1-Өктәбир норвегийә вә канадада хитайға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлди

Мухбиримиз меһрибан
2019.10.01
kanada-namayish.jpg Канадада өткүзүлгән бирләшмә наразилиқ намайишидин бир көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир.
Tuyghunjan ependi teminligen

Шималий явропаға җайлашқан норвегийәдә 1-өктәбир хитай коммунист һөкүмитиниң 70 йиллиқ дөләт байрими күнидики хитайға қарши бирләшмә наразилиқ намайиши өткүзүлди.

Норвегийә уйғур комитетидин сәмәт абла әпәнди намайиш мәйданидин мәлумат берип, норвегийәдики хитайға қарши бирләшмә намайишниң норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси алдида елип берилғанлиқини вә намайишниң үнүми наһайити яхши болғанлиқини билдүрди.

Сәмәт абла әпәнди 1-өктәбирдики наразилиқ намайишиниң норвегийәдә 2008-йилдин буян һәмкарлишип паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт тәшкилатлиридин башқа, йеңидин қорулған хоңкоң тәшкилати вә вийетнам тәшкилатиниң өз-ара һәмкарлиқида бирликтә өткүзүлгән паалийәтләрниң бири икәнликини тәкитләп, буниңдин кейин бу тәшкилатларниң бу хил һәмкарлиқ паалийәтлириниң йәниму көпийидиғанлиқини билдүрди.

Намайишқа қатнашқан хоңкоң комитети лидери җесика чу ханимму зияритимизни қобул қилди.

У 1-өктәбирдики бирләшмә намайишниң мәқситини тәкитлиди.

У мундақ деди: “мән хоңкоң комитети лидери җесика чу болимән. Бүгүн хитайниң 1-өктәбир дөләт байрими күнидә биз норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси алдида, норвегийә уйғур комитетиниң тәшкиллишидә, тибәт, хоңкоң, вийетнам тәшкилатлири бирликтә хитайға қарши бирләшмә наразилиқ намайиши өткүзүватимиз. Биз бу йәрдә йәни норвегийәдики бирқанчә тәшкилатлар бирликтә хитайға қарши наразилиқимизни ипадиләватимиз. Биз өз тупрақлиримиздики хәлқләр үчүн демократийә вә әркинлик тәләп қиливатимиз.” деди.

Норвегийәдики бирләшмә наразилиқ намайишқа қатнишиватқан тибәт паалийәтчиси тсомо свенниңсен ханимму зияритимизни қобул қилди.

Тсомо свенниңсен ханим баянида 1-өктәбир күни норвегийәдики уйғур, тибәт, хоңкоң вә вийетнамлиқларниң бирләшмә намайиш өткүзүш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң 70 йилдин буянқи зораван бастурушиға қарши наразилиқини ипадиләватқанлиқини билдүрүп, хитай коммунист һөкүмитиниң коммунизм түзүми астида өткән 70 йилниң тәбриклиниши әмәс бәлки униң бу земиндики хәлқләргә елип кәлгән зиянкәшлики дуняға аңлитилиши керәкликини тәкитлиди.

1-Өктәбир күни канадада елип берилған хитайға қарши наразилиқ намайишиму, канада шәрқий түркистан бирләшмә җәмийитиниң тәшкиллиши, канададики тибәт, хоңкоң, хитай демократлири вә вийетнамлиқларниң һәмкарлиқида елип берилди.

Канада шәрқий түркистан бирләшмисиниң рәиси туйғун абдувәли әпәнди зияритимизни қобул қилди.

Униң билдүрүшичә, 1-өктәбирдики хитайға қарши бирләшмә наразилиқ намайиши, канада вақти әтигән саәт 11-дин чүштин кейин саәт 2 гичә канаданиң торонто, монтериял қатарлиқ бирқанчә шәһиридики хитай консулханиси алдида бирла вақитта елип берилған.

Туйғун абдувәли әпәнди канадада өткүзүлгән бирләшмә намайишниң әһмийити һәққидә тохтилип, бундақ бирләшмә намайишниң канада һөкүмитиниң уйғур мәсилиси вә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисидә хитайға қаратқан сияситидә бесим пәйда қилишта үнүми болидиғанлиқини билдүрди.

Бирләшмә намайишқа қатнашқан канада тибәт җәмийитиниң башлиқи соннам ханимму зияритимизни қобул қилди.

Соннам ханим бу қетимлиқ намайишни канада шәрқий түркистан бирләшмиси тәшкиллигәнликини билдүрүп, хитай коммунист һакимийити тәрипидин бесивелинған земинларда яшаватқан уйғурлар вә тибәтләрниң 70 йилдин буян, хитай һөкүмитиниң бастуруши вә езишиға учриған болсиму, әмма өз әркинлики үчүн күрәш қилип кәлгәнликини билдүрди. У, канададәк демократик дөләтләрдики уйғур, тибәт хәлқлириниң бир сәптә туруп, хитай һөкүмитини әйиблиши вә ана юртлирида болуватқан бастурулуш вәзийитини мушундақ бирләшмә намайишлардин пайдилинип, канада хәлқи вә һөкүмити һәм дуняға давамлиқ аңлитишниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Канададики бирләшмә намайишқа қатнашқан вийетнамлиқ паалийәтчиму зияритимизни қобул қилип, өзиниң немә үчүн бу намайишқа қатнашқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “мениң бу намайишқа қатнишишимдики сәвәб, биз хитайға қарши һәмкарлиқта вә бир сәптә турушимиз вә наразилиқимизни ипадилишимиз керәк дәп қараймән. Чүнки, биз һәммимиз хитай хәлқ җумһурийитиниң ортақ езишиға учраватимиз. Мән қизил хитайни явуз һакимийәт дәп билимән. Чүнки, биз вийетнамлиқлар, шәрқий түркистанлиқлар, тибәтләр, моңғуллар вә хоңкоңлуқлар һәммимизниң һәқ-һоқуқлири хитай һакимийитиниң дәпсәндә қилишиға учраватиду. Шуңа биз бир сәптә турушимиз, бирләшмә күчимиз арқилиқ хитай һөкүмитигә қарши турушимиз керәк дәп қараймән.”

Мәлум болушичә, хитай коммунист һөкүмити дөләт ичидә, өзиниң 70 йиллиқ һөкүмранлиқини қутлуқлаватқан 1-өктәбир күни йәнә хоңкоң, тәйвән вә ғәрб демократик дөләтлиридики хитайға қарши өктичи тәшкилатларниң уюштурушида йәр шари характерлик наразилиқ намайишлири елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.