“ийи” партийәси хитай әлчиханиси билән консулханисиниң ишикигә қара гүлчәмбирәк қойди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.04.08
“ийи” партийәси хитай әлчиханиси билән консулханисиниң ишикигә қара гүлчәмбирәк қойди “ийи” партийәси әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай әлчиханисиниң ишикигә қара гүлчәмбирәк қойди. 2021-Йили 7-апрел, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим вә әнқәрә шәһириниң шәһәр башлиқи мәнсур яваш алдинқи күни хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң тәһдит селишиға учриған иди. Бу иш йүз бәргәндин кейин түрк хәлқиниң хитайға болған наразилиқи күнсайин күчәймәктә. Болупму “ийи” партийәси һәр хил йоллар билән хитайниң мәрал ақшәнәргә вә мәнсур явашқа салған тәһдитидин биарам болғанлиқини ипадилимәктә. 7-Апрел күни “ийи” партийәси әнқәрәдики хитай әлчиханиси вә истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай әлчиханисиниң ишикигә қара гүлчәмбирәк қойди. Булардин сирт “ийи” партийәси бурса шәһәр мәркизидиму намайиш өткүзүп хитайни әйиблиди.

7-Апрел күни әтигән “ийи” партийәси әнқәрә шөбисиниң рәиси йәткин өзтүрк әпәнди, бәзи парамент әзалири вә партийә әзалиридин тәркиб тапқан нурғун киши хитай әлчиханиси алдида ахбарат баянатини оқуп өтти. Кейин улар хитай әлчиханисиниң алдиға қара гулчәмбирәк қойди.

“ийи” партийәси истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай әлчиханисиниң ишикигә қара гүлчәмбирәк қойди. 2021-Йили 7-апрел, түркийә.

Түрк вә чәт әллик болупо көп санда мухбирлар иштирак қилған паалийәттә партийә рәһбәрлиридин йәткин өзтүрк әпәнди мухбирларға баянат берип, мундақ деди: “һөрмәтлик ахбарат хадимлири, сөзүмни башлаштин бурун шуни демәкчимәнки, пүтүн дуняниң көзи алдида хитай тәрипидин ирқий қирғинчилиқ билән ассимилатсийәгә учраватқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида икәнликимизни вә уларниң дәрт-әләмлиригә ортақлишидиғанлиқимизни оттуриға қоюмән. Шуниң билән бирликтә һәр даим зулумға вә залимға қарши турудиғанлиқимизни, мәзлумларниң авази болидиғанлиқимизни тәкитлимәкчимән. Хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ келишимигә һөрмәт қилмай, уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Биз ‛ийи‚ партийәси болуш сүпитимиз билән хитайниң бу сияситини қаттиқ әйибләймиз.”

Узундин буян изчил һалда уйғурларни қоллап келиватқан түркийә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим вә әнқәрә шәһриниң шәһәр башлиқи мәнсур явашниң 5-апрел иҗтимаий таратқулар арқилиқ “барин инқилаби” ниң 31 йиллиқини хатирилиши вә уйғурларниң балдуррақ мустәқиллиққә еришишини тилиши хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханисини қаттиқ биарам қилған. Буниң билән улар хитай әлчиханисиниң тәһдит селишиға учриған иди. Йәткин өзтүрк әпәнди баянатида хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан бүгүнки күндә “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим билән әнқәрә шәһәр башлиқи мәнсур явашқа тәһдит селишини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “партийәмизниң рәисигә тәһдит селиш арқилиқ түркийә дөлитигә вә хәлқигә қилған бу һөрмәтсизликә қарап туралмаймиз. Кишилик һоқуққа һөрмәт қилмай шәрқий түркистанда инсанийәткә қарши җинайәт ишләватқан хитайниң дипломатийилик қаидиләргә риайә қилмастин тәһдит селишини қаттиқ әйибләймиз. Әң ахирида бейҗиң һөкүмитини каллисини силкиветип иш қилишқа чақиримиз.”

Ахбарат баянати оқуп өтүлгәндин кейин “ийи” партийәсиниң рәһбәрлири вә бәзи парламент әзалири үстигә “әй хитай, бу йәр әнқәрә” дегән хәт йезилған қара гүлчәмбирәкни хитай әлчиханисиниң ишикигә қойған. Андин кейин қатнашқучи амминиң чавак авазлири астида хитай әлчиханиси алдидин айрилған.

6-7-Апрел күнлири “ийи” партийәсиниң истанбул шәһридики мәсуллири хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиниң алдида намайиш өткүзгән. Намайишқа “ийи” партийәси рәһбәрлири, партийә әзалири, хәлқ аммиси вә истанбулдики уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилған. Уйғур паалийәтчи алимҗан турди әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат берип, түркийәдә хитайға болған нәпрәтниң күнсайин күчийиватқанлиқини, уда икки күн намайиш өткүзүлгәнликини оттуриға қойди.

7-Апрел күни әнқәрә вә истанбулдин башқа түркийәниң әң чоң шәһәрлиридин бурса шәһридиму хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән болуп, намайишқа қолида түркийә байриқи билән көк байрак көтүривалған көп санда киши иштирак қилған. Уларниң һәммиси бирдәк хитайға қарши шуарлар товлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.