Уйғур сәнәт кечилики түрк-уйғур тамашибинларниң қәлбини һаяҗанға салди
2024.12.18
12-Айниң 13-күни мәркизи лондондики “мирас йипәк йоли сәнәт гурупписи” ниң иҗрасида истанбулда сәнәт кечилики өткүзүлди. Истанбулдики йилдиз техника университети йиғин залида өткүзүлгән мәзкур уйғур сәнәт кечиликигә истанбулда яшаватқан түрк вә уйғурлардин әр-аял болуп көп санда киши қатнашти.
Әнглийәдә яшайдиған пирофессор райчил харрис ханим вә уйғур сәнәтчи вә паалийәтчи рәһимә мәһмут ханимниң йетәкчиликидики “мирас-йипәк йоли сәнәт гурупписи” сәһнидә һәр хил сәнәт номурлирини көрсәтти. Рәһимә мәһмут ханим ейтқан “ачил”, “анаргүл”, шундақла “нава” муқаминиң “җула” си қатарлиқ нахшиларға уйғур музикиси тәтқиқатчиси, пирофессор райчил харрис ханим дутар, дилзат турди дап, шөһрәт нур равап билән тәңкәш қилип музика орунлап, залдики тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти.
Бу сәнәт кечиликигә истанбулдики мимар синан университети оқутқучиси доктор гүлзадә тәңритағли ханимму тәклип билән қатнашқан болуп, у қәшқәр хәлқ нахшилиридин “ләйлигүл” дегән нахшини вә башқиларни орунлап тамашибинларниң қизғин алқишқа еришти.
Истанбулда өткүзүлгән мәзкур уйғур сәнәт кечиликидики һәтта уйғур нахша-музикилирини тунҗи қетим биваситә аңлаш имканийитигә игә болған түрк тамашибинларни, хитайниң чәклимиси түпәйлидин көп йиллардин буян вәтинигә баралмай мусапирчилиқ дәрдини тартиватқан бир қисим уйғур тамашибинларниң қәлбини ләрзигә селип һаяҗанландурди.
Биз бу сәнәт кечилики вә уйғур сәнити тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн гүлзадә тәңритағли ханимни зиярәт қилдуқ.
Зияритимизни қобул қилған доктор гүлзадә тәңритағли ханим өзи ейтқан “ләйлигүл” нахшисиниң қәшқәрниң әң қәдими вә йәрлик миллий характерлик хәлқ нахшилиридин бири икәнликини, хәлқ нахшилириниң уйғурларниң узун йиллиқ тарихқа игә қиммәтлик тәвәррүк нахша-музика байлиқи икәнликини ипадилиди.
Гүлзадә тәңритағли ханим, бу сәнәт кечилики пирограммисини уюштуруштики мәқсәтниң йоқилиш хәвпигә учраватқан уйғур мәдәнийәт-сәнитини қоғдап қелиш икәнликини тәкитләп мундақ деди: “бизниң бу пирограммини уюштуруштики мәқситимиз, йоқилип кетишкә йүз тутуватқан мәдәнийитимиз вә сәнитимизни сақлап қелиш үчүн хизмәт қилиш. Буниңдин кейинму биз тәрбийәлигән балилар билән бирликтә техиму кәң көләмдә техиму мол мәзмунларни өз ичигә алған сәнәт пирограммилирини уюштурушқа тиришимиз”.
Биз бу уйғур сәнәт кечилики тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн мәзкур сәнәт кечиликигә қатнашқан дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдурешит абдулһәмид әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “уйғурлар тарихта дуня мәдәнийитигә инсанлиқ мәдәнийитигә наһайити көп төһпиләрни қошқан, болупму сәнәт саһәсидә мислисиз чоң төһпиләрни қолға кәлтүргән. Бизниң он икки муқамлиримизму дуня ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири қатарида бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин тизимға елинған”.
