Өзбекистандики уйғурларниң җанкөйәр паалийәтчиси иззәтбүви амирдин ханим аләмдин өтти
2024.08.22
Өзбекистан, русийә, шундақла пүткүл оттура асиядики уйғур җамаити арисида кәң тонулған вәтәнпәрвәр уйғур паалийәтчи, уйғур мәдәнийитиниң ғәмгузари нәсирдинова иззәтбүви амирдин қизи 18-авғуст күни өзбекистан пайтәхти ташкәнттә кесәллик сәвәбидин аләмдин өтти. Бу мунасивәт билән оттура асиядики уйғур зиялийлири иҗтимаий таратқуларда түрлүк язма вә баһаларни елан қилип, өз тәзийәлирини билдүрди. Уйғур шаирлар мәрһумәгә беғишлап, рус вә уйғур тиллирида мәрсийә “вида шеирлири” ни елан қилишти.
Нәсирдинова иззәтбүви амирдин қизи 1958-йили 13-декабир күни қазақистандики чоң ақсу йезисида дуняға кәлгән. 1974-Йили ташкәнттики полиграфия техникумини түгитип, ташкәнт дөләтлик институтиниң боғалтирлиқ кәспидә оқуған.
У, институтни пүттүргәндин кейин ташкәнт шәһиридә боғалтир болуп ишлигән. Өзигә охшаш милләтпәрвәр зиялий мунаҗидин әвәйдуллайев билән аилә қуруп, үч қиз, бир оғул пәрзәнт көргән. Уларниң пәрзәнтлири бүгүнки күндә уйғур җамаитиниң паалийәтлиригә актиплиқ билән қатнишип кәлмәктә. Игилишимизчә, мәрһумәниң қизи ипархан әвәйдуллайева дуня уйғур қурултийиниң өзбекистандики вәкиллиридин бири икән.
Иззәтбүви амирдин қизи ташкәнт шәһириниң сергли наһийәсидә уйғур мәдәнийәт бөлүминиң ечилишида зор төһпиләрни қошқан. У, өзбекистандики уйғур җамаитиниң өз миллий әнәнилирини раваҗландуруши үчүн, түрлүк тиришчанлиқларни елип барған. Ташкәнт шәһириниң сергили наһийәсидики уйғур ханим-қизлар комитетиниң рәиси санийәм асимова ханим, радийомиз зияритини қобул қилип, мәрһумәниң аилисигә чоңқур тәзийә билдүрди, шундақла изәттбүви ханимниң тәшкилләш маһаритини алаһидә әсләп өтти.
Мәлум болушичә бүгүнки күндә муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан әң чоң вә җиддий мәсилиләрниң бири кейинки әвладлар ара ана тилни қандақ сақлаш вә давамлаштуруш мәсилиси икән. Мәрһум иззәтбүви ханим бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүп кәлгән болуп, у һаят вақтида тор арқилиқ уйғур ана тил дәрсини өтүп кәлгән, шундақла иҗтимаий таратқуларда көплигән ана тил топлирини қуруп, уйғур тили вә әдәбиятиниң муһаҗирәттики тәрәққияти үчүн зор төһпиләрни қошқан. Мәрһумә иҗтимаий таратқулардики топларда уйғурчә шеирларни өзиниң яңрақ авази билән оқуп тарқатқан. Һәрқайси дөләтләрдики уйғур җамаити гәрчә иззәтүви ханимни шәхсән тонумисиму, әмма уни авази арқилиқ тонуйду. Русийәниң санкитпетербург шәһиридики уйғур зиялийси, “излиримиз” намлиқ тор бетиниң тәшкиллигүчи саһиби һәмраҗан амрақ зайитов әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мәрһумә иззәтбүви ханим билән бирликтә ана тил мәсилидә түрлүк тәдбирләрни елип барғанлиқини тәкитлиди.
Мәрһумә билән тор арқилиқ уйғур тил дәрслирини өтүп келиватқан қазақистандики паалийәтчи азадгүл ханимму радийомиз зияритини қобул қилип, иззәтбүви ханимниң һаятини әсләп өтти. У, дости иззәтбүви ханимниң аләмдин өтүши пүтүн уйғур хәлқи үчүн чоң йоқитиш болғанлиқини тилға алди.
Иззәтбүви амирдин қизи уйғур академийәсиниң актип әзаси болуп, қазақистанниң чоң ақсу йезисидики яш талантлиқ балиларни қоллаш, уйғур мәдәнийити тәрғиб қилиништа пидакарлиқ билән хизмәт қилған иди. У йәнә ташкәнт шәһиридә “мәдәний мирас” дәп аталған уйғур рәссамлар көргәзмисиниң ечилишида зор төһпиләрни қошқаниди.
Өзбекистан язғучилар уюшмисиниң әзаси ниҗат ниязов әпәнди, мәрһумәгә беғишлап мәрсийә язған болуп, уни өз авази билән оқуп бәрди. Төвәндә униң “иззәтбүви сиңлим” намлиқ мәрсийә шеирини өз еғизидин аңлиғайсиләр.