Җәвһәр илһам билән сөһбәт
2021.12.10

Җәвһәр илһам 1994-йили 7-айниң 1-күни бейҗиңда туғулған. Башланғуч, толуқсз вә толуқ оттура мәктәпләрни бейҗиңда оқуған. У әслидә 2013-йили дадиси илһам тохтиниң индиана унивирситетида зиярәтчи оқутқучи болушқа тәклип қилиниши сәвәблик дадиси билән биллә америкаға кәлмәкчи болған, лекин дадисиниң чиградин өткүзүлмәслики сәвәбидин өзи ялғуз америкаға кәлгән.
Икки йил индиана унверсититниң тил курсида ингилиз тили өгәнгәндин кийин, 2016-йили сиясий пәнләр кәспи бойичә рәсмий алий мәктәп оқушини башлиған. Кейинчә шу университетниң йеқин-шәрқ мәдәнийәт вә тил тәтқиқат бөлүмидә әрәб тили бойичә дәрс илишқа башлиған. У йәнә өзиниң ана тилини техиму мукәммәлләштүрүш үчүн индиана университетиниң мәркизий явро-асия тәтқиқати бөлүмидә уйғур тили йизиш-оқуш бойичә дәрс алған. 2019-Йили оқуш пүттүрүп, сияси пәнләр, йеқин-шәрқ мәдәнийәт вә тил тәтқиқати вә мәркизий явро-асия тәтқиқати бойичә бирла вақитта баклаверлиқ унвани алған. У индиана унверсититидики оқушини тамамлиғандин кийин, 2020-йилидин башлап мәркизи вашингтондики ишчилар һоқуқи бирләшмиси (Worker Rights Consortium) дә хизмәткә башлиған. У һазир мәзкур бирләшмидә мәҗбурий әмгәк түриниң маслаштурғучиси болуп ишлимәктә.
Җәвһәрниң дадиси, бейҗиңдики мәркизий милләтләр унивирситетиниң иқтисад пәнлири дотсенти илһам тохти әйни вақитта уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилиш, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики диялогни илгири сүрүшни мәқсәт қилип, уйғурчә вә хитайчә “уйғур биз” торини тәсис қилған иди. У 2004-йилидин башлап “уйғур биз” торида мақалә елан қилиш, нутуқ сөзләш йоллири арқилиқ уйғурларниң хитай пуқраси болуш салаһийити билән хитайлар билән баравәр һәқ-һоқуқларға саһиб икәнликини, хитайниң миллий територийәлик аптономийә қанунида бәлгиләнгән һәқ-һоқуқлирини әмәлийләштүрүшни тәләп қилған. Хитай тордашларму бу тор бәттә актип пикир баян қилидиған бир вәзийәт шәкилләнгән. 2008-Йили хитайда өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси вә 2009-йилидики “5-июл қирғинчилиқи” мәзгилидә у түрлүк йоллар арқилиқ уйғурлар дуч келиватқан зулум вә һәқсизлиқни дуняға аңлатқан. Илһам тохти 2014-йили15-январ күни бейҗиңдики өйидин тутқун қилинип, аридин тоққуз ай өткәндин кейин, йәни 23-сентәбир күни үрүмчидики оттура сот тәрипидин “дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Җәвһәр илһам дадиси тутулуп кәткәндин кейин, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка башчилиқидики демократик дөләтләрдин дадисини қутқузушқа ярдәм қилишни тәләп қилған. Бу җәрянда “бир уйғур қизниң дадисини қутқузуш күриши” намлиқ китабни язған.
2014-Йиллири ашкара вә йошурун давам қилған уйғур зиялийлирини тутуш һәрикити 2016-йиллири юқири пәллигә чиққандин кейин җәвһәр илһам, дадиси илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши үчүн илип барған паалийәтлирини дадисиға охшаш хитайниң түрмисидә йетиватқан милйонлиған дадиларниң әркинликкә чиқиши үчүн техиму күчлүк шәкилдә давам қилған. У бу җәрянда американиң сабиқ президинти доналд тирамп, сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо қатарлиқ нурғун юқири дәриҗилик дөләт рәһбәрлири, сиясийонлар билән көрүшкән.
Униң дадиси илһам тохти вә уйғурлар дуч киливатқан еғир зулумлар һәққидә язған “мән мушундақ қилишқа мәҗбур” намлиқ иккинчи китаби нәширдин чиқиш алдида турмақта.
Төвәндә җәвһәр илһам билән өткүзгән сөһбитимиз диққитиңларда болиду.