Истанбул вә коня шәһәрлиридә “шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғур сәрхиллириниң ақивити” темисида йиғин чақирилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.03.19
istanbul-jaza-lageri-yighin.jpg Йиғиндин хатирә сүрәттә (алдинқи қатар солдин оңға) җелил туран, доктор мәғпирәт кәмал, проф. Доктор гүлшән алишиқ, журналист турғай туфәкчи, проф. Доктор мустафа явуз, һәбибулла күсәни. 2019-Йили 16-март, истанбул, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң истанбул вә коня шәһәрлиридә “шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғур сәрхиллириниң ақивити” темисида йиғин чақирилди.

Дуня җамаәтчиликиниң диққити уйғур дияридики җаза лагерлириға соланған кишиләрниң ақивитигә бурулған бүгүнки күнләрдә түркийәниң истанбул вә коня шәһәрлиридә “шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғур сәрхиллириниң ақивити” темисида йиғин чақирилди. 16-Март шәнбә күни бир күн давамлашқан йиғинға истанбул университети билән мармара университетидин оқутқучилар, һәр қайси гезит-журналлар вә телевизийәниң мухбирлири һәм шәрқий түркистан тәшкилат мәсуллири болуп көп киши иштирак қилди. Йиғинниң ечилиш нутқини уйғур академийәси муавин рәиси доктор мәғпирәт камал ханим сөзлиди. У нутқида: шәрқий түркистанниң нөвәттики еғир вәзийити вә хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагери һәққидә тохталди. Арқидин уйғур академийәси иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди хитайниң ассимилятсийә сиясити, җаза лагерлири вә түрмиләргә бигунаһ соланған вәкил характерлик уйғур сәрхиллири һәққидә тәпсилий доклат сунди. Йиғинға қатнашқан тәтқиқатчилар вә түркийәлик мухбирлар шәрқий түркистандики хитайниң ассимилятсийә сиясити вә җаза лагерлири һәққидә бәс-бәстә соал сорашти һәм өз көз-қарашлирини оттуриға қойди.

Уйғур академийәси мәсуллири билән биргә йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллириму, өзлириниң пикир-тәклиплирини сунди. Йиғинда асаслиқи шәрқий түркистанниң вәзийити, хитайниң шәрқий түркистан, түркийә вә шундақла түрк һәм ислам дунясиға қаратқан йеқин кәлгүсидики пиланлири музакирә қилиниш билән биргә, түркийәдә шәрқий түркистан давасини техиму юқири пәллигә көтүрүшниң пәрқлиқ йоллириму муһакимә қилинди. “шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғур сәрхиллириниң ақивити” мавзулуқ йиғинни мәркизи истанбулда турушлуқ уйғур академийәси уюштурған болуп, мәзкур академийәниң иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди зияритимизни қобул қилип, йеқиндин буян түркийәдики ахбарат васитилиридә уйғурлар тоғрисида көпләп хәвәр вә обзорларниң елан қилиниватқанлиқини, буни язған мухбир, обзорчи вә мутәхәссисләргә рәһмәт ейтиш үчүн бу йиғинни чақирғанлиқини баян қилди.

Йиғинда җаза лагерлири тоғрисида немиләрни қилиш тоғрисида қиммәтлик тәлә-пикирләр оттуриға қоюлған. Уйғур академийәсиниң муавин рәиси мәғпирәт кәмал юнусоғлу ханим йиғин әһли тәрипидин оттуриға қоюлған пикирләр һәққидә тохталди.

17-Март күни түркийәниң оттура райониға җайлашқан коня шәһиридә “шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғур сәрхиллириниң ақивити” темисида йиғин чақирилди. Уйғур академийәси билән конядики әһди-вапа туран вәқпи тәрипидин уюштурулған бу йиғинға конядики сәлчуқ университети, нәҗмәттин әрбақан университетиниң оқутқучилири, коня райондики гезит-журнал вә телевизийә мухбирлири, бәзи аммиви тәшкилат мәсуллири һәм бәзи сиясий партийәниң коня вилайитидики вәкиллиридин болуп 55 әтрапида киши иштирак қилди. Йиғинда уйғур академийәси мәсуллиридин иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди уйғур дияриниң тарихи вә мәдәнийити тоғрисида, түркийә радийо вә телевизийә идариси мухбири адил әруйғур әпәнди болса җаза лагерлири вә у йәргә соланған уйғурлар тоғрисида мәлумат бәрди. Абдулһәмид қарахан әпәнди бу йиғин тоғрисида мәлумат бәрди.

Коняда бу паалийәткә саһибханилиқ қилған әһди-вапа туран вәқпи рәиси һарун марал әпәнди коняда өткүзүлгән йиғинниң наһайити пайдилиқ болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “йиғинда 4 обзорчи бар иди. Бири бүгүн, йәнә бири әтә җаза лагерлири тоғрисидики йиғинимиз һәққидә обзор язмақчи. 25 Профессор йиғинға қатнашти. Бу оқутқучилар дәрс башлаштин бурун оқуғучилириға дуняда бундақ ишларму болуватиду? хәвириңлар барму? дәп шәрқий түркистан мәсилисини аңлатмақчи. Бу йиғинда 5 сиясий партийәниң мәсуллири вә 3 аммиви тәшкилат мәсули бар иди. Уларму кишиләргә бу йиғинда аңлиғанлирини аңлатмақчи. Бу җәһәттин елип ейтқанда уйғур академийәси билән биз коняда биргә өткүзгән бу йиғин пайдилиқ болди”.

Түркийәдики ахбарат органлири, мутәхәссисләр, аммиви тәшкилатлар уйғур мәсилисигә бәкла қизиқсиму, лекин хитай уйғурлар тоғрисидики хәвәрләрни қамал қиливалған болғачқа түркийәдә хата мәлуматлар тарқилип йүрмәктә. Шуңа уйғур академийәси түркләргә бу һәқтә тоғра мәлумат бериш үчүн бу хил паалийәтни башлиған. Абдулһәмид қарахан әпәнди бу паалийәтни бундин кейинму түркийәниң һәр қайси җайлирида өткүзидиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.