Җо хамилтон: “земини бесивелинған әҗдатлиримниң қисмити мени уйғурлар үчүн сөзләтти”
2021.03.19
Шотландийәлик музикант җо хамилтон әпәнди өз нөвитидә йәнә тибәтләр вә уйғурларни йеқиндин қоллап келиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчисидур.
15-Март күни җо хамилтон әпәнди хитай лагердики уйғурларға атиған “биз тәқдирдаш” намлиқ йеңи нахшисини ютуп, фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда елан қилип, өзиниң уйғурлар билән бир сәптә икәнликини ипадилиди.
Нөвәттә австирийәдә яшаватқан җо хамилтон әпәнди 18-март күни радийомиз зияритини қобул қилди.
Җо хамилтон әпәнди алди билән бизниң “сиз бир кишилик һоқуқ паалийәтчиси. Сиз нахшилириңиз вә паалийәтлириңиздә үзлүксиз һалда уйғурларни қоллап келиватисиз. Буниң сәвәбини билсәк боламду?” дегән соалимизға мундақ җавап бәрди: “бу нахшини йезишимниң сәвәби шуки, бу нахша әмәлийәттә мениң хәлқимгә қаритилған. Мән хәлқимизни агаһландурмақчи идим. Һазир йәрлик таратқуларда хитайдики ‛йиғивелиш лагерлири‚ һәққидә көплигән хәвәрләр бериливатиду. Билишимчә, 23 йилдин буян хитайдики уйғурлар, тибәтләр вә тутқундики кишилик һоқуқ паалийәтчилири һәққидә хәвәрләр берилип кәлди. Һазир америка қатарлиқ дөләтләр хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини җакарлиди. Мән бу хил вәзийәт (уйғурлар учраватқан ерқий қирғинчилиқ) ни дәл мениң хәлқимгә аңлитидиған пәйт кәлди дәп билимән. Шуңа мән нахшамда ейтқинимдәк, әгәр сән уйғур үчүн бир сәптә туруп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға немә қиливатқанлиқини аңлатмисаң, бу һәқтә сөзлимисәң, сәнму охшаш тәқдиргә қалисән,” дәп агаһландурдум.
У сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: “мән уйғурлар сени аваз чиқарсун дәп чақириватиду, биз уйғурларға немә болуватқанлиқини көргинимиздила, бизниңму кәлгүсидә қандақ ақивәткә учрайдиғанлиқимизни көрәләймиз, дәп қараймән. Шуңа хитай коммунист һөкүмитигә қарши атлинишимиз керәк. Хитай коммунист дөлити һазир ғәрп қиммәт қаришини вәйран қилишқа урунуватиду. Һазир у йәнә пүтүн дуняға өзиниң вируси арқилиқ һуҗум қиливатиду. Вироси билән ғәрб дөләтлирини вәйран қиливатиду. Әмма бу мәсилидә дуня иккигә бөлүнүп кәтти, шуңа мән әркин дуняда яшаватқан техиму көп хәлқләр хитайға қарши туруши керәк, дәп қараймән.”
Өзиниң музикант болуш билән бирликтә йәнә кишилик һоқуқ паалийәтчиси икәнликини билдүргән хамилтон әпәнди йәнә уйғурлар һәққидә иҗад қилған нахшилири үстидә тохталди.
У өзиниң илгири уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн хитай тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохти, 2009-йилдики “5-июл үрүмчи вәқәси” дә тутқун қилинип ғайиб қиливетилгән оғлиниң дерикини қилған “ғайиблар аниси” патигүл ғулам қатарлиқ тутқундики виҗдан мәһбуслири вә чәт әлләрдики уйғур паалийәтчилири үчүн нахша иҗат қилғанлиқи вә башқиму түрлүк паалийәтләрдә болғанлиқини билдүрди.
Җо хамилтон әпәнди йәнә өз әҗдатлири яшиған тупрақ — ирландийәниң илгири бүйүк беританийә падишаһлиқи тәрипидин бесивелинған бир земқн икәнликини тәкитләп: “земини бесивелинған әҗдатлиримниң қисмити мени уйғурлар үчүн сөзләтти” деди.
У мундақ деди: “мениң аиләмдикиләр, болупму мән адаләткә ишинимән. Һәммә кишигә адаләт керәк. Һәр бир инсанниң өз дөлитидә тинч, хатирҗәм яшаш һәққи бар. Инсанларниң өз өрп-адәтлири билән өзиниң нахша-усуллириға вә миллий мәдәнийитигә игә болуп яшаш һәққи бар. Әмма зимини бесивелинған хәлқләрниң миллий хаслиқлири вәйран қиливетилгән болиду. Бу бир җинайәт. Һазир бу әһваллар хитай дөлити тәрипидин бесивелинған бир земинда йүз бериватиду.”
Җо хамилтон әпәнди гәрчә өзи шотландийәдә туғулған болсиму, әмма әҗдатлириниң ирландийәлик көчмән болғини үчүн өзидә земини бесивелинған уйғурларға охшаш туйғуниң күчлүк икәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “мән ‛немә үчүн уйғурлар мәсилисидә муһаҗирәттики уйғурлар билән охшаш туйғуда болимән?‚ чүнки мениң бовам вә момам ерландийәдин шотландийәгә көчмән болуп кәлгән кишиләрдур.
Мән земини бесивелинған ерландийиликләрниң әнгилийә вә шотландийә һөкүмранлиқи астидики ечинишлиқ қисмәтлири тоғрисидики һикайиләрни аңлап чоң болдум. Аиләм ерландийәлик болғини үчүн өзүмни һечқачан шотландийәлик яки британийәлик дәп һис қилмидим. Мән һәр бир инсанниң өз ана туприқи, әркин вәтини болуши керәк дәп қараймән. Шуңа мән өзүмни һессият җәһәттә уйғурларға һәр вақит йеқин һес қилимән.”
У бу хил қисмәтләрниң өзини кишилик һоқуқ паалийәтчиси қилип йетилдүргәнликини тәкитләп, хитай һөкүмити тәрипидин земини бесивелинған уйғурлар вә тибәтләрниң әһвалини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини билдүрди. У йәнә нөвәттә уйғурлар учраватқан зулумни ғәрб дөләтлиридә техиму кәң аңлитип, уйғурлар мәсилисидә техиму күчлүк инкас қозғаш керәкликини билдүрди.