Мутәхәссисләр: “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” ниң күчәйтилиши ассимилятсийәни күчәйтиштур
2024.09.03
Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң тәхткә чиққандин буян хитай милләтчиликини ядро қилған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” намидики әшәддий хитай милләтчилики барғанчә күчәймәктә. Болупму 2017-йилдин буян хитай даирилири уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ сияситини йолға қоюш билән биргә, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” , “җуңхуа мәдәнийити билән озуқландуруш” дегән намларда райондики уйғурларни асас қилған түркий милләтләрни хитайлаштуруш сияситиниму тәң елип бармақта.
Мәлум болушичә 2024-йили 4-айниң 15-күни үрүмчидә ечилған, 15-апрел күни ечилған хитай компартийәси уйғур аптоном районлуқ комитети10-қетимлиқ қурултийиниң 11-омумий йиғинида җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш вә күчәйтиш тоғрисида мәхсус қарар мақулланғаниди. Хитайниң тәңритағ ториниң 29-авғуст күнидики хәвиридә дейилишичә, 29-авғуст күни, аптоном районлуқ партийә комитетиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи рәһбәрлик гурупписи” қурулғанлиқи елан қилинип, шу күни мәзкур гуруппиниң 1-қетимлиқ хизмәт йиғини ечилған.
Хәвәрдә дейилишичә, мәзкур гуруппа уйғур аптоном райониниң партком секретари машиңрүй, уйғур аптоном райониниң қорчақ рәиси әркин тунияз, зумрәт обул қатарлиқ хитайниң уйғур аптоном районидики бир қисим һөкүмәт әмәлдарлири вә биңтүәнниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлиридин тәшкилләнгән. Йиғинға риясәтчилик қилған ма шиңрүй сөзидә, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” хизмитини елип беришта, иқтисадий қурулуш, сиясий қурулуш, мәдәнийәт қурулуши, иҗтимаий қурулуш, екологийәлик мәдәнийәт қурулушиниң пүткүл җәрянлирида “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” темисида чиң туруш” ни тәкитлигән.
Чәт әлләрдики вәзийәт анализчилиридин түркийә һаҗитәппә университетниң дотсенти доктор әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, ши җинпиң тәхткә чиққандин буян тәкитлиниватқан “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” сиясити хитай болмиған милләтләрни нишан қилған “хитайлаштуруш” сияситиниң дәл өзи болуп, бу әмәлийәттә хитай компартийә һөкүмитиниң асасий қанунида бәлгиләнгән “хитайдики милләтләрниң миллий мәдәнийәт кимликини қоғдаш” қануниға хилап қилмиш икән.
Әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, хитай компартийә һөкүмитиниң нөвәттә уйғур елидә мәхсус қарар мақуллап, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” сияситини қанун васитилири арқилиқ иҗра қилиш, һәтта уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт әмәлдарлиридин тәшкилләнгән “йетәкчилик қилиш гурупписи” қурулғанлиқини елан қилиши, хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң миллий кимлик туйғусиниң күчийишидин йүз беридиған “хитайдин айрилиш” йәни хитай һөкүмити тәкитләватқан “хитайдин бөлүнүш” кәйпиятиниң күчийишидин қаттиқ әнсирәватқанлиқини көрситидикән.
Хитайниң тәңритағ ториниң хәвиридә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш” ни күчәйтиш һәққидә тохтилип, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” шинҗаңниң миллий иттипақлиқи, тәрәққияти вә узун муддәтлик муқимлиқиға мунасивәтлик зор сиясий мәсилә” , “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” тоғрисидики мәзмунларни алий мәктәпләрниң дәрслик системисиға киргүзүш, чоңқур мәзмундики тәшвиқат вә маарип паалийәтлирини қанат яйдуруш вә шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни қәтий давамлаштуруш керәк” дегән баянлар берилгән. Хитай хәвәрлиридә йәнә “җуңхуа миллити еңини омумйүзлүк сиңдүрүш” ни мәтбуат, маарип вә башқа һәр хил өгиниш уссуллири билән әмәлгә ашуруш қатарлиқлар тәкитләнгән.
Хитай һөкүмитиниң “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” , “җуңхуа мәдәнийити билән озуқландуруш” дегәнлири, вәзийәт анализчилири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидин, “уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрни мәдәнийәт вә идеологийә җәһәттә өзгәртиш вә ассимилятсийә қилиш, шу арқилиқ уларниң өз тили, мәдәнийити вә диниға болған тәвәликини аҗизлаштуруш һәм йоқ қилиш” дәп қаралмақта.
Американиң ню-йорк шәһиридики хитай анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири обзорчи ху пиң әпәнди, хитай һөкүмитиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” ни тәкитлишидики сиясий мәқсәтниң уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш сиясити дәп көрсәтти.
Ху пиң әпәндиниң тәкитлишичә, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” сиясити, хитай тили вә хитай мәдәнийәт байрамлирини уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә мәҗбурий теңиш қатарлиқ көп хил шәкилләрдә, қануний бәлгилимиләр вә һөкүмәтниң сиясий буйруқлири шәклидә мәҗбурий иҗра қилиниватқан болуп, бу әмәлийәттә, уйғурларға охшаш хитай болмиған милләтләрниң миллий мәдәнийитини пүтүнләй йоқитип, уйғур қатарлиқ милләтләрни хитайдин пәрқсиз һаләткә әкелишни йәни пүтүнләй хитайлаштуруп бу милләтләрниң миллий мәвҗутлуқини йоқитишни нишан қилған хитайлаштуруп еритип йоқитиш сияситиниң дәл өзи икән.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваң хитай һөкүмитиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси сиясити” вә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулуши” тоғрулуқ қилған илгири радийомиз уйғур бөлүмигә қилған сөзидә, “хитай һөкүмитиниң аталмиш ‛мәдәнийәт қурулуши‚ уйғурларни хитайлаштуруштур, бу әмәлийәттә инсанийәткә қарши җинайәт түсини алған” дәп көрсәткәниди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.