оқубәт ичидә яшаватиду, милйонлап хәлқимиз түрмиләр вә лагерларға қамилип, инсан әвлади көрмигән зулумни көрүп яшаватиду, сиртта яшаватқан бизләр чәтәлдә азад вә һөр дуняда чирайлиқ һейтлишип пәтилишип қилидиған бир шараитқа муйәссәр болғанлиқимиздин бир тәрәптин сөйүнсәк йәнә бир тәрәптин вәтәндики ата – анимиз вә хәлқимизниң әһвалини көздә тутуп көңлимиз наһайити йерим болуп қайғурмақта, әмма кәлгүсигә нисбәтән үмидимиз парлақ! иншаалла!”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.