Президент җов байденниң асия сәпири хитайға берилгән күчлүк сигнал

Мухбиримиз ирадә
2022.05.25
Президент җов байденниң асия сәпири хитайға берилгән күчлүк сигнал Америка президенти җов байден(Joe Biden) японийәдики рәсмий зияритидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида японийә баш министири фумио кишида билән. 2022-Йили 23-май, токйо, японийә.
AP

Америка президенти җов байден японийәдики рәсмий зияритиниң 2-күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған бир сөзидә хитай тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қозғиған тәқдирдә американиң бу ишқа қораллиқ арилишидиғанлиқини билдүргән. У сөзидә “бу бизниң вәдимиз иди” дегән.

Америка президенти җов байден билән японийә баш министири кишиданиң ортақ мухбирларни күтүвелиш йиғинида бир мухбир җов байдендин “сиз украина урушиға мәлум сәвәбләр түпәйлидин қораллиқ арилишишини халимидиңиз, әмма охшаш әһвал тәйвәнгә йүз берип қалса һәрбий мудахилә қиламсиз?” дәп сориған. Президент җов байден буниңға кәскин һалда “шундақ, бу дегән бизниң вәдимиз” дәп җаваб қайтурған. Җов байден йәнә “америка ‛бир хитай‚ сияситини давамлиқ яқилайду, биз һәммимиз буниңға қол қойған. Бирақ хитайниң тәйвәнгә қарши күч ишлитишкә урунуши пәқәт мувапиқ әмәс, бу пүткүл районни тарқақлаштуриду вә украинада йүз бәргәнгә охшаш йәнә бир һәрикәтни кәлтүрүп чиқириду” дегән.

Мәлум болушичә, һазирғичә һечқандақ бир америка һөкүмити тәйвән мәсилисигә қораллиқ арилишидиған-арилашмайдиғанлиқи тоғрисида бундақ ениқ җаваб берип бақмиған болуп, бу һәқтики позитсийәси изчил мүҗмәл болуп кәлгән икән. Шуңа җов байденниң хитайниң там қошниси японийәдә туруп билдүргән бу кәскин ипадиси хитайни қаттиқ биарам қилған.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси президент байденниң бу сөзлиригә дәрһал инкас қайтурған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин буниңға қайтурған инкасида тәйвән мәсилисини “хитайниң ички иши” дегәнни әскәртип “хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә охшаш ядролуқ мәнпәәтигә четилидиған мәсилиләрдә мурәссә қилмаймиз вә йол қоймаймиз” дегән. У йәнә “һечким хитай хәлқиниң дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаштики қәтий ирадиси вә күчлүк иқтидарини төвән мөлчәрлимәслики керәк” дегән.

CNN Телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, “бир хитай” сиясити бойичә, америка тәйвәнниң хитайниң бир қисми икәнликини етирап қилсиму, әмма хитай һөкүмитиниң бүгүнгичә өз-өзигә хоҗа болуп кәлгән демократик тәйвән үстидики игидарчилиқини рәсмий йосунда етирап қилип бақмиған. Шуниң билән бир вақитта америка бүгүнгичә тәйвәнни мудапиә қораллири билән тәминләп кәлгән болсиму, әмма тәйвән хитайниң һуҗумиға учриғанда қораллиқ мудахилә қилип қилмайдиғанлиқи һәққидә ениқ позитсийә билдүрүп бақмиғаникән. Шуңа байденниң сөзидин кейинла ақсарай бу һәқтә баянат берип “американиң бир хитай сияситидә өзгириш болмиғанлиқини” қайта тәкитлигән.

Америка президенти байденниң баянати вәзийәт көзәткүчилири арисидиму охшимиған пикирләргә йол ачти. Америкадики нопузлуқ сиясәт тәтқиқат мәркәзлиридин “америка ташқи сиясәт кеңиши” (AMERICAN FOREIGN POLICY COUNCIL) ниң тәтқиқатчиси майкил соболик (Michael Sobolik) бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә президент байдин билән ақсарайниң позитсийәсидики бирдәкликниң сақлинишиниң зөрүрлүкини билдүрди. У елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ дегән: “америка президенти һәм шундақла баш қомандан болған җов байденниң американиң тәйвәнни қоғдаштәк мәсулийити барлиқиға ишинидиғанлиқи һазир наһайити ениқ болди. Бирақ униң мәмурий әмәлдарлириниң униң позитсийәсини қоллайдиған-қоллимайдиғанлиқи ениқ әмәс. Мәнчә бу йәрдә төвәндики икки хил әһвалниң бири йүз бериватқан болуши мумкин. Бири, байден һөкүмити бейҗиңниң ғәзипигә тәвәккүл қилип туруп тәйвән мәсилисидики ‛истратегийәлик мүҗмәллик‚ ни қәстән йоқитишқа урунуватқан болуши мумкин, яки йәнә бири президентниң позитсийәси өз әмәлдарлири билән бирдәк әмәс. Мәнчә президент бу әһвални дәрһал айдиңлаштуруши керәк”.

Йәнә бир қисим көзәткүчиләр болса президент байденниң бу кәскин җавабини қарши алған. Улар буни хитай һөкүмитигә берилгән қаттиқ агаһландуруш болуп, униң тәйвәнни ишғал қилишқа урунушиниң алдини алиду, дәп баһалиған. “атлантик мунбири” ақиллар амбири мутәхәссиси, профессор мәттив крониң (MathewKroenig) тивиттирда язған инкасида җов байденниң бу ипадини охшимиған сорунларда 3-қетим дейиши икәнликини әскәртип туруп: “истратегийәлик мүҗмәллик ахирлишип, униң орниға истратегийәлик ениқлиқ кәлди. Бу байденниң үчинчи қетим бундақ дейиши болуп, наһайити яхши әһвал һесаблиниду. Хитай әслидә буни қарши елиши керәк. Чүнки вашингтон бейҗиңниң чотни хата соқуп қалмаслиқиға ярдәм қиливатиду” дегән.

Америкадики уйғур вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәндиму президент җов байденниң бу сөзни қилишиниң тасадипийлиқ әмәсликини ейтти. У мундақ деди:

“президент җов байденниң сөзи мәнчә мундақла дейилгән сөз әмәс. Америка бу арқилиқ хитайни агаһландурмақчи. Йәни униң американиң мәйданини хата мөлчәрләп, худди русийә украинаға һуҗум қилғанға охшаш тәйвәнгә һуҗум қилишиниң алдини алмақчи. Бу хитайға берилгән җиддий агаһландуруштур.”

“вал сирт журнили” ниң ейтишичә, байденниң бу қетимқи асия сәпири нөвәттә хәлқара җәмийәтниң диққити русийәниң украинаға қилған таҗавузиға мәркәзлишип қалған бир мәзгилдә американиң йәнила хитай тәһдитигә тақабил турушни муһим орунға қойидиғанлиқини намаян қилишни мәқсәт қилидикән. Униң тәйвән һәққидики кәскин ипадиси американиң украина уруши сәвәбидин диққитиниң чечилип кәтмигәнликини вә хитайға тақабил туруш үчүн асия иттипақини күчәйтиватқанлиқини көрситип беридикән.

Йәнә бир яқтин, җов байден билән японийә баш вәзири фумио кишиданиң ортақ ахбарат йиғинида кишидаму наһайити ениқ қилип өзлириниң тәйвән мәсилисидә америка билән бир сәптә туруп, шәрқий асияда һечкимниң русийәниң украинаға қилғинини тәкрарлишиға йол қоймайдиғанлиқини билдүргән.

Ақсарайниң икки тәрәп учришиши һәққидики хәвиридин қариғанда, 23-май дүшәнбә күни, җов байден билән фумио кишида хитайниң “хәлқара қанунға зит вә барғансери зомигәрлишиватқан қилмишлири” ға тақабил туруш үчүн йеқиндин һәмкарлишишқа вәдә бәргән. Президент җов байден йәнә японийәниң дөләт мудапиәсини күчәйтиш пиланини қоллайдиғанлиқини билдүргән вә һәтта “мән японийәниң мудапиәсини күчәйтиш ирадисини алқишлаймән-күчлүк японийә вә шундақла күчлүк японийә-америка иттипақи дуняниң яхшилиқи үчүндур” дегән.

Мәлум болушичә, президент байден японийәдики зиярити мәзгилидә йәни 23-май дүшәнбә күни йәнә америка вә асия дөләтлириниң тәминләш зәнҗирлири, рәқәмлик тиҗарәт, пакиз енергийә, ишчи-хизмәтчиләрни қоғдаш вә чирикликкә қарши туруш хизмитидә техиму йеқиндин һәмкарлишишиға ярдәм беридиған “һинди-тинч окян иқтисадий рамкиси” (IPEF) пиланини тонуштурған болуп, бу, униң асия зияритиниң әң муһим нуқтиси болуп һесаблинидикән. CNN Телевизийәсиниң ейтишичә, җов байден бу пиланни тонуштурғанда “21-әсир иқтисадиниң кәлгүси асасән һинди-тинч окянда йезилиду” дегән.

Һинди-тинч окян иқтисадий рамкиси (IPEF) ға қатнашқан дөләтләр австралийә, бируней, һиндистан, һиндонезийә, японийә, корейә, малайсия, йеңи зеландийә, филиппин, сингапор, тайланд вә вийетнам қатарлиқлар болуп, у хитайни өз ичигә алмайдикән.

Хитайниң шинхуа агентлиқи хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң “һинди-тинч окян иқтисад рамкиси” һәққидики инкасиға йәр бәргән болуп, ваң йи сөзидә “улар өзигә немә исим қоюшидин қәтийнәзәр мәғлубийәт билән аяғлишиду” дегән вә буни хитайни қоршавға елиш урунуши, дегән.

Ақсарайниң баянатидин қариғанда, 24-май сәйшәнбә күни йәнә японийәдә “төт дөләт иттипақи” (Quad) ниң йиғини ечилған болуп, йиғинда президент җов байден австралийә баш министири антоний албанис, һиндистан баш министири нарендра моди, японийәниң баш вәзири фумио кишида билән учришип, улар билән әркин вә очуқ һинди-тинч окянни қоғдаш, сиясий вә иқтисадий бихәтәрликкә капаләтлик қилиш, тор бихәтәрлики, юқумдин сақлиниш вә шуниңдәк башқа нурғун муһим мәсилиләр үстидә сөһбәтләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.