Җон хопкинс университети хәлқаралиқ тәтқиқатлар факултетида уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси музакирә қилинған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.04.10
johns-hopkins-uyghur-mesilisi Америкадики даңлиқ университетлардин җон хопкинс университетиниң хәлқаралиқ тәтқиқатлар факултети (SAIS) тәминләш зәнҗирлиридики уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил турушниң йоллири һәққидә уюштурған муһакимә йиғини мәзмуни вә қатнашқучилар. 2024-Йили 8-апрел, вашингтон.
eventbrite.com

Америкадики даңлиқ университетлардин җон хопкинс университетиниң хәлқаралиқ тәтқиқатлар факултети (SAIS) тәминләш зәнҗирлиридики уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил турушниң йоллири һәққидә бир Муһакимә йиғини Уюштурған.

8-Апрел дүшәнбә күни өткүзүлгән бу йиғинға америка әмгәк министирлиқиниң мәҗбурий әмгәк вә адәм әткәсчилики ишханиси мудири марсия евгенйо ханим билән бирликтә, кишилик һоқуқ вә тиҗарәт саһәсидики бир қисим мутәхәссисләр тәклип қилинған.

Биз йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн мәзкур йиғинниң уюштурғучиси вә риясәтчиси болған, җон хопкинс университетиниң илғар хәлқаралиқ тәтқиқат факултетиниң пирофессори нина гарднер (Nina Gardner) ханимни зиярәт қилдуқ. Нина ханим бу факултетниң магистир оқуғучилириға 13 йилдин бери карханиларниң тиҗарәт вә кишилик һоқуқ мәсилилиридики мәсулийити һәққидә дәрс берип келиватқан болуп, кейинки 6 йилда нуқтилиқ һалда уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисигә мәркәзләшкән икән. У мундақ дәйду:

“билгиниңиздәк уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси дөләт қоллиши билән елип бериливатқан мәҗбурий әмгәк мәсилисиниң муһим бир өрники болғачқа, мән кейинки 6 йилдики дәрслиримдә нуқтилиқ һалда уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси үстидә тохталдим. Бизниң йәнә уйғурларға йүз бериватқанлар һәққидә бәк көп мәлумати болмиған, шундақла хитайдин кәлгән оқуғучилиримизму бар. Бу хитай оқуғучиларниң өз дөлитидә бу һәқтә тоғра вә әркин мәлумат елиш имкани йоқ. Гәрчә бу муназирә қилиш қейин тема болсиму, әмма академийә әркинликини көздә тутуп туруп, бу һәқтә йиғин чақирдуқ.”

Нина ханимниң дейишичә, йиғинда алди билән аңлиғучиларға хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан вәһшийликлири җүмлидин америка һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп бәлгиләнгән сиясәтлири чүшәндүрүп өтүлгән вә андин уйғурларни ишчи қилип йөткәш сиясити һәққидә мәлумат берилгән.

Мәзкур йиғинда америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир ханим, хәлқаралиқ мәслиһәтчилик ширкити (ICF) ниң хәлқара тиҗарәт мутәхәссиси җәнел гордон ханим (Janelle Gordon), адил әмгәкчиләр җәмийитиниң (FLA) баш идарә директори шеллий һан (Shelly Heald Han) вә кишилик һоқуқ мутәхәссиси, доктор софей речардсон қатарлиқлар тәклип қилинған болуп, мутәхәссисләр айрим-айрим һалда уйғурларға йүргүзүлүватқан вәһшийликләр, мәҗбурий әмгәк, американиң уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруш қануни вә униңдики кәмчиликләр һәққидә сөзлигән.

Әлфидар илтәбирниң радийомизға дейишичә, у йиғинда мәҗбурий әмгәк билән сиясити билән бу сиясәт әп келиватқан ақивәтләр һәққидә нуқтилиқ тохталған.

