Ийи партийәси: “хитай баш әлчиси қарши елинмайдиған адәм елан қилиниши керәк”

Мухбиримиз әркин
2021.04.06
Ийи партийәси: “хитай баш әлчиси қарши елинмайдиған адәм елан қилиниши керәк” Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң 5-апрел тиветтирда “барин вәқәси” ниң 31 йиллиқини хатириләп чиқарған учури.
Social Media

Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр вә әнқәрә шәһириниң җумһурийәт хәлқ партийәсидин болған шәһәр башлиқи мәнсур явашниң 5-апрел тиветтирда “барен вәқәси” ниң 31 йиллиқини хатирилиши, хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханисиниң тәһдит характерлик һуҗумиға учрап, әслидинла назук болған икки дөләт мунасивәтлиридә дипломатик көңүлсизлик пәйда қилған. Анатолийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түркийә ташқи ишлар министирлиқи 6-апрел хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси лю шавбинни ташқи ишлар министирлиқиға чақиртип, хитай әлчиханисиниң тиветтирда елан қилған баянатидики сөзләргә биарам болғанлиқини билдүргән.

Mansur-Yawash_Barin-Inqilabi-20210405.png
Әнқәрә шәһириниң җумһурийәт хәлқ партийәсидин болған шәһәр башлиқи мәнсур явашниң 5-апрел тиветтирда “барин вәқәси” ниң 31 йиллиқини хатириләп чиқарған учури.

Ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр ханим вә әнқәрә шәһириниң башлиқи мәнсур яваш 5-апрел тиветтирда хитайниң “барен вәқәси” дики қирғинчилиқини тәнқидләп, “барен қирғинчилиқи” да өлтүрүлгән “шәрқий түркистанлиқ қериндашлири” ни хатириләйдиғанлиқини ипадилигән. Мәрал акшәнәр “шәрқий түркистанниң бир күни мутләқ мустәқиллиққа еришидиғанлиқи” ни тәкитлигәниди. Хитай әлчиханиси уларниң сөзигә дәрһал инкас қайтуруп, хитай тәрәпниң “һәқлиқ қаршилиқ көрситиш һәққини сақлап қалидиғанлиқи” ни ейтқан.

Хитай әлчиханиси қандақ қаршилиқ қилидиғанлиқини тилға алмиған, бирақ түркийәдики өктичи партийәләр хитай әлчиханисиниң инкасини түркийәниң “ички сияситигә арилашқанлиқ”, “рәсмий тәһдит салғанлиқ” дәп әйиблимәктә. Түркийә парламент әзаси, ийи партийәсиниң баянатчиси явуз ағиралиоғлу 6-апрел зияритимизни қобул қилип, хитай баш әлчисиниң түркийәдә “қарши елинмайдиған адәм” дәп елан қилинишини тәләп қилди.

Явуз ағиралиоғлу мундақ деди: “хитай баш әлчиси қарши елинмайдиған киши елан қилинса болиду. Турушлуқ дөләтниң сиясий партийә рәислиригә бу дәриҗидә тәһдитлик тил ишләткән дипломатлар қарши елинмайдиған адәм елан қилиниду. Биз мушундақ қилишини арзу қилимиз. Ташқи ишлар министирлиқи чақирип агаһландуридиғанлиқини билдүрди. Агаһландурушниң тонини һәммимиз тәң көримиз. Биз шундақ болушини арзу қилимиз, ташқи ишлар министирлиқимиз инкас билдүримиз, чақиртип келип, агаһландуримиз, дәватиду. Агаһландурушниң маһийитини көримиз. Әмма ахирқи тәһлилдә қарши елинмайдиған адәм, елан қилинса болиду. Чүнки, бу әйни вақитта пәқәт рәисимизгә әмәс, түркийә җумһурийитиниң игилик һәқлиригә қилинған һуҗум вә бир тәрбийәсизлик”.

Көрситишичә, хитай әлчиханисиниң тиветтир ғәйрий дипломатик икән. У: “бир баш әлчиниң әлчилик қиливатқан дөләттики партийә рәһбәрлиригә, шәһәр башлиқлириға бундақ тәртипсиз тиветтир сөзи йоллиши дипломатийә адәтләнгән, шаһит болған, уйғун көридиған һадисә әмәс. Бу униң қарши елинмайдиған адәм, дәп елан қилиниши үчүн йетәрлик. Ташқи ишлар министирлиқиниң зөрүр инкас қайтурушини сақлаватимиз. Тайип әрдоғанға ташқирида бирәри һөрмәтсизлик қилса биз өктичи партийә сүпитидә инкас билдүримиз, һечкимни түркийә җумһурийити рәһбиригә һөрмәтсизлик қилдурмаймиз. Бирақ охшаш сәзгүрлүкини җумһур рәиси вә ташқи ишлар министиридин күтимиз” деди.

Мәрал акшәнәр “барен вәқәси” ниң 31 йиллиқи мунасивити билән йоллиған тиветтир сөзидә “барен қирғинчилиқида хитай асаритигә баш әгмигән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни шаһадәтлириниң йиллиқида рәһмәт билән хатириләймиз. Асарәт астидики қериндашлиримизни унтумаймиз, учриған зулумлириға сүкүт қилмаймиз. Шәрқий түркистан бир күни мутләқ мустәқиллиқиға еришиду” дегән. Әнқәрә шәһириниң башлиқи мәнсур яваш “шәрқий түркистанда йүз бәргән қәтлиамниң изтирапини 31 йил өткән болсиму, һазирқидәк һес қиливатимиз. Барен шеһитлирини рәһмәт билән хатириләймән” дәп тәкитлигәниди.

