Марко респинти: “италийә хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлиридин өзини қачуралмайду”
2024.08.08
Италийә баш министири җорҗия мелони (Giorgia Meloni) 7-айниң 26-күнидин 31-күнигичә хитайда зиярәттә болған. У бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдә зиярәттә болуш җәрянида хитай карханилири билән сода-иқтисад җәһәттә һәмкарлишишни илгири сүрүш сөһбәтлиридә болған һәмдә италийәлик мәшһур сәйяһ марко поло (1324-1254) ни хатириләш көргәзмисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқан.
Баш министир мелониниң хитай зиярити һәққидә берилгән хәвәрләргә қариғанда, у хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң, баш министир ли чяң вә хитайниң башқа әмәлдарлири билән көрүшкәндә, италийә билән хитайниң иқтисад, санаәт җәһәттики һәмкарлиқини илгири сүрүшкә көңүл бөлидиғанлиқини ипадилигән, әмма хитайда давам қиливатқан кишилик һоқуқ җинайәтлири һәққидә һечнемә демигән.
Италийәлик даңлиқ мухбир, “зимистан” ториниң директори марко респинти (Marco Respinti) бу һәқтә “зимистан” торида баш министир җорҗия мелониға язған очуқ хетини елан қилған. У хетидә җорҗия мелониниң хитай алдида баш әгмигәнликини, италийәниң дөләт мәнпәәтини қоғдиғанлиқини, әмма уйғур елидә йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә диний бастурушни буниңға бәдәл қилишқа болмайдиғанлиқини оттуриға қойған.
У хетидә мундақ дәп язған:
“сиз башчилиқ қилған италийә рәһбәрлики 2023-йил 12-айда италийәни алдинқи һөкүмәт түзгән номуслуқ келишимдин тартип чиқип, хитай мустәбит һөкүмитиниң сиясий нәйрәңгә толған қуруқ пул чекини өзиниң қолиға тутқузуп қойди. Шуниң билән, италийә явропадин тунҗи болуп ‛бир бәлбағ бир йол‚ келишимигә қандақ киргән болса, сизниң рәһбәрликиңиздә у тузақтин чиқип кәткән тунҗи дөләт болуп қалди. Бу қарарниң өзи хитайниң санаәт ишләпчиқиришини қоллимиғанлиқ, шундақла хитайниң җинайи қилмишлириға ярдәм бәрмигәнлик иди. Әмма униңдин кейин кишини әндишигә салидиған ишлар йүз бәрди. Италийә хитайниң санаәт ишләпчиқиришини давамлиқ қоллиди, уйғур районидики қул әмгикиниң мәһсули болған деһқанчилиқ мәһсулатлирини көп миқдарда импорт қилди. 2024-Йил 2-айда италийә, германийә қатарлиқ дөләтләр явропа иттипақиниң америка башчилиқидики дөләтләрни үлгә қилип йолға қоймақчи болған ‛мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини импорт қилишни чәкләш‚ тәдбиригә аваз бериштин ваз кәчти, әмәлийәттә униңға қарши аваз бәргән болди”.
Марко респинти радийомиз зияритини қобул қилип, италийә баш министири мелониниң хитайға тик туридиған бир аял рәһбәр икәнликини, алдинқи һөкүмәтниң хаталиқини түзәткәнликини, әмма бу қетим хитайға берип йеқин мунасивәт орнитип кәлгәнлики, уйғур қатарлиқ милләтләр учраватқан қәбиһ зиянкәшликни тохтитиш һәққидә һечнемә демигәнликидин һәйран қалғанлиқи вә әпсусланғанлиқини билдүрди.
