Қағилиқтики “раһәт” меһманханисиниң саһиби мәмәтезиз обул 20 айдин буян из-дерәксиз
2024.11.12
Уйғур елида 2017-йили юқири пәллигә чиққан уйғур сода-карханичилириға қаритилған һуҗум вә тутқун һелиһәм давам қилмақта. Ашкарилинишичә, қағилиқ наһийәсидә өй-мүлүк содиси билән шуғуллинип келиватқан “раһәт” меһманханисиниң саһиби мәмәтезиз обул 2022-йили тутқун қилинған. Аридин 20 ай өткән болсиму, у техичә қоюп берилмигән. Дәлиллинишичә, мәмәтезиз обул, нөвәттә җаза өтәватқан бир диний затни буниңдин 10 йил илгири меһманханисида турғузғанлиқи үчүн тутқун қилинған.
Қәшқәр қағилиқлиқ муһаҗирлардин бириниң инкас қилишичә, қағилиқта “раһәт” намидики бир меһманханини маңдуруватқан мәмәтезиз обул 2017-йли лагерға елип кетилгән. Әйни чағда кәйпи-сапада болмиғанлиқи үчүнла “диний ашқунлуқ” гумани билән тутқун қилинған мәмәтезиз обул, лагердики соал-сорақлар давамида бала вақтида ата-анисидин қуран саватини чиқарғандин башқа “хата” лиқлири болмиғанлиқи үчүн, 2 йиллиқ “тәрбийә” дин кейин қоюп берилгән. У лагердин чиқип қағилиқтики меһманханисини қайтидин маңдуруватқан чағда, йәни 2022-йили 10-айда, меһманханиси уштумтут сақчилар тәрипидин қоршавға елинған. Меһманханидики мулазимәтчиләрдин меһманларғичә һәммиси бир-бирләп сорақ қилинған. Мәмәтезиз обулниң өзи бешиға қара халта кийдүрүлүп қамақханиға елип кетилгән. Бу йил 50 яшлар чамисидики мәмәтезиз обулниң достлири вә аилә тавабиатлири, у тутқун қилинған күнидин етибарән униңдин һечқандақ хәвәр алалмиған.
Тор архиплиридин тәкшүргинимиздә, “раһәт” меһманханиси қағилиқ наһийәсиниң базар ичидики дөңмәһәллигә җайлашқан. Биз дөңмәһәллә аһалиләр комитетиниң сақчи хадимиға телефон қилип, мәмәтезиз обулниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат соридуқ.
Мәзкур хадим, мәмәтезиз обулниң 2 йилдин бери тутқунда икәнликини дәлиллиди. Әмма тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат бәрмиди.
Тордики сода-карханичиларға аит бир архипта, “раһәт” меһманханисиниң 2009-йили тиҗарәт башлиғанлиқи қәйт қилинған, шундақла архипқа мәзкур меһманханиниң 2011-йилидин 2021-йилиға қәдәр йиллиқ тиҗарәт доклати һөҗҗәтлик материял шәклидә қистурулған. Униңда бу меһманханиниң 2022-йилдин буян тиҗарәт доклати тәйярлиғанлиқи қәйт қилинған.
Телефонимизни қобул қилған қағилиқ базарлиқ сақчи хадиминиң дейишичә, мәмәтезиз обул қолға елиништин 10 йилчә аввал, йәни 2012-йиллири меһманханисида бир диний затни ятқузған. Сулайман исимлик бу диний зат 2014-йили “бөлгүнчилик” билән әйиблинип кесиветилгән. Мәмәтезиз обул, әйни чағда мәзкур диний затқа көрсәткән достлуқи вә ипадилигән һөрмити сәвәблик “җинайәтчини қанат астиға елиш” гумани билән қолға елинған. Мәзкур сақчи хадимниң дәлиллишичә, мәмәтезиз обул тутулған 20 айдин буян, бирқанчә рәт үстидин мәхпий сот ечилған, әмма делониң тәпсилати аилә-тавабиатлириға вә асаси қатлам сақчилириға рәсмий шәкилдә билдүрүлмигән.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирида қағилиқтики “раһәт” меһманханисиниң саһиби мәмәтезиз обулниң “җинайәтчини қанат астиға елиш” гумани билән тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.