Үрүмчи билән кабул оттурисидики һава йолиниң ечилиши вә буниңдики уйғур амили
2023.05.30
Хитайниң үрүмчи билән кабул оттурисида биваситә һава қатнишини йолға қоюшиниң уйғур мәсилиси билән болған алақиси.
Германийәниң дөләтлик радийо-телевизийә қанили болған ARD да, 30-май күни елан қилған “хитайдин кабулға биваситә һава қатниши йолға қоюлди” намлиқ хәвәргә қариғанда, хитай һакимийити афғанистан пайтәхти кабул билән уйғур елиниң мәркизи үрүмчи арисида һәр чаршәнбә күни биваситә учидиған һава қатнишини рәсмий йолға қойған. Бу талибан һөкүмити 2021-йили 8-айда афғанистанда һакимийәтни қолиға алғандин буян, хитайниң тунҗи қетим икки дөләт арисида биваситә һава қатнишиға йол ечиши болуп һесаблинидикән.
Мәлум болғинидәк, талибанлар һакимийәтни қолға алғандин буян гәрчә хитай һөкүмити афғанистан һөкүмитини рәсмий етирап қилмиған вә икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәт орнатмиған болсиму, әмма афғанистанға тохтимай вәкилләр өмики әвәтип, түрлүк иқтисадий келишимләрни түзүп, афғанистанни өзигә бағлашқа урунуп кәлгән. ARD Ниң бу хусуста баян қилишичә, бир йерим милйон уйғур җаза лагерлириға қамалған уйғур дияри билән афғанистан оттурисидики чегра 76 километир узунлуққа созулған болуп, хитай һакимийити мана бу чеграниң муқимсизлиқидин әнсирәп иқтисадий асаси вәйранә һалдики талибан һөкүмитини өзигә беқиндурушқа теришмақтикән. Кабул билән үрүмчи оттурисидики һава қатниши маһийәттә хитайниң муқимлиқ еһтияҗи сәвәблик барлиққа кәлгән икән.
Түркийә һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитай нөвәттә ялғуз афғанистанла әмәс, пүткүл оттура асия җумһурийәтлири һәм җәнубий асия дөләтлири билән уйғур дияри арисидики мунасивәтни күчәйтиш үчүн уйғур аптоном районлуқ йәрлик даириләргә бәзи һоқуқларни вә имтиязларни бәрмәктә икән. Униң баян қилишичә, хитайниң афғанистанға бундақ көңүл бөлүши, афғанларниң уйғурларни қоллишиниң алдини елишниму бир мәқсәт қилған икән.
“хитайдин кабулға биваситә һава қатниши йолға қоюлди” намлиқ хәвәрдә мундақ баян қилған: “хитайниң нуқтиинәзәридин қариғанда, афғанистандики радикал исламий еқимниң шинҗаңға кириши вә шинҗаңниң мустәқиллиқиға сәвәб болуп қелиши хитайниң дөләт бихәтәрлики үчүн әң чоң тәһдиттур. Хитай һакимийити вә рәһбәрлири контроллуқни йоқитип қоймаслиқ үчүн, ахирқи бирқанчә йилда шинҗаңда ғайәт зор көзитиш системиси бәрпа қилип чиққан. Нөвәттә бир йерим милйон уйғурниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи илгири сүрүлмәктә.”
Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң қаришичә, афғанистан шәрқий түркистанға қошна бир дөләт болуш сүпити билән уйғур миллий һәрикити үчүн муһим бир җай һесаблинидикән. Униң әскәртишичә, ғәрб әллири афғанистанға имбарго сиясити йүргүзүватқан нөвәттики вәзийәттә, хитай һакимийити бир тәрәптин бу дөләткә йочуқ ечип берип, өзини афғанистанға яхши көрситиш, афғанистанни һәр саһәдә беқиндурушқа урунса, йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистан мустәқилчи күчлириниң афғанистандин пайдилинишниң алдини елишқа теришмақта икән.
Һалбуки, хитай билән пакистандин башқа дөләтләр билән түзүк алақиси болмиған афғанистан һөкүмити хитайниң тәлипи билән нөвәттә уйғурларни қоллимаслиқни очуқ оттуриға қойған болуп, доктор әркин әкрәмниң қаришичә, талибанларниң уйғур сияситидә пат арида бирәр иҗабий өзгиришләрниң вуҗудқа чиқиши натайин икән.