Мутәхәссисләр: “‛җоңхуа миллити еңи‚ ниң мәктәпләрдә тәкитлиниши, миллий кимликни йоқитишниң йәнә бир вастисидур”
2022.10.24
Ши җинпиң тәхткә чиққандин буян, хитайда изчил тәшәббус қилинип келиватқан “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи”, хитай компартийәсиниң 20-қурултийида йәнә тәкитләнгән.
20-Қурултайға қатнишиватқан аталмиш “шиҗаң вәкиллири” му, ши җинпиңниң “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни давамлиқ тәшәббус қилишниң муһимлиқини тәкитләп, ипадә билдүрүшкән.
Бу һәқтики хәвәрләрдә аталмиш “шинҗаң вәкиллири” ниң еғизи арқилиқ, ақсу учтурпан наһийәсиниң имамлирим йезисида уйғур балилирини хитай мәдәнийити билән тәрбийәләватқан қизил актип қурбан ниязға охшаш “үлгә” ләр алаһидә мәдһийәләнгән.
“шинҗаң гезити” ниң 20-өктәбирдики санида “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини қәлбимизгә сиңдүрәйли” сәрләвһәлик тәпсилий хәвәр елан қилинған. Бу хәвәрдә учтурпан имамлирим базириниң партком секритари ваң җоңхуаниң қурбан ниязни мәдһийәләп ейтқан сөзлиридин нәқил елинған.
Ваң җуңхуа қурбан ниязни махтап, “мәндә чоңқур тәсир қалдурғини, имамлирим базиридики ‛ислаһат пидакари‚ қурбан ниязниң иш-излиридур. У ‛милләтләр иттипақлиқи көргәзмиси‚, ‛җоңхуа мәдәнийәт чоң һойлиси‚, ‛дөләт тили башланғуч мәктипи‚ қатарлиқларни қуруп, балиларни қизил мәдәнийәт арқилиқ тәрбийәләштә алқишқа еришкән үлгигә айланди” дегән.
Америкадики уйғур анализчилиридин, дуня уйғур қурултийи иҗраийә кометитиниң муавин мудири илшат һәсән әпәнди, бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди. Униң қаришичә, “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ниң ши җинпиң дәвридә давамлиқ тәкитлинишидики мәқсәт, уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрни ассимилятсийә қилип хитайларниң гәвдисигә қошуветиш икән.
Илшат һәсән әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида бу хил миллий ассимилятсийә сияситини иҗра қилишта, хитай һөкүмитигә садиқ һөкүмәт әмәлдарлири билән қурбан ниязға охшаш аталмиш “қизил үлгә” ләр, шундақла уйғур хәлқи “миллий мунапиқ” дәп тонуйдиған сиясий актиплардин пайдилинип келиватқанлиқини билдүрди.
Америка харвард университиниң уйғур тили оқутқучиси, доктур гүлнар езиз ханимму зияриитимизни қобул қилди. У хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға қарита иҗра қиливатқан миллий ассимилиятсийә сияситидә пүтүн күчи “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни турғузушни тәшәббус қиливатқанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, нөвәттә хитайда давам қиливатқан “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” намидики хитай мәдәнийити вә маарип метуди йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпләрдә кәң қоллинилмақта икән.
Униң тәкитлишичә, нөвәттә хитайда, болупму уйғур районида давам қиливатқан бу хил оқутуш методи, яш әвлатларниң миллий кимлик еңини йоқитишта муһим вастиләрниң биригә айландурулған икән.
Гүлнар езиз ханим йәнә хитай тәшвиқатлирида мәдһийәлиниватқан қизил актип қурбан нияз һәққидә тохтилип өтти. Униң қаришичә, қурбан ниязға охшаш хитай һөкүмитиниң актип тәшвиқатчисиға айланған бу хил кишиләр йоқуриға ямишиш яки шәхсий мәнпәәти үчүн, хитай һөкүмитигә янтаяқ болудикән. Бу хил кишиләр әмәлийәттә хитай һөкүмити тәрипидин меңиси ююветилгән, өз милли кимлики вә ғурурини алиқачан йоқатқан кишиләр икән.
Чәт әлләрдики лагер шаһитлиридин, голландийәдә турушлуқ қәлбинур сидиқ ханимму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У илгири үрүмчидә башланғуч мәктәптә оқутқучилиқ қилған болуп, хитайниң маарип арқилиқ “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни яш ғунчиларниң қәлбигә сиңдүрүшкә урунушиниң кәлгүсидә интайин яман ақивәтләрни елип келидиғанлиқини билдүрди.