Хитайниң уйғурларға қарши йеңи уруши: реаллиқ вә тәдбирләр (2)
2023.01.30

Уйғур дияридики қирғинчилиқ ташқи дуняға мәлум болған вақитларда хәлқара бир мәһәл гаңгираш вә теңирқаш ичидә бу ишларни муһакимә қилди. Әмма америка һөкүмитиниң башламчи болуп бу хил қабаһәтни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиши 2021-йили 19-январда әмәлгә ашқандин кейин, дуня миқясида бу хил қирғинчилиқниң мәвҗут болғанлиқи һәмдә давам қиливатқанлиқини етирап қилиш, шуниңдәк буниңға қарши бәзи тәдбирләрни әмәлгә ашуруш дәсләпки қәдәмдә рояпқа чиқти. Америка пайтәхти вашингтондики җорҗ товн университетиниң профессори җеймис милвард (James Millward) ниң “ташқи мунасивәт мәсилилири” журнилида 23-январда елан қилинған обзорида мушу һәқтики бир қатар мәсилиләр алаһидә орун алиду.
Бәкму кечиккән тәдбирләр
Уйғур дияридики зор тутқун вә лагерлар мәсилиси хәлқараға дәсләп мәлум болған 2017- вә 2018-йиллири дуняниң бу мәсилигә қандақ инкаста болуши америка һөкүмитиниң буниңға қандақ муамилә қилишиға қарашлиқ болуп қалған. Әмма америка бу мәсилигә тездин инкас қайтурмиған. Профессор җеймис милвардниң қаришичә мухбирлар, тәтқиқатчилар, лагер шаһитлири қатарлиқлар арқиму-арқидин лагерлардики дәһшәтләрдин мәлумат бәргән болсиму америка дөләт мәҗлиси бу һәқтә бирәр әмәлий тәдбир қоллинишқа, җүмлидин уйғурлар һәққидә қанун лайиһәси мақуллашқа тездин атлиналмиған. Шу вақиттики америка малийә министири стевен мнучин (Steven Mnuchin) өзлириниң хитай билән болидиған сода сөһбитигә һечқандақ ташқи амилниң сайә ташлимаслиқини үмид қиливатқан болғачқа америка һөкүмити билән хитай оттурисидики сөһбәтләрдә уйғурлар мәсилиси тилға елинмиған. Йәнә келип “алма”, “кока-кола”, “найки” қатарлиқ чоң ширкәтләрму бәс-бәстә йол меңип, өзлириниң хитай базиридики мәнпәәтлирини қоғдап қелишқа тиришқан. Шундақла хитайға қарши иқтисадий җаза қоллинишқа қарши мәйданлирини ипадә қилған.
Уйғур дияридики сиясий бастурушниң уйғурларни асас қилған һалда бир пүтүн милләтни йоқитиш обйекти қиливатқанлиқи барғансери айдиң болғандин кейин америка һөкүмити буниңға қарита “йәршари магнетиски қануни” бойичә чарә қоллиниш қарарини алған. Шу қатарда 2020-йили июнда америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубйо (Marco Rubio) тәшәббус қилған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” рәсмий һалда мақулланған вә сабиқ президент доналд трампниң имза қоюши билән рәсмий қанунға айланған. Әнә шу тәриқидә уйғур қирғинчилиқиға биваситә иштирак қилған хитай ширкәтлири вә хитай әмәлдарлириға җаза елан қилишниң пәрдиси ечилған.
Байден һөкүмитиниң ташқи ишлар министири антони билинкен ашкара һалда сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейониң “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики қарарини қобул қилидиғанлиқини билдүрүп узун өтмәй 2021-йили декабирда “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” рәсмий мақулланди. Мәзкур қанун лайиһәси уйғур диярида ишләнгән “һәрқандақ мәһсулат яки таварниң мәйли қисмән болсун яки толуқ болсун һечқандақ мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ әмәсликини испатлап берәлмисә уларни америка базириға импорт қилишқа болмайду” дәп бекитти. Әнә шу тәриқидә һазирға қәдәр аз дегәндиму йүз нәччә хил хитай ширкәтлиригә, һөкүмәт органлириға вә шәхсләргә җаза елан қилинди.