Марко респинти италийәниң ‛бир бәлбағ бир йол‚ тузиқидин чиқип кәткән туруқлуқ, йәнә хитай билән сода келишими түзгәнлики һәққидә тохтилип мундақ деди: “мелони хитай рәһбәрлиригә немә дәйдиғанлиқини ениқ билиду, йәни у хитай рәһбәрлиригә русийәниң санаити вә иқтисадиға ярдәм беришни тохтитиши керәкликини ейтқан болуши керәк. Мән италийә һөкүмитиниң дәл шуни көзләп хитай билән сода вә санаәт җәһәттә келишим түзгән болушини үмид қилимән. Йәнә бир җәһәттин, хитайниң санаити вә иқтисадиниң тәрәққий қилиши италийәниң дөләт мәнпәәтигә пайдилиқ, йәни италийәниң санаити вә иқтисади мәлум җәһәттә хитайға тайиниду. Италийәниң нөвәттә йәнә дөләт ичи вә сиртида дуч келиватқан бир қатар мәсилилири бар. Шуңа мән мелониниң дөләт мәнпәәтини қоғдаш үчүн қиливатқан ишлирини чүшинимән. Әмма бу һәргиз кишилик һоқуқ вә диний әркинликни қурбан қилиш бәдилигә елип берилмаслиқи керәк”.
Марко респинтиниң қаришичә, италийә һөкүмити бу қетим өз мәнпәәтини чиқиш қилип, хитай билән сода келишими түзгән болсиму, мәвҗут мәсилидин өзини қачуралмайдикән. Бу һәқтә у баш министир җорҗия мелониға соал қоюп мундақ дәйду: “италийә һөкүмити дөләт иқтисадини гүлләндүрүш билән бир вақитта, хитайниң системилиқ җинайәтлиригә көз юмамду? хитай санаитини қоллаш арқилиқ униң җинайәтлиригә ярдәм берәмду? чүнки хитайниң санаитини қоллиғанлиқ русийәниң санаитигә ярдәм бериватқан хитайни қоллиғанлиқтур. Сиз хитайни зиярәт қиливатқан күнләрдә, дуняда һечким, җүмлидин италийәликләр вә хитайлар сизниң ши җинпиң һакимийитиниң чекидин ашқан җинайәтлири һәққидә бир еғиз гәп қилғанлиқиңизни аңлимиди. Бу җинайәтләр сиз хитайда зиярәттә болуватқан күнләрдә йүз бериватқандәк, сиз қайтқандин кейинму давамлиқ йүз бериду; бу мәсилә давамлиқ мәвҗут. Хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлири алдида италийә зади қайси тәрәптә туриду?”
У бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, сода билән кишилик һоқуқ мәсилиси оттурисидики мунасивәтни тоғра бир тәрәп қилишниң муһимлиқини билдүрүп мундақ деди: “һәр қандақ дөләт әлвәттә өзиниң хәлқара мәнпәәтини қоғдашқа тиришиду, әмма буни дәп, инсанниң һөрмити, һәқ-һоқуқи вә диний әркинликигә қарши иш қилишқа болмайду. Дөләт рәһбири болған киши бу иккиси оттурисида тәңпуңлуқни сақлиши керәк; ташқи содини җанландуруш үчүн хитайдәк мустәбит дөләтләр билән һәмкарлашқанда, қәйәрдә тохтап қелиш керәкликини, неминиң бәдилиниң еғир болидиғанлиқини билиши керәк. Мән хитай билән сода қилмаслиқ керәк демәймән, өз дөлитим италийә болсун, америка болсун яки явропа болсун, һәммиси хитай билән қилған содисиниң тәсиригә учраватиду. Әгәр сиз муһим мәсилиләрдә пиринсипта чиң турсиңиз чатақ йоқ, әмма иқтисадни дәп башқа нәрсиләрни қурбан қиливәтсиңиз, әһвал яманлишиду”.
6-Авғуст күни “дипломат” торида елан қилинған бир мақалидә ейтилишичә, италийә баш министири җорҗия мелони бу қетим хитайға берип, “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин чекинип чиққан италийә билән хитайниң мунасивитини қайта яхшилиған болуп, сода, йеңи техника, йешил енергийә саһәсидә хитай билән үч йиллиқ келишим түзгән.