Канада парламенти уйғур мусапирлар қарар лайиһәсини мутләқ көп аваз билән мақуллиди

Мухбиримиз әркин
2023.02.02
kanada-trudo-dolqun-omer-memettoxti.jpg Канада баш министири трудо парламенттики аваз бериштин кейин дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса, “канада уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти вә “уйғур кишилик һоқуқ қорулуши”ниң директори өмәр қанатлар билән көрүшти, 2023-йили 1-феврал, оттава, канада.
RFA

Канада