Хитай әлчиханиси тиветтир сөзидә мәрал акшәнәр билән мәнсур явашниң исмини һәмбәһирләп, “хитай тәрәп һәрқандақ киши вә күчниң хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һәрқандақ шәкилдә хирис қилишиға қәтий қарши чиқиду вә буни шиддәт билән әйибләйду. Хитай тәрәп һәқлиқ қаршилиқ қилиш һоқуқини сақлап қалиду” дәп тәкитлигән. Хитай әлчиханисиниң тиветтир сөзи түркийәдики башқа өктичи партийәләрниму биарам қилған. Түркийә келәчәк партийәсиниң ташқи ишларға мәсул муавин рәиси, сабиқ баш әлчи үмид ярдим, хитай әлчиханисиниң тиветтир сөзини “қобул қилғили болмайдиғанлиқи” ни билдүрди.

Умит ярдим 6-апрел зияритимизни қобул қилип мундақ дәйду: “хитайниң баш әлчиси сүпитидә тиветтир арқилиқ очуқ-ашкара бундақ сөзләрни йезишини шиддәт билән әйибләймән. Буни қобул қилмаймиз. Чүнки, бир дөләттә баш әлчихана болуп вәзипә өтәватқан хитай баш әлчиликиниң вәзиписи икки дөләт арисидики мунасивәтләрни күчәйтиш вә алға сүрүштур. Түркийәниң ичидики сиясий партийәләрниң немә дейиши хитай тәрәпни алақиландурмайду”.

Үмид ярдимниң ейтишичә, әгәр хитай әлчиханиси шәрқий түркистанда қилғанлириниң тоғра икәнликигә ишәнсә, өзлиригә ишәнчи болса түркийәдики һәр қайси партийәрләр билән көрүшүп, пикири, наразилиқи яки дәйдиған сөзини шуларға ейтса болидикән. Умит ярдим: “әмма буниң сиртида бир баш әлчихана һечқачан бир дөләтниң ялғуз түркийәдә әмәс, дуняниң қәйиридә болса болсун, бир дөләтниң ички сиясити һәққидә фейсбук яки тиветтирда бундақ сөзлишигә болмайду” деди.

Униң көрситишичә, әнқәрәниң хитай баш әлчисини “қарши елинмайдиған адәм” дәп қилиш еһтималлиқи болмисиму, бирақ түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитай әлчисини агаһландуруши, хитай әлчиханиси тиветтирда қайта сөз йоллап, әпу сориши т керәк икән. Умит ярдим мундақ дәйду: “мән болупму ташқи ишлар министирлиқимиз бу тоғрисида хитай баш әлчиханисини агаһландуруши керәк, дәп ойлаймән. Буни чоқум қилиши, шуниңдәк буниңға җиддий инкас қайтуруши лазим. Иккинчи, хитай әлчиханисиниңму қайта тиветтир сөзи йоллап, хаталашқанлиқини етирап қилиши, түрк сиясәтчилиридин вә түрк хәлқидин әпу тилиши керәк, дәп ойлаймән”

Хитай баш әлчиси лю шавбинниң 6-апрел түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилғанда немә, дәп җаваб бәргәнлики мәлум әмәс. Түркийә ташқи ишлар министирлиқи һазирға қәдәр бу тоғрисида һечқандақ мәлумат берип бақмиди. Бирақ явуз ағиралиоғлуниң ейтишичә, хитай немә десә десун улар униң тәһдитлиригә тез пүкмәйдикән, шәрқий түркистандики “ирқий қирғинчилиқ” ни дуняға аңлитишни давамлаштуридикән.

Явуз ағиралиоғлу: “уйғур қериндашлиримиз түрк миллитиниң қериндишидур. Биз өзимизниң шәрқий түркистанлиқ һесаблаймиз. Әгәр хитай түркләр билән тинчлиқ ичидә һөрмәтләп яшашни қарар қилса, бу улар үчүн техиму яхши. Түркләр шәрқий түркистан башта болуп хитай йүтәләйдиған милләт әмәс. Биз хитайниң гелигә туруп қалимиз. Шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни, җаза лагерлирини, қийин-қистақ вә йиқитилған җамәләрни, парчиланған аилиләрни диққәт билән көзитиватимиз. Уйәрдики ирқий қирғинчилиқни дуняға аңлитишни давамлаштуримиз” деди.

Түркийә-хитай арисидики бу дипломатик сүркилиш хитай ташқи ишлар министири ваң йи түркийәни зиярәт қилип арқидинла йүз бәрди. Ваң йи зияритидә түркийә ташқи ишлар министири чавушоғлу вә президент әрдоғанниң интайин сәмимий күтүвелишиға еришкән. Түркийә һөкүмәт рәһбәрлириниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан хитайға көрсәткән сәмимий муамилиси өктичи партийәләрниң қаттиқ тәнқидигә учриғаниди.

Чавушоғлу ваң йи билән өткүзгән сөһбитидә уйғур мәсилисиниң күнтәртипкә кәлгәнликини илгири сүргән, бирақ қандақ шәкилдә күнтәртипкә кәлгәнлики тоғрисида һечқандақ учур бәрмигән. У йәнә түркийәниң уйғурлар мәсилисидә ғәрб билән биргә турмайдиғанлиқи, хитай билән корона вируси ваксинисида һәмкарлишидиғанлиқи, шуниңдәк иқтисади һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.