Пирезидент намзати җил стейн: “хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқиға ишәнмәймән”
2024.10.31
Американиң 2024-йиллиқ пирезидентлиқ сайлимиға санақлиқ күнләр қалди. Американиң дөләт ичи вә сиртидики көзәткүчиләр барлиқ пирезидент намзатлириниң дуняниң сиясий вәзийити һәққидә ейтқан һәр бир еғиз сөзигә қаттиқ диққәт қилмақта.
Америка йешиллар партийәсиниң 2024-йиллиқ пирезидент намзати, дохтур җил стейн (Jill Stein) ниң 25-өктәбир күни “ким иверсон” (Kim Iversen) ютуб қанилиниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң сиясити һәққидә көп нәрсә билмәйдиғанлиқи вә уйғур ирқий қирғинчилиқиға ишәнмәйдиғанлиқини ейтиши иҗтимаий таратқуларда көп тәнқидкә учримақта.
“ким иверсон” ютуб қанили хитайниң уйғур ирқи қирғинчилиқини инкар қилидиған пирограммилири билән тонулған. Болупму ким иверсонниң уйғур ирқи қирғчилиқини йепиш вә инкар қилиш билән даң чиқарған хитайдики әң чоң тор чолпини дәнийил дамбрил (Daniel Dumbrill) билән 2020-йили мартта елип барған сөһбити көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиғаниди.
Җил стейн мәзкур қаналниң риясәтчиси крәйг җардула (Craig Pasta Jardula) билән елип барған сөһбитидә, риясәтчиниң “хитайниң нөвәттә уйғурлар ирқи қирғинчлиқ йүргүзүватқанлиқиға ишинәмсиз?” дегән соалиға мундақ җаваб бәргән: “уйғур ирқий қирғинчилиқиға ишәнмәймән. Мән муавин пирезидент намзатимдин аңлап туримән, чүнки бир мусулман болуш сүпити билән униңда охшимиған учур мәнбәлири бар. Шуңа мән у җайда немә иш болуватқанлиқини техиму яхши чүшинишкә тәйяр. Зор күчләр кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиду, бу әһвал көп йүз бериду. Бу ирқий қирғинчилиқ тәшкил қиламду қилмамду, буни билмәймән. Мән буни тәсәввур қилалмидим. Бәлким, у җайда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишлар болуватқан болуши мумкин. Әмма буниң қайси дәриҗидә икәнликини билмидим.”
Җил стейн бу йил 16-авғустта африқилиқ америка мусулманлиридин калифорнийә университетиниң тарих пәнлири дотсенти, рудолф бач вейр (Rudolf Butch Ware) ни өзиниң муавин пирезидент намзати, дәп елан қилған. Мәлум болушичә, йешиллар партийәси америкада тәсир күчи анчә чоң болмиған, пәләстин мәсилисидә очуқ-ашкара исраилийәни вә американиң исраилийәни қоллаш сияситини тәнқид қилидиған партийә икән.
Җил стейн сөзидә баштин-ахири хитайни тәнқидләштин өзини қачурған. У, хитайниң 1979-йилдин бери уруш қозғап бақмиғанлиқини ейтиш билән биргә, американиң “дунядики әң чоң зораванлиқ қилғучи” икәнликини илгири сүргән. У, бу сөзни дейиштә американиң 1960-йиллардики кишилик һоқуқ вә демократийә даһийси мартин лутер киң (Martin Luther King) ниң қарашлирини әсләткән.
У сөзидә йәнә өзиниң хитай һәққидә көп нәрсә билмәйдиғанлиқиниму йошурмастин мундақ дегән: “мундақчә ейтқанда, мән хитайға йеқин әмәс, хитайни украина вә русийәни тәтқиқ қилғандәк тәтқиқ қилип бақмидим.”
Америка демократлар партийәсиниң истратегийәчиси, язғучи лиз симис (Lis Smith) X тә җил стейнниң сөзлиригә инкас қайтуруп, җил стейнни “хитай компартийәсиниң уйғурларни мәҗбурий туғмас қилиш, җаза лагерлириға қамаштәк зиянкәшлики вә ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш тәшвиқатиға аваз қошти” дәп әйиблигән.
“әл җәзирә” қанилиниң “йүзлишиш” намлиқ пирограммисиниң тонулған риясәтчиси, зетео (ZETEO) ахбарат қанилиниң қурғучиси мәһди һәсән (Mehdi Hasan) му җил стейнниң сөзлиригә өзиниң X һесабида күчлүк инкас қайтурған. У, инкасида мундақ дәп язған: “йешиллар партийәсиниң пирезидент намзати җил стейин мәсулийәтни өзиниң сайлам сәпдишиға иттириш арқилиқ, хитайниң шинҗаңдики уйғур мусулманлириға қаратқан ирқий қирғинчилиқ муддиаси вә һәрикитини инкар қилди. Йүзлигән-миңлиған уйғурлар аталмиш тәрбийәләш лагерлириға солап қоюлмақта.”
Америкадики кишилик һоқуқ адвокати вә паалийәтчиси рәйһан әсәт вә йел университетидин мин ким (Min Kim) бу йил авғустта “дүшмән көрүлгән уйғурлар: хитайниң қанунлаштурулған мустәбит зулуми вә кәң көләмлик қамаққа елиш” намлиқ бир доклат елан қилған болуп, мәзкур доклатта хитай соливәткән уйғурларниң җәмий қамақ муддитиниң 4 милйон 400 миң йилға баридиғанлиқини оттуриға қойғаниди.
Рәйһан әсәт өзиниң X һесабида җил стейнниң сөзлиригә инкас қайтуруп мундақ дәп язған: “уйғурлар 8 йилдин буян қийин-қистаққа елинип, җаза лагерлирида өлтүрүлүватқанда, пирезидент намзатиниң, ‛бәлким бәзи кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бәргән болуши мумкин‚ дейиши бу наданлиқ вә мәвҗутлуқи үчүн күрәш қиливатқан җәмийәткә қилинған һақарәттин башқа нәрсә әмәс. ”
Өткән йили американиң пирезидентлиқ сайлимиға қатнашмақчи болған маями шәһәр башлиқи франсис суарез (Francis Suarez) ниң бир радийо пирограммисида, риясәтчиниң уйғурлар һәққидә сориған соалиға, “уйғур дегән немә? ” (What’s a Uyghur) дәп қайтуруп сориған соалиму американиң чоң ахбарат қаналлирида қизиқ нуқтиға айланғаниди.