Җәнвәдики б д т баш штаби алдида хитайға қарши зор намайиш өткүзүлди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 42-нөвәтлик омумий йиғини чақириливатқан мәзгилдә бүгүн, йәни 9-айниң 20-күни дуня уйғур қурултийи, тибәт тәшкилатлири вә шветсарийә шәрқий түркистан җәмийитиниң бирликтә уюштуруши билән җәнвәдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинаси алдидики мәйданда коммунист хитай һакимийитигә қарши кәң көләмлик бирләшмә намайиш өткүзүлди.
Шветсарийә вақти саәт 11:00 дә җәнвә шәһиридики б д т баш штаби алдида өткүзүлгән намайишқа явропа дөләтлиридин кәлгән миң әтрапида уйғур қатнашти. Мәзкур намайишқа уйғурлардин сирт тибәтликләр, хоңкоңлуқлар, моңғуллар вә җәнвәдики көплигән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллириму қатнашти.
Җәнвәдики б д т баш штаби алдини ай-юлтузлуқ көк байрақлар қаплиди. Хитайға қарши җараңлиқ шоар садалири әтрапни ләрзигә салди.
Явропа дөләтлириниң һәй қайси җайлиридин кәлгән уйғурлар мәйданда җәм болуп, қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақ, тибәт байриқи вә һәр хил лозункиларни көтүргән һалда “шәрқий түркистан истиқлал марши” ни орундаш билән намайишни башлиди.
Намайишчилар мәйданда хитайға қарши түрлүк шоарларни товлап мәйданни зилзилигә салди. Улар бирдәк “уйғурлар қоғдап қелинсун!”, “хитай, лагерларни тақисун!”, “уйғурларниң миллий маарипи қоғдап қелинсун!” дегәнгә охшаш шоарларни товлашти.
Кейин дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса б д т баш штаби алдида бу қетимқи намайишниң мәқсити һәм әһмийити тоғрисида нутуқ сөзлиди. У уйғурларни үмидсизләнмәсликкә, дәваға актип қатнишишқа чақирди.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип, намайишқа қатнашқан уйғурларниң тәсиратлирини игиләш пурситигә ериштуқ. Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавуддин зияритимизни қобул қилип, өзлириниң намайиш мәйданидики тәсиратлирини баян қилишти.
Дуняниң һәрқайси дөләтлиридин кәлгән уйғурлар 2018-йили 11-айниң 6-күниму җәнвәдики б д т баш штаби алдида хитайға қарши зор намайиш өткүзүп, хитайни әйиблигән иди.