Истанбулда “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғини өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.07.22
istanbul-yighin-7

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-yighin-6

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-yighin-5

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-yighin-4

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-yighin-3

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-yighin-2

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-yighin-1

Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклатни тонуштуруш муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 18-июл, түркийә. RFA/Arslan

“шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” намлиқ тәшкилат тәрипидин тәйярланған “шәрқий түркистанда давамлишиватқан диний бесим, ислам вәһимиси вә исламни хитайчилаштуруш урунушлири” намлиқ түркчә доклатни тонуштуруш мурасими вә илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

18-Июл пәйшәнбә күни түркийә яшлар вәхпиниң баш шитабида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғини “шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” ниң тәшкиллиши, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң һәмкарлиқи билән орунлаштурулди. Муһакимә йиғинида хитайниң шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан диний бастурушлири, исламға болған вәһимиси, шундақла уйғурларни ассимилятсийә қилиш урунушлири һәққидә лексийәләр сөзләнди.

Илмий муһакимә йиғини абдуҗелил қариһаҗимниң қуран тилавити билән башланған болуп, алди билән “шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” ниң баш катипи абдуләһәд удун вә “хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан айрим-айрим ечилиш сөзи қилди.

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған “шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” ниң баш катипи абдуләһәд удун, шәрқий түркистан коммунист хитайниң ишғали астиға өткәндин буян хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум вә бесим сияситиниң барғансери чекидин ешип “ирқий қирғинчилиқ” қа тәрәққий қилғанлиқини, уйғур тәшкилатларниң бу қилмишлар тоғрисида хәлқаралиқ тәшкилатлар, органлар вә дуня җамаитини мәлуматқа игә қилиш үчүн илмий пакит-дәлилләр асасида доклат һазирлап сунушниң муһимлиқини чүшинип йәткәнликини билдүрди. У йәнә “шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” ниң 2019-йили қурулғандин башлап уйғурлар учраватқан диний вә миллий бесимлар, ирқий қирғинчилиқлар тоғрисида дәлил-пакитлиқ доклат һазирлап бир қанчә тилда нәшир қилғанлиқи, шундақла уни мунасивәтлик орган, шәхс вә дөләт әрбаблириға йәткүзүватқанлиқини тәкитлиди.

У сөзидә бу қетим “шәрқий түркистанда диний бесим” намлиқ доклат һазирлиғанлиқини, бу доклатни тарқитиш вә тонуштуруш мәқситидә бу йиғинни уюштурғанлиқини баян қилип өтти.

70 Бәтлик “шәрқий түркистанда диний бесим-2024” намлиқ бу доклатни тәйярлиған “шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмийити” ниң тәтқиқатчиси дилара гүзәлдәрә бу доклатни тәйярлашта көздә тутқан нишан тоғрисида мундақ деди: “биз хитай һакимийитиниң шәрқий түркистандики мусулманларни чәткә қеқиш, ислам вәһимиси вә дүшмәнлики, шундақла ши җинпиң һакимийити оттуриға қойған ‛исламни хитайчилаштуруш‚ сиясити тоғрисида тәтқиқат елип бардуқ. Бу тәтқиқатни алди билән шәрқий түркистанниң диний, тарихий вә иҗтимаий арқа көрүнүшини тәһлил қилиш, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бесим вә ассимилятсийә сиясәтлиридин келип чиққан җиддий өзгиришләрни тәкшүрүш билән башлидуқ. Бу җәрянида уйғур тарихи, мәдәнийити вә иҗтимаий қурулмиси һәққидики илмий тәтқиқатлардин пайдиландуқ. Шәрқий түркистанниң тарихи тоғрисидики бу тәтқиқат, биз тәкшүрүш елип бериватқан дини бесим тоғрисидики мәсилиниң асасини шәкилләндүрүш һәмдә хитай дөлитиниң бесим сияситини һәқлиқ көрситиш үчүн ясап чиққан ойдурма тарихниң орниға һәқиқий тарихни күнтәртипкә кәлтүрүш, шундақла хитайниң тарих сәпсәтәлириниң ялған икәнликини ашкарилаштин ибарәт. Шуниң билән биргә биз йәнә шәрқий түркистанда йүз бериватқан кишилик һоқуқ таҗавузчилиқи вә дини әркинлик һоқуқиниң дәпсәндә қилиниш мәсилисини оттуриға қоюш үчүн, қануний түзүмләрниң вә рәсмий баянатларниң қандақ өзгәртилгәнликини тәкшүрүп чиқтуқ. Бу тәкшүрүшләрдин шуни байқаймизки, 1950-йилидин буян коммунист хитай шәрқий түркистанда һәр хил шәкилдә дини вә миллий бесимларни давамлаштуруп кәлгән. Бәзи чағларда бесим услублири һәр хил шәкилдә өзгирип турған болсиму, әмма хитайниң дини бесимлири вә ассимилятсийә сиясити өзлүксиз давамлашқан.”

“шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмийити” ниң тәтқиқатчиси вә мәзкур доклатни тәһрирләш вәзиписини өтигән фәйза пинар қилинч ханим, хитайниң диний бесим сиясити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан хәлқи нәччә он йиллардин буян хитай йүргүзүватқан аталмиш‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи‚ бәрпа қилиш сияситигә қаршилиқ көрситип, өзлириниң миллий вә дини кимликини қоғдаш билән биргә уни келәчәк әвладларға өзлүксиз йәткүзүп кәлгән. Уйғурлар, хитайниң шәрқий түркистандики һөкүмранлиқи вә у йәрдә оттуриға чиқарған сахта аптономийәлик һөкүмитигә қарши болғанлиқи, һәм көп қетим намайишлар қилғанлиқи үчүн хитай дөлитиниң һуҗум нишаниға айланған. Хитай компартийәси хитайда йүргүзүватқан сиясәтлиригә уйғурлар маслашмиғанлиқи сәвәбидин, хитайниң уйғурларға болған бесимни күндин күнгә күчәйткәнликини, уни барғансери юқири көтүрүп ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәткәнликини көрүватимиз. Йәнә бир тәрәптин, биз бу доклатта бу түрдики дәпсәндичиликләрниң келип чиқиш мәнбәси болған сиясий реаллиқни вә айримчилиқ сияситиниң немә сәвәбтин қанунлаштурулғанлиқи, буниң арқа көрүнүшидә хитайниң дуняви күчкә айлиниш нишаниниң мәвҗутлуқини, шу сәвәбтин шәрқий түркистанда техиму шиддәтлик ассимилятсийә сиясити йүргүзүватқанлиқини пакитлар асасида баян қилишқа тириштуқ”.

Муһакимә йиғининиң иккинчи басқучида шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси дотсент доктор алимҗан буғда, әнқәрә һаҗәттәпә университети оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм вә пирофессор доктор ясин актай сөз қилди. Улар сөзидә, хитайниң шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан диний вә миллий бастуруш сиясити, ислам вәһимиси вә исламни хитайчилаштуруш қатарлиқ ассимилятсийә сиясәтлирини тарихий вә нөвәттики реал вәзийәт нуқтисидин муһакимә қилди. Улар ахирида йиғин иштиракчилириниң соаллириға әтраплиқ җаваб бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.