Италийә пайтәхти румда ши җинпиңға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.03.22
Uyghur-Tibet-Birleshme-Namayish-2019-Italiye-02.jpg Италийә пайтәхти румда өткүзүлгән уйғур вә тибәтләрниң ши җинпиңға қарши намайишидин бир көрүнүш. 2019-Йили 22-март. Рум, италийә.
RFA/Ekrem

Хитай рәиси ши җинпиң 4 күнлүк зиярәт үчүн 21-март кәчтә италийәгә йетип кәлгән болуп, у 22-март италийә президенти сәгийо маттарелла билән иқтисадий һәмкарлиқлар тоғрисида сөһбәт өткүзгән.

Мәтбуатлардики баянларға асасланғанда, хитай рәиси ши җинпиңниң бу қетимқи италийә зияритиниң мәқсити “бир бәлвағ, бир йол” истратегийилик қурулушида италийә билән һәмкарлиқ орнитиштин ибарәт икән. Һазирға қәдәр явропа иттипақиға әза 28 дөләт ичидә полша вә гиретсийә бу қурулушқа имза қойған болуп, башқа дөләтләр хитайниң бу истратегийилик пиланиға шүбһә билән қарап кәлгән һәмдә бу қурулуш явропа иттипақини зор иқтисадий кризисқа башлиши мумкин, дегән гуманларни сақлап қалған. 

Хитай рәиси ши җинпиң бу қетим италийә билән һәмкарлиқ орнитип, “бир бәлвағ, бир йол” пиланини қобул қилмайватқан г-7, йәни тәрәққий қилған 7 дөләтниң ишикини ачмақчи болған. 

Әмма униң италийә зиярити уйғурлар, тибәтләр вә йәрлик кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаршилиқиға дуч кәлгән. Германийәниң мюнхен шәһиридин 21-март кечиләп йолға чиққан бир бөлүк уйғурлар 22-март румға йетип келип, у йәрдики тибәтләр вә йәрлик хәлқләр билән биргә ши җинпиңға қарши намайиш өткүзгән. 

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун румдин зияритимизни қобул қилип, намайиш һәққидә мәлумат бәрди. 

Бу қетимқи намайишқа бирюсселда паалийәт елип бериватқан д у қ хадими шәһризатму келип қатнашқан болуп, у намайиш мәйданида җаза лагерлири тоғрилиқ нутуқ сөзләп, йәрлик аһалиниң диққитини тартқан. Бу намайишқа иштирак қилған мюнхендики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди бу қетимқи намайишниң италийә хәлқигә хитай зулумини паш қилиш, хитайниң әпти-бәширисини ечиш үчүн пурсәт яритип бәргәнликини тилға алди. 

Бу намайиш җәрянида тибәтләр вә уйғурлар ши җинпиңға, хитай зулумиға вә җаза лагерлириға қарши шоарлар товлашқан. Д у қ хадими шәһризат болса италийә һөкүмитини иқтисадий мәнпәәтнила қоғлашмай, кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа, хитайға бесим ишлитишкә чақирип, нутуқлар сөзлигән.

Мәлум болушичә, хитай рәиси ши җинпиң италийә зияритидин кейин фирансийә президенти макрон вә германийә баш министири анҗила меркил билән учришидикән. Бу учришиш 4-айниң 9-күни явропа иттипақи билән хитай тәрәп алий дәриҗиликләр учришишиниң тәйярлиқ қәдәм басқучлири һесаблинидикән. Бирақ ши җинпиңниң ватикандикиләр билән көрүшидиған яки көрүшмәйдиғанлиқи техи намәлум икән. Хитайдики христиан муритлири учраватқан зулумлар сәвәблик ватикан билән хитай оттурисида пәйда болған соғуқчилиқ һазирға қәдәр давамлишип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.