“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” истанбулдики хитай консулханиси алдида хатириләнди
2023.07.06
2009-Йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи”ниң 14 йиллиқ хатириси үчүн истанбулдики уйғурлар хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш вә ахбарат елан қилиш йиғини уюштурди. “хәлқара шәрқий түркситан тәшкилатлар бирлики” уюштурған намайиш вә ахбарат елан қилиш йиғинида қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақ вә үрүмчи қәтлиамидин көрүнүшләрни өз ичигә алған рәсимләрни көтүргән уйғурлар бирдәк, “һәқ-һоқуқ адаләт, уйғурларға һөрийәт”, “залим хитай, шәрқий түркситандин чиқип кәт!” дегәндәк шоарларни товлиди.
Йиғинда намайишчиларға вакаләтән хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, уйғур хәлқиниң адаләт тәләп қилған намайишиниң қанлиқ бир шәкилдә бастурулғанлиқини әскәртти вә үрүмчи қәтлиамида хитайниң җавабкар икәнликини тәкитләп мундақ деди: “кишилик һоқуққа һөрмәт қилмайдиған, җинайәтчиләрни җазалимайдиған, аммиви хәлққә қарши зораванлиқ васитисини қолланған хитайниң үрүмчи қирғинчилиқида җиддий бир җавабкарлиқи бар. 5-Июл үрүмчи қирғинчилиқи, залим хитайниң 74 йиллиқ ишғалийәт җәрянида шәрқий түркистан хәлқи үстидин елип барған зулум, ассимилятсийә, йоқ қилиш сиясәтлириниң әң ярқин мисалидур”.
Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған “үмит карван вәхпи”ниң муавин рәиси җәмал чинар әпәнди мундақ деди:“ 5-июлда йүз бәргән бир қәтлиам үчүн бу йәргә җәм болдуқ, пәқәт 5-июлда әмәс, 12 айниң һәр күни бир мәзлумниң һаят һекайиси, һәр кечидә қайғу- әләмдә қалған бир һәдә – сиңлимизниң налә – пәряди бардур. Шәрқий түркистанда залим коммунист һакимийити тәрипидин елип берилған бу қәтлиамни унтуш әмәс, тилға елиштинму йүзимиз қизириду.”
Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған, хәлқара қануншунаслар бирлики баш катипи адвокат неҗати җәйлан, “шәрқий түркистанда йүз бериватқан зулумниң асасий сәвәби у йәрдә яшайдиғанларниң мусулман болғанлиқидур, шәрқий түркситандики қериндашлиримизниң әркинлик күриши бизниң күришимиздур, шәрқий түркистан азадлиққа еришкәнгә қәдәр мәсулийәтчанлиқимиз давамлишиду”, деди.
Ахбарат елан қилиш йиғинда сөз қилған акинҗилар һәрикити җәмийитиниң рәиси мәһмәт шаһин әпәнди үрүмчидә шеһит болған қәһриман уйғур оғул – қизлирини яд етидиғанлиқини ипадиләш билән сөзини башлиди. Мәһмәт шаһин әпәнди сөзидә, түркийә һөкүмити вә җумһур рәиси әрдоғанға хитаб қилип, хитай болған мунасивәтләрдә шәрқий түркистанлиқларниң ялғуз әмәсликини көрситидиған йеңи қәдәмләр бесишни тәләп қилди.
Намайишта йәнә йеңидин рифаһ партийәси истанбул шөбә муавин рәиси җәмил кәбир, диянәт ишлири уюшмиси истанбул шөбә мәсули әли шүкри йилмаз, үлкә оҗақлири истанбул 3-район шөбә мәсули әрсой сәчкин қатарлиқ түрк иҗтимаий тәшкилатларниң мәсуллириму сөз қилип уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләшти.
Һәммимизгә мәлум болғинидәк, буниңдин 14 йил илгири йәни 2009-йили 7-айниң 5-күни, үрүмчи шәһиридә адаләт тәләп қилип тинчлиқ билән намайиш елип барған миңларчә уйғур, хитай һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулған иди.