“2023-йиллиқ җәнвә мунбири” йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.05.17
duq-jenwe

Сүрәттә оңдин зумрәтай әркин, ризванай, долқун әйса, қәлбинур сидиқ, һәбибуллаһ изчи, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

dolqun-eysa-jenwe-flip-benen.jpg

Сүрәттә д у қ рәиси долқун әйса билән явропа парламентиниң әзаси филип бенен “2023-йиллиқ җәнвә мунбири: кишилик һоқуқ вә демократийә юқири дәриҗиликләр учришиши” йиғинида, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

dolqun-eysa-jenwe-ali-assani.jpg

Сүрәттә д у қ рәиси долқун әйса билән канада парламенти ташқий ишлар комитетиниң рәиси али ассани “2023-йиллиқ җәнвә мунбири: кишилик һоқуқ вә демократийә юқири дәриҗиликләр учришиши” йиғинида, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

dolqun-eysa-jenwe-01.jpg

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “уйғур кишилик һоқуқ кризиси” дегән темида нутуқ сөзләватиду, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

dolqun-eysa-jenwe-02

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “уйғур кишилик һоқуқ кризиси” дегән темида нутуқ сөзләватиду, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

qelbinur-sidiq-jenwe_02.jpg

Голландийәдики җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ “2023-йиллиқ җәнвә мунбири: кишилик һоқуқ вә демократийә юқири дәриҗиликләр учришиши” йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

qelbinur-sidiq-jenwe.jpg

Голландийәдики җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ “2023-йиллиқ җәнвә мунбири: кишилик һоқуқ вә демократийә юқири дәриҗиликләр учришиши” йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 17-май, җәнвә RFA/Ekrem

“2023-йиллиқ җәнвә мунбири: кишилик һоқуқ вә демократийә юқири дәриҗиликләр учришиши” йиғини бүгүн җәнвәдә башланған.

“2023-йиллиқ җәнвә мунбири: кишилик һоқуқ вә демократийә юқири дәриҗиликләр учришиши” йиғини 5-айниң 17-күни шиветсарийәниң җәнвә шәһиридики “җәнвә хәлқара ахбарат мәркизи” сарийида башланған.

Бу йиғин 2009-йилидин буян давамлишип кәлгән “җәнвә мунбири” йиғининиң 15-нөвәтлики болуп, йиғинға б д т кишилик һоқуқ кеңиши хадимлири, һәрқайси дөләтләрниң б д т дики әлчилири иштирак қилғандин сирт, дуняниң һәрқайси әллиридә паалийәт елип бериватқан көплигән нопузлуқ кишилик һоқуқ органлириниң рәһбәрлири вә вәкиллири болуп, йүзлигән киши қатнашқан. Уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса, д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркин вә голландийәдики җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ қатарлиқ бир гуруппа вәкилләр қатнашқан.

Дуняниң диққитини кишилик һоқуқ саһәсидики җиддий мәсилиләргә тартишни асасий мәқсәт қилған, һәр йили 6-айда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғини башлиништин илгири өткүзүлидиған бу йиғинда һәрқайси әлләрдин кәлгән шаһитлар, сабиқ мәһбуслар, өктичиләр, мустәбит һакимийәтләрниң зиянкәшликигә учриғучилар, дипломатлар, мухбирлар вә кишилик һоқуқ қәһриманлири сөз қилидикән. 17-Май чүштин бурун, мәзкур йиғинда җаза лагерлири шаһити қәлбинур сидиқ ханимму алдинқи қатарда сөзгә чиқип, хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқи җинайәтлири тоғрисида өзиниң көргән-билгәнлирини сөзләп өткән. Униң сөзи нәқ мәйдандин инглизчә тарқитилған.

Мәзкур йиғинда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “уйғур кишилик һоқуқ кризиси” дегән темида нутуқ сөзләп, хитайниң шәрқий түркистанда давам қилдуруватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини йәнә бир қетим қаттиқ әйиблигән. Бүгүн 17-май җәнвәдин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, мәзкур йиғин тоғрисида бизни мәлуматлар билән тәминлиди һәмдә бу йиғинниң уйғур мәсилисигә болған әһмийити тоғрисида қарашлирини ипадә қилип өтти.

Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң уйғурчә әтләс көйнәкләрни кийип, хитай чәклигән уйғур ана тилида сөзләп, шәрқий түркистан хәлқиниң дәрт-әләмлирини дуняниң һәр йәрлиридин кәлгән талайлиған инсанларға йәнә бир қетим аңлитиш пурситигә еришкәнликидин көп хурсән болғанлиқини тилға алди. Мәзкур йиғинға иштирак қилған, шиветсарийәдә яшайдиған уйғур зиялийси һәбибуллаһ изчиму йиғинда уйғурлар мәсилисиниң алаһидә диққәт тартқанлиқини тәкитлиди.

Д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркинниң билдүрүшичә, “җәнвә мунбири” йиғининиң иштиракчилириниң көпинчиси дуняға тонулған мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчилири икән. Униң әскәртишичә, д у қ узун йиллардин буян мәзкур йиғинниң саһибханлиқини үстигә алған тәшкилатлардин бири болуш сүпити билән, һәр йили өткүзүлүватқан “җәнвә мунбири” йиғиниға уйғур вәкиллирини қатнаштуруп, шәрқий түркистан мәсилисини дуняға тонутуш вә б д т да күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн, бу мунбәрдин үнүмлүк пайдилинип кәлмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.