Канаданиң хитайдики баш әлчиси уйғур райониға берип, бу районға мустәқил тәкшүрүш өмики келиши керәкликини билдүргән
2024.06.25

Канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси (Jennifer May) җенифер мейи 6-айниң 19-күнидин 22-күнигичә уйғур районини көздин кәчүргәндә, кишилик һоқуқ мәсилисигә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини, бу районға мустәқил тәкшүрүш өмики келиши керәкликини билдүргән.
“канада хәлқара ишлар һәптилики” журнили 23-июн елан қилған баянатта ейтилишичә, канада баш әлчиси җенифер мейи зиярәт җәрянида уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңруй вә һөкүмәтниң башқа әмәлдарлири билән көрүшкәндә, бу райондики уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң еғир дәриҗидә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқанлиқи һәққидики ишәнчлик доклатларға, болупму уйғур тилиниң маарипта чәклиниши, уйғур балилириниң мәҗбурий һалда ятақлиқ мәктәпкә орунлаштурулуши қатарлиқ мәсилиләргә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән.
Баш әлчи җеннифер мейи буларни оттуриға қойғанда, хитайниң кишилик һоқуқ җинайәтлиригә берилгән һөкүм вә баһаларни, болупму америка қатарлиқ дөләтләр 2021-йилниң бешида елан қилған “хитайниң қиливатқанлири ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дегән һөкүм билән, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари 2022-йил 8-айда елан қилған “хитайниң бу райондики қилмишлири инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкин” дегән баһалирини асас қилған.
Канада уйғур һәқлирини қоғдаш тәшкилатиниң директори мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, канада баш әлчиси уйғур районидики зияритидин аввал уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән көп қетим учрашқаникән.
Канада оттава университетиниң пирофессори, кишилик һоқуқ вә маарип тәтқиқат орниниң директори җон пакер (John Packer) зияритимизни қобул қилип, канада баш әлчисиниң бу зияритиниң әмәлийәттә көп мәқсәтлик, нормал бир дипломатик зиярәт икәнликини билдүрүп мундақ деди:
“бейҗиңдики канада әлчилири канада һөкүмитигә вакалитән иш беҗиридиғанлар болуп, уларниң хитайни, болупму хитайдики муһим районларни зиярәт қилиши, ташқи сода һәққидә сөһбәтлишиши нормал иштур. Шуңа баш әлчиниң уйғур елини зиярәт қилиши һәйран қаларлиқ иш әмәс, бәлки тәхмин қилишқа болидиған иштур. Мушундақ қилғанда баш әлчи оттуриға һечкимни қоймай яки башқиларниң чүшәндүрүшигә қулақ салмай туруп, у җайдики әһвални биваситә көзитәләйду, башқилар билән учришалайду, параңлишалайду, өз һөкүмини берәләйду” .
Җон пакер әпәндиниң қаришичә, канада баш әлчисиниң уйғур елигә зиярәткә беришини кишилик һоқуқ мәсилисидин башқа йәнә, ташқи сода вә тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси биләнму мунасивәтлик икән, хитайдики мәҗбурий әмгәк мәсилиси һазир хәлқара мәсилигә айланған болуп, һәр қандақ дөләт хитайға бу тәләпни қоялайдикән. У мундақ деди: “хитайниң мал мәнбәси, мал ишләпчиқириш линийәси һәққидики талаш-тартишлар, болупму мәҗбурий әмгәк вә башқа испатлар шуни көрситидуки, хитай һәқиқәтән кишилик һоқуқ мәсулийәтлиригә хилаплиқ қилди. Мәнчә, әң муһим болғини канада бәш әлчиси бу һәқтә көргәнлирини ашкарилиди. Мәнчә у мушундақ қилишқа тәйярлинип болған. Канада һөкүмитиниң уни ашкарилишиға йол қойғиниға қарап, мән уни канада һөкүмитиниң сиясити дәп пәрәз қилимән. Бу пәқәт инсанпәрвәрлик, йәни зиянкәшликкә учраватқан хәлққә қилинған һесдашлиқ йүзисидин көңүл бөлүнүватқан кишилик һоқуқ мәсилиси болупла қалмастин, икки тәрәп мунасивитигә четишлиқ хәлқара мәсилидур. Чүнки икки тәрәпниң адил болмиған содисиниң астида мәҗбурий әмгәк бар. Хитай униңдин һеч бәдәлсизла пул тапиду, әгәр һәр қандақ мал қул әмгикиниң мәһсули болидикән, содида адиллиқ болмайду” .
Мәмәт тохти әпәнди канада баш әлчисиниң бу қетим уйғур районида елип барған зиярити вә кишилик һоқуқни қоғдаш позитсийәсигә юқири баһа берип: “баш әлчиниң шәрқий түркистанға бирләшкән дөләтләр тәшкилати мустәқил тәкшүрүш өмикиниң келишини тәләп қилиши хитайниң нәччә вақиттин бери қилип кәлгән ялған тәшвиқатлириниң карға яримиғанлиқини көрситиду” деди.
Пирофессор җон пакер әпәндиниң қаришичә, гәрчә канада билән хитай кишилик һоқуқ қаришида бирликкә келәлмисиму, хитай чоқум бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әһдинамилири асасида уни давамлиқ музакирә қилиш вә һәл қилишқа мәҗбур икән. У мундақ деди:
“канада узун йиллардин бери хәлқара қанунға риайә қилип, болупму кишилик һоқуқни қоғдаш сиясәтлиригә әмәл қилип келиватқан болуп, бу һәқтики әндишилирини пат-пат оттуриға қоюп кәлмәктә. Кишилик һоқуқ мәсилисидики талаш-тартиш аллиқачан канада билән хитай мунасивитиниң бир қисмиға айлинип қалди, чүнки хитай бу мәсилини өзиниң ички иши дәп қарайду, шуңа канаданиң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюши хитайға тоғра кәлмәйду. Чүнки икки дөләтниң бу мәсилидики қариши охшимайду. Әмма һәр икки дөләт “б д т асасий қануни”, “ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамиси” вә башқа кишилик һоқуқ келишимлиригә қол қойған. Бу өлчәмләр икки дөләт арисидики әмәс, көп дөләт арисидики келишимләрдур. Шуңа б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә б д т омумий кеңишидә бу мәсилини музакирә қилиш қанунлуқ болиду”.
Өткән һәптә 20-июн күни дуня уйғур қурултийи, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ орунлар бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алаһидә хадими волкәр түркни хитай һөкүмитиниң уйғур районида елип барған әң йеқинқи қилмиш-әтмишлирини ашкарилашқа чақирған болуп, б д т ниң бу һәқтә түзүкрәк доклат елан қилмиғанлиқини, әза дөләтләрниң бу ишта һечқандақ кәскин тәдбир қолланмиғанлиқини әйиблигәниди.