Америка һөкүмити әнә шу тәриқидә уйғур қирғинчилиқини етирап қилған һәмдә бу һәқтә бир қатар қанунларни мақуллиғандин кейин бир қисим ғәрб әллири, җүмлидин канада, әнглийә һәмдә явропа иттипақи арқиму-арқидин уйғур дияридики мустәмликичилик, нопус көчүрүш вә експилататсийәни ишқа ашуруш васитилири болған “ш а а р җамаәт хәвпсизлик назарити”, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” қатарлиқ орунларға иқтисадий җаза елан қилған. Шу қатарда белгийә, фирансийә, голландийә қатарлиқ бир қисим явропа дөләтлири бу долқунға әгишип хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қилмишини “қирғинчилиқ” дәп җакарлиған. “уйғур сот коллегийәси” вә “хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” му уйғур дияридики мәсилиләр һәққидә ашундақ хуласиләрни елан қилған. Бу һәқтә сөз болғанда профессор җеймис милвард мундақ дәйду. .
“шу вақитларда уйғурлар дуч келиватқан бесимлар хитайниң сиртида бир чоң хәлқаралиқ инкас долқуни қозғиғаниди. Чүнки (чәтәлдики) кишиләр 2018-йилидин башлапла бу ишлардин толуқ хәвәрдар болушқа башлиған. Шундақ болғанлиқи үчүн бу ишларни бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ға елип кириш чақириқи вуҗудқа кәлди. Әпсус бу вақитта америка б д т қармиқидики кишилик һоқуқ кеңишидин чекинип чиқип кәткәниди. Шуңа америка һөкүмити б д т даирисидә уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшқа аҗиз кәлди. Шуниң билән бир қисим демократик дөләтләр б д т кишилик һоқуқ кеңишигә бу һәқтә бирләшмә мәктуп йоллап уйғурларниң дат-пәрядини йәткүзди. Хитай болса тездин буниңдинму көп дөләтни сәпәрвәрликкә кәлтүрүп мәзкур баянатқа қарши баянатни тәйярлап чиқти. Буни аз дегәндәк ислам дөләтлириму хитай һөкүмитини қоллап оттуриға чиқти. Чүнки бу ислам дөләтлириниң көпинчиси изчил кишилик һоқуқ саһәсидә тәнқидкә учрап келиватқан һакиммутләқ дөләтләр болғанлиқи үчүн уларниң ислам дөлити болған яки болмиғанлиқи бу мәсилидә анчә чоң рол ойнимиди. Һалбуки трамп һөкүмити мушу мәзгилгә қәдәр уйғурлар мәсилисини кәскин тәкитлимиди. Демәкчимәнки, хитайға қаттиқ болушта тонулуп кәлгән доналд трамп шу вақитқа қәдәр уйғурлар мәсилини тутқа қилған һалда хитайға қаттиқ болалмиди. Бу әһвал таҗсиман вирус ямриғандин кейин андин үзүл-кесил өзгәрди”.
Тәдбирләр қанчилик рол ойниди?
Профессор җеймис милвардниң қаришичә, хитайға қарита елан қилинған иқтисадий җаза тәдбирлириниң қанчилик тәсири болғанлиқиға һөкүм қилиш асан әмәс. Чүнки хитайдин импорт қилинған мәһсулатлардин мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ таварларға қарши болған қанунларни иҗра қилиш қийин болғанлиқтин коропкисиға уйғур диярида орап-қачиланғанлиқи ениқ йезилған меғизлар вә қуруқ мевиләр америка тәвәсидики дуканларда изчил кәңри сетилип кәлгән. Бир қисим паалийәтчиләр бу хил аччиқ реаллиқни паш қилғандин кейин америка таможна вә чегра мудапиә идариси 2023-йили январда “шинҗаң чиланлири” намидики бир йүрүш мәһсулатни нев җерсей штатида мусадирә қилған. Уйғур дияридики пахта хам әшя қилинған тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим-кечәкләр болса үчинчи бир дөләттә ишләнгән таварлар намида америка базириға експорт қилинған вә сетилған.
