“ийи” партийәсиниң муавин рәиси қорай айдин: “шәрқий түркистан мәсилиси партийәмизниң әң муһим мәсилисидур”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.05.28
“ийи” партийәсиниң муавин рәиси қорай айдин: “шәрқий түркистан мәсилиси партийәмизниң әң муһим мәсилисидур” Түркийә “ийи” партийәсиниң муавин рәиси, сабиқ министир қорай айдин әпәнди түркийә парламентидики омумий йиғинда уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити һәққидә нутуқ сөзлимәктә. 2021-Йили 27-май, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзгәнлики америка башта болуп бәзи ғәрб дөләтлири парламентлири тәрипидин бирдәк бекитилгән бир пәйттә, түркийә һөкүмитиниң пәләстингә игә чиқип уйғурлар тоғрисида көп һалларда сүкүттә турувелиши түркийәдики өктичи партийәләрниң, аммивий тәшкилатларниң вә хәлқ аммисиниң наразилиқиға учримақта.

27-Май күни “ийи” партийәсиниң муавин рәиси, сабиқ министир қорай айдин әпәнди түркийә парламентидики омумий йиғинда уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити һәққидә нутуқ сөзләп түркийә һөкүмитини қаттиқ тәнқит қилиш билән биргә шәрқий түркистан мәсилисиниң “ийи” партийәсиниң муһим мәсилиси икәнликини тәкитлигән. У сөзини мундақ башлиған: “бүйүк түркийәниң виҗданлиқ ташқий сиясити қәшқәрдә, үрүмчидә, турпанда шәрқий түркистанлиқ милйонлиған бигунаһ адәмләрниң йоқ қилинишиға, у йәрдики мәдәнийәт қирғинчилиқиға қарши чиқиши, шундақла кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини дуня җамаәтчиликигә аңлитиши керәк иди. Түркийә һөкүмити милйонлиған қериндишимизниң җаза лагерлирида туруватқанлиқини билип туруп, үсти очуқ түрмигә айландурулған шәрқий түркистандин келивтқан пәрятқа қулақ салмайватиду. Мән бир түрк милләтчиси вә сиясәтчиси болуш сүпитим билән силәрдин шуни соримақчимән: бизниң инсаний вә әхлақий ташқий сияситимиз буму? мәзлумларниң йенида туруватқан, игә-чақисизларниң вәтини болған түркийә буму?”

Түркийә парламентида чоң-кичик болуп 13 партийәдин 585 нәпәр парламент әзаси вәзипә өтәватқан болуп, барлиқ партийәләрниң парламент әзалири омумий йиғинда сөз қилип, хитайни әйиблигән болсиму, әмма һакимийәт үстидики партийәгә мәнсуп парламент әзалири техичә сүкүттә турмақта. Қорай айдин әпәнди пәләстин мәсилисини ағзидин чүшүрмигән адаләт вә тәрәққият партийәсидин болған парламент әзалириниң уйғурларниң еғир вәзийитини тилға алмайватқанлиқини қаттиқ әйибләп мундақ деди: “әпсуски, һакимәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған позитсийәси мән юқирида дәп өткәндәк боливатиду. Дөләтни идари қилиш үчүн адил вә пәзиләтлик болуш керәк. Хитайниң шәрқий түркистанда садир қиливатқан инсанлиққа қарши җинайәтләрни қобул қилғили болмайду. Буниңға тиҗарий җәһәттин қариғилиму болмайду. Пәләстиндә исраилийә әскәрлириниң оқи тегип өлгән балиларниң исмини оқуған вақтиңизда бизниңму көңлимиз йерим болди. Буниң җавабкари болған исраилийәгә бизму ләнәт оқудуқ. Лекин хитайниң чидиғусиз зулумиға учраватқан уйғур балиларниң исимлирини һөкүмәткә мәнсуп парламент әзалириниң ағзидин аңлап бақмидуқ.”

Игилишимизчә, көп сандики түрк пуқраси болуп болған уйғурларму лагерларға ташланған болуп, буларниң ичидә кичик балиларму көп икән. Булардин бирси узундин буян икки қизиниң из-дерикини алалмайватқан өмәр фаруқ әпәндидур. У 6 яштики қизи заһидә билән 5 яштики қизи зәрифә һәққидә техичә мәлумат алалмиған. “ийи” партийәсиниң муавин рәиси қорай айдин әпәнди парламентта қилған сөзидә һакимийәтни қолида тутуп туруватқан партийәгә мәнсуп парламент әзалириниң мәзкур уйғур балиларниң исмини тилға елип бақмиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “йиғивелиш лагерлириға ташланған бирси 6 яшлиқ, йәнә бирси 5 яшлиқ болған түрк пуқраси заһидә фаруқ билән зәрифә фаруқниң исмини тилға елип бақмидиңлар. Аниси вә дадиси билән йиғивелиш лагериға ташланған имам һәсән вә мәмәт рәсулларға ичиңлар ағримамду?”

Қорай айдин әпәнди сөзиниң ахирида шәрқий түркистан дәвасиниң “ийи” партийәсиниң дәваси икәнликини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан мәһмут қәшқәриниң юрти, бизниң ата юртимиздур. Һөкүмәткә шуни демәкчимәнки, әгәр қоллашқа мусулман издисәңлар, шәрқий түркистанлиқлар мусулман; әгәр түркләргә ярдәм қилимән десәңлар, уйғурлар түрктур; әгәр ярдәм қилиш үчүн инсан издәватқан болсаңлар, шәрқий түркистанлиқлар инсандур. Силәрниң нәзәриңләрда буларниң пәқәт қиммити йоқму? шәрқий түркистан дәваси ‛ийи‚ партийәсиниң әң муһим дәвасидур.”

Өмәр фаруқниң юртида қалған икки қизини “ийи” партийәсиниң муавин рәиси қорай айдиндин сирт явуз ағиралиоғлу вә фәридун бахши қатарлиқ парламент әзалириму көп қетим түркийә парламентида оттуриға қойған. Өмәр фаруқ бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, түрк хәлқиниңму көп қоллишиға еришкәнликини ейитти.

Шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди қорай айдинниң 27-числа парламентта қилған сөзиниң тарихий әһмийәткә игә икәнликини ейтти.

“ийи” партийәси 2018-йили қурулған йилдики омумий сайламда утуп чиқип парламәнтқа киргән иди. У күндин тартип түркийә парламентида изчил һалда уйғур мәсилисини оттуриға қоймақта, шундақла уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида қанун лайиһәлири сунмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.