Абдурешит әпәнди бу сәнәт паалийитиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мирас йипәк йоли сәнәт гурупписиниң өзлириниң гүзәл сәнәтлири арқилиқ бир қанчә дөләттә уйғурларни асас қилған мушундақ консертларни бериши чәт әлдә көңли йерим болуп вәтәнгә болған һәсрити күндин күнгә ешип кетиватқан вә алақилишиш имкани болмай у йәрдики әһваллардин наһайити биарам болуватқан хәлқимизгә азрақ болсиму қайғусини йениклитиш, вәтәнгә болған сеғинишини йәңгиллитиш униңдин башқа бизниң яш-өсмүр балилиримизни уйғур сәнити-музикиси билән тонуштуруш җәһәтләрдә наһайити әһмийәткә игә”.
Биз йәнә пикир қарашлирини елиш үчүн мәзкур сәнәт кечиликигә қатнашқан түрк дуняси сәнәтчиси бунямин ақсунгур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Бунямин ақсунгур әпәнди бу сәнәт кечиликидин алған тәсиратини билдүрүп мундақ деди: “мирас йипәк йоли сәнәт гурупписи истанбулда мени бәк һаяҗанландурди, болупму шаһ мәшрәпниң ‛мени йоқлар киши барму‚ дегән нахшиси мени бәк һаяҗанландурди. Шеһит абдухалиқ уйғурниң ‛ачил‚ дегән нахшисини тәқдим қилди. Мән 2015-йили шәрқий түркистанға саяһәткә барғанда турпанға берип абдухалиқ уйғурниң қәбрисини зиярәт қилғанидим, кейинки йилларда у мазарларни чеқип вәйран қиливетипту дәп аңлидим. ‛ачил‚ дегән бу нахша әсли шәрқий түркистанлиқларниң әркинликигә символлуқ қилидиғанлиқини, униң әркинлик гүлиниң ечилишини көздә тутидиғанлиқини билимән, мән бу нахшини аңлап бәк һаяҗанландим, ахири үзүмни туталмай сәһнигә чиқип у нахшини бирликтә оқудум, бу, ичимдики бир туйғуниң партлиши иди, бәк гүзәл өтти”.
Бунямин ақсунгур әпәнди, хитай һакимийитиниң уйғурларға бесим қиливатқанлиқини, у өзи тонуйдиған көп санда уйғур сәнәтчиләрниң наһәқ һалда тутқун қилинип лагерларға, бәзилириниң түрмиләргә қамалғанлиқини тәкитлиди вә буниңға мисал көрситип бир қанчә тонулған уйғур сәнәтчиләрниң исимлирини тилға алди. У, мундақ деди: “сәнәт арқилиқ шәрқий түркистандики зулумни дуняға аңлитиш керәк, чоң күчләрниң диққитини тартишимиз керәк, йиғин ечиш вә консерт көрситиш арқилиқ инсанларға уйғурларниң адәттики бир милләт әмәсликини нәччә миң йиллиқ бир тарихи барлиқини, у тарихта мәдәнийәт җуғланмисиниң мәвҗутлуқини, тил-әдәбият әсәрлири, хәлқ нахшилири вә чалғу сазлири билән уларму дунядики башқа һөрмәткә сазавәр милләтләргә охшаш һөрмәткә сазавәр болуп яшаш һоқуқиниң барлиқини билдүрүш керәк. Алла шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң ярдәмчиси болсун, бир күни әркинликкә чиққанда қәшқәрдә қәһвә вә чилан чейи ичишкә, достлар билән қучақлишип көрүшүш вә сөһбәтлишишкә несип болғуси”.
Әнглийәдә яшайдиған пирофессор райчил харрис ханим вә уйғур сәнәтчи вә паалийәтчи рәһимә мәһмут ханимниң йетәкчиликидики “мирас йипәк йоли сәнәт гурупписи” ниң сәнәт көрситиш паалийити, 9-айниң 1-күни белгийәниң пайтәхти бирюсселда башланған болуп, париж, ситокһолм, осло, қатарлиқ 6 шәһәрдә сәнәт номурлири көрсәткән.
Улар 12-айниң 13-күни истанбулда, 15-күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә өткүзгән сәнәт кечилики билән паалийәтлирини ахирлаштурған.