Мушундақ арқа көрүнүштә ғәрб дуняси елан қилған иқтисадий җазаниң қанчилик үнүми болғанлиқини дәңсәп көрүш һазир техиму мумкин болмай қалған. Чүнки хитай һөкүмити өткән үч йилда қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилған, шундақла уйғур диярида әң қаттиқ вә әң узун йолға қойған “вирус юқумини нөлгә чүшүрүш” намидики қамал чарилири кәлтүрүп чиқарған иқтисадий чекинишләр хитайда көрүлүватқан һазирқи зиянларниң қайсиси ембаргониң ақивити, қайсиси юқумни контрол қилиш тәдбирлириниң ақивити икәнликини айриғили болмас қиливәткән. Әмма түрлүк учурлар хитай компартийәсиниң уйғур дияридики сиясәтләрни иҗра қилиш қарариниң қилчиликму тәвринип қалмиғанлиқини, уйғур диярини рәқәмләшкән гулаг системисиға айландурушниң ғайәт зор иқтисадий чиқим бәдилигә давам қилиши һечқачан хитай һөкүмитини иккиләндүрүп бақмиғанлиқини, хитай көчмәнлирини бу районға йәрләштүрүшкә аҗритилған хираҗәтниң изчил пүтмәс-түгимәс шәкилдә әвәтиливатқанлиқини көрсәткән. Бу һәқтә сөз болғанда профессор җеймис милвард мундақ дәйду.
“шинҗаңни нишан қилған бу иқтисадий җазалар һазир хитайға қарши һәрикәтләр қатарида тилға елиниватиду. Бу әмәлийәттә задила қамлашмиған бир қараш. Чүнки бәзиләрниң шинҗаңда болуватқан ишларни америка-хитай мунасивитигә бағливелиши бәкла асанға чүшидиған нәзәрийә болуп қалған. Шуңа мән бу хил қарашни адил вә тоғра, дәп қаримаймән. Һазир бир қатар иқтисадий җаза тәдбирлири, йәршари магнетиски қануни вә биз дәватқан қанун лайиһәлири дәл байден һөкүмитиниң қолида нишанлиқ һалда оттуриға чиқиватиду. Бәзиләр бу ембарголар вә башқа тәдбирләрни әмәлий үнүм қазиништин көрә символлуқ мәнигә бәкрәк игә болуватиду, дәватиду. Мәйли улар символлуқ мәнигә игә болған һаләттиму шинҗаңдики сиясәтләр түпәйлидин хитайниң абруйи йәргә урулуватиду. Шуниң билән биргә байдин һөкүмитиниң явропа иттипақи, канада, австралийә, әнглийә қатарлиқлар билән бу мәсилә һәққидә ортақ пикиргә келишигә йол ечиватиду. Шундақ болғанлиқи үчүн һазир һөкүмәтләр, парламентлар вә тәшкилатлар бу ишларни бирдәк ‛қирғинчилиқ‚ дәп қараватиду. Дәл мушу сәвәбтин уйғурлар һәққидики икки қанун лайиһәси дөләт мәҗлисидә мақулланди. Немә үчүн бу ишлар һазир йүз бериватиду? йәнә келип бурун әмәс, әмдиликтә оттуриға чиқиватиду? гәп шу йәрдики, бу күрәш һазирму давам қиливатиду. Хитай һөкүмити болса өзлириниң ашқунлуққа, болупму террорлуққа қарши күрәш қиливатқанлиқини буниңға дәстәк қиливатиду. Әмма хитай дәватқан бу террорлуқ һәққидики баянлар лагерлар башланған 2016- вә 2017-йиллиридин бурунла 20 йилға йеқин давам қилған кона нәзирийәләрдур”.
Әмма һазирқи реаллиқтин алғанда хитай һөкүмити дуч келиватқан иқтисадий җаза тәдбирлириниң ақивити нөвәттики юқумға мунасивәтлик қамал чарилири бикар қилинип хитай билән дуня оттурисидики сода йеңиваштин башлиниватқанда техиму күчлүк болуши мумкин икән. Буниңда бир яқтин хитайниң експорт таварлири өзлириниң мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ әмәсликини испатлашқа мәҗбур болса йәнә бир яқтин уйғур дияри билән бағлинишлиқ дуняви ширкәтләр һазир тушмутуштин уйғур дияридин, шундақла хитайдин айрилишқа башлиған.
Йәнә бир яқтин хитай изчил базарға селип келиватқан “чилбөрә дипломатийәси” өткән бирнәччә йилда хитайниң хәлқарадики абруйини вә дипломатик образини еғир дәриҗидә вәйран қилип, хитайға қарши күчләрни көпәйткән. Бу җәрянда хитай һөкүмити явропа иттипақи елан қилған уйғур дияриға мунасивәтлик ембарго чарилиригә толиму қопаллиқ билән җаваб қайтуруп явропа дөләтлирини америка тәрәпкә силҗишқа мәҗбур қилған. Буниң йәнә бир биваситә тәсири хитайниң тәйвән билән болған алақисидиму көрүлгән. 2022-Йили декабирда тәйвән рәсмий һалда хитай һөкүмитини уйғур диярида қирғинчилиқ қиливатиду, дәп җакарлиған. Уйғур дияридики бу реаллиқни етирап қилғанлиқниң өзи хитай һөкүмити тәйвәнни “бирликкә кәлтүрүш” ниң асаси, дәп келиватқан “бир дөләттә икки хил түзүм болуш” шоариниң суға чилашқанлиқидин бешарәт бәргән. Буниң билән хитай һөкүмитиниң бирдин-бир васитә болуп қалған қорал күчи арқилиқ тәйвәнни “бирликкә кәлтүрүш” кә тәрәддут қилиши өз нөвитидә америка билән болған мунасивәтни җиддийләштүрүп қойған. Бу мәнидин алғанда ши җинпиңниң уйғур дияридики бастуруш арқилиқ хитайда мутләқ бихәтәрлик орнитиш тиришчанлиқи әксичә үнүм пәйда қилған.
Әнә шу тәриқидә уйғурларни бастуруш һәрикити әң ахирида хитайни бихәтәрликкә әмәс, техиму чоң паракәндичиликкә гириптар қилған. Бирнәччә қетимлиқ хәлқара рай синаш паалийәтлиридә хәлқараниң хитай һәққидики әндишилири изчил ешип меңиватқанлиқи мәлум болған. Шу сәвәбтин җаза лагерлири австралийә, канада, японийә қатарлиқ дөләтләрниму хитайға қарши пикиргә елип кәлгән. Әмма хитай һечқачан пуқраларниң арзуси бойичә әмәс, әксичә хусусий диктаторлуқ асасида иш көридиған болғачқа уйғурлар дияридики ишларни тохтитиш һәққидә пәқәт ши җинпиңла қарар чиқириш һоқуқиға игә. Таҗсиман вируси толуқ контрол қилинғанлиқтин әмәс, әксичә “вирус юқумини нөлгә чүшүрүш” ни нишан қилған қамал чарилири иқтисади вә иҗтимаий җәһәтләрдә еғир бәдәл төләшкә елип кәлгәнликтин ши җинпиң бу сиясәттин ваз кәчкән. Аптор мушу әһвалларни нәзәргә алған һалда “хәлқара дуня мушу хилдики җазани давам қилдуралиса вақит өткәнсери хитайниң өзи бу залимлиқниң бәдилини қобул қилалмас һалға чүшүп қалиду. Шу вақитта ши җинпиң лагерни тақашқа мәҗбур болуши мумкин” дәп хуласә чиқириду.