Мәрал ақшәнәр ханим: “доклатимизда хитайниң қериндашлиримизға ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини оттуриға қойдуқ”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.12.17
“йи” партийәси “хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ доклат мунасивити билән өткүзгән чоң мурасимидин көрүнүш. 2021-Йили декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур елида милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ түркий хәлқләрниң җаза лагерлириға соланғанлиқи хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, аммиви тәшкилатлар вә бәзи һөкүмәтләрниң күчлүк наразилиқини қозғиған иди. Америка, канада қатарлиқ ғәрбтики бир қисим дөләтләрниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитиши, түркийәдики бәзи сиясий партийәләрни һәрикәткә кәлтүрди. Бу партийләрдин бири түркийә парламентида 36 парламент әзаси бар болған “ийи” партийәсидидур.

“йи” партийәси парламентқа киргәндин буян, уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Мәзкур партийә 14 декабир күни “хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ доклатиниң йоруқлуққа чиққанлиқи мунасивити билән әнқәрәдә наһайити чоң мурасим өткүзди. Йиғинға көплигән дөләтләрниң дипломатлири, чәт әл телевизийә вә гезитлириниң түркийәдә турушлуқ мухбирлири, сиясий партийәләрниң рәис вә муавин рәислири, парламент әзалири, шундақла “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим қатарлиқ кишиләр иштирак қилди.

“ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң нутқи чоң екранда. 2021-Йили декабир, түркийә.
“ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң нутқи чоң екранда. 2021-Йили декабир, түркийә.

Мурасимда алди билән лагер шаһитлири гуваһлиқ бәргән син көрүнүшлириниң тәсирлик җайлири кириштүрүлүп тәйярланған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Арқидин йиғин риясәтчиси ечилиш нутуқи үчүн “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимни сөзгә тәклип қилди.

Мәрал ақшәнәр ханим мундақ деди: “бу доклат лагер шаһитлири вә уларниң уруқ-туғқанлири билән елип берилған сөһбәт хатирлири асасида, илмий вә обейктип һалда йезип чиқилди. Бу доклат түркчә, ингилизчә, уйғурчә вә хитайчә җәмий төт тилда тәйярланди. Доклатта хитай һөкүмитиниң өз мәнпәәти үчүн муқимлиқни баһанә қилип, қериндашлиримизни хитайлаштуриватқанлиқини мисаллар билән оттуриға қойдуқ.”

Арқидин “хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ доклатни тәйярлиған һүсәйин рашит әпәнди, мәзкур доклатни қисқичә тонуштуруп өтти. У мундақ деди: “шәрқий түркистандики җаза лагерлири тоғрисида 2016-йилидин тартип хәлқара ахбаратларда вә түркийәдә көплигән хәвәр вә мақалиләр йезилди. Әмма мән 2018-йили тунҗи қетим җаза лагериниң шаһити болған гүлбаһар җелилова ханимниң ағзидин бу трагедийәни аңлиған идим. Мән буни аңлап бәк тәсирләндим. Шуңа биз лагер шаһитлирини зиярәт қилип, шу асаста бу доклатни тәйярлидуқ. Биз бу доклатни тәйярлаш үчүн 12 дөләттики 53 нәпәр шәрқий түркистанлиқ билән сөһбәт өткүздуқ. Бу 53 нәпәр кишиниң 42 нәпири уйғур, 19 нәпири аял, 6 нәпири болса җаза лагери шаһитидур. 40 Киши болса җаза лагериға ташланған кишиләрниң уқуқ-туғқанлиридур. Буларниң аңлатқанлириға асасланғанда, шундақла б д т да 1948-йили қобул қилинған ‛ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамиси‚ дә көрситилгәнләргә қариғанда, хитайниң һазир шәрқий түркистанда елип бериватқанлири дәл ирқий қирғинчилиқниң өзидур.”

“ийи” партийәсиниң доклат тонуштуруш паалийитигә түркийәдики иккинчи чоң партийә болған җумһурийәт хәлқ партийәсиниң муавин рәиси, “демократик сол” партийәниң рәиси, “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси вә башқа өктичи партийәләрниң вәкиллириму қатнашқан. Уйғур академийәси вәхписиниң муавин рәиси абдулһәмит қарахан әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу йиғинға түркийәдики көп қисим сиясий партийәләр мәсуллириниң қатнашқанлиқи, шәрқий түркистан дәвасиниң түрк хәлқиниңму дәвасиға айланғанлиқиниң бир бишарити, деди.

“хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ бу көп тилларда тәйярланған. Бу доклатни тонуштуруш паалийити бәзи чәт әл телевизийәлири билән түркийәдики әң чоң ахбарат васитилиридиму хәвәр қилиинди. Мутәхәссисләр мәзкур доклатниң түркийәдә уйғурлар һәққидә бир сиясий партийә тәрипидин тәйярланған тунҗи тәпсилий доклат һесаблинидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.