Мәлум болушичә, уйғур мәҗбурий әмгики дөләт қоллиши билән әп бериливатқанлиқидәк тәбиити сәвәбидин уни хәлқаралиқ тәминләш зәнҗиридин тазилаш риқабәткә толған бир иш икән. Пирофессор нина гарденир ханимниң бу һәқтә мундақ дәйду: “алди билән, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан сиясәтлирини қачан өзгәртидиғанлиқи ениқ болмиғачқа, тиҗарәтчиләр өзи хитайда уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қалмай туруп, тиҗарәт қилишниң йолини тепиши керәк. Әмма бундақ қилиш қейин. Чүнки хитай һөкүмити ишчилар уюшмилирини вә ишчилар һоқуқини тәкшүридиған тәптиш ширкәтлиригә зәрбә бәрди, ишчиларниң авази пүтүнләй җимиқтурулди. Хитайда ишчилар һоқуқиға капаләтлик қилип туруп иш қилиш мумкин әмәс һаләткә кәлди. Шуңа бир қисим ширкәтләр башқа дөләтләргә йүзлинишниң йолини издәватиду. Бу толиму зор риқабәт. Америка, явропа иттипақи вә японийә қатарлиқ дөләтләр һазир тәминләш зәнҗириниң пакизлиқиға капаләтлик қилған асаста тиҗарәт қилиш йолиға қарап маңди. Мәнчә техиму көп дөләтләр буниңға қетилса вә мәҗбурий әмгәк билән шуғуллиниватқан ширкәтләр вә дөләтләргә бесим ишләтсә бу мәсилидә илгириләш һасил қилғили болуши мумкин.”

Әлфидар илтәбир ханимниң дейишичә, у йиғинда уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанған мәһсулатларниң һелиһәм америка базириға киришигә сәвәб болуватқан қануний йочуқларни оттуриға қоюп өткән болуп, бу һәқтә узун муназириләр болған.

Нина гарденир ханимму радийомизға қилған сөзидә, хитайниң “шйин” вә “тиму” қатарлиқ тор бәтлири арқилиқ парчә сетиливатқан кийим-кечәк қатарлиқ мәһсулатларниң америка базириға киришигә сәвәб болуватқан у “әң төвән чәк” қаидиси һәққидә тохталди.

“әң төвән чәк қаидиси” америка таможнисиниң қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрмәслик һәққидики қаидиси болуп, юқиридики хитай тор бәтлири мушу йочуқтин пайдилинип, уйғур мәҗбурий әмгики билән ясап чиқилған пахта мәһсулатлири йәни кийим-кечәкләрни америкалиқ истемалчиларниң сетивелишиға сунувататти. Нина гарднер ханим мундақ деди:

“мениң оқуғучилирим бу йочуққа диққәт тартидиған қисқа филимларни ишлиди. Йиғинда биз бу тема үстидә мәхсус тохталдуқ. Бундақ қилиштики мәқситим аңлиғучиларниң диққитини тартиш вә йиғиндики оқуғучилиримни өзиниң торда сетивалған нәрсилиригә диққәт қилишқа чақириш иди. Бу һәқтә нурғун муназириләр болди. Йиғинға тәклип қилинған америка чегра вә таможна идарисидә ишләйдиған адвокатниң дейишичә, улар һазир бу йочуқни етиш үчүн хизмәт қиливетипту”

Пирофессор нина гарденир ханим охшаш вақитта йәнә, хәлқаралиқ ширкәтләргә сиҗил тиҗарәт һәққидә мәслиһәт бериш ширкитиниң директори болуп, у адәттә ширкәтләр билән һәмкарлишип, уларға америка вә явропаниң сиҗиллиққа мунасивәтлик назарәт қилип башқуруш қанунлири һәққидә чүшәнчә беридикән һәмдә уларниң муһит вә кишилик һоқуқни қоғдиған асаста тиҗарәт қилиши үчүн мәслиһәт беридикән.

У радийомизға қилған сөзидә, мәҗбурий әмгәккә тақабил туруш хизмитиниң техи башланғуч һаләттә икәнликини, америка һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә ортақ тақабил туруш үчүн карханиларни вә һәмдә йәниму көп дөләтләрни ортақ һәмкарлишишқа чақириши лазимлиқини, демократик дөләтләр өз қиммәт қаришиға садиқ қалғандила андин бу мәсилини һәл қилғили болидиғанлиқини ейтти.

У йәнә, мәҗбурий әмгәккә тақабил туруш саһәсидә интайин көп иҗабий тиришчанлиқлар болуватқанлиқини тәкитләп, өзиниң бу җәһәттә кәлгүсигә үмидварлиқ билән қарайдиғанлиқини әскәртти.

Америка җон хопкинс университетиниң хәлқара тәтқиқатлар факултети хәлқара мунасивәт, дипломатийә, дөләт бихәтәрлики, иқтисад вә аммиви сиясәтләрни өгиниш вә тәтқиқ қилишқа беғишланған болуп, у америка үчүн нурғун дипломатларни, сиясәтчиләрни йетиштүргән нопузлуқ билим юртлириниң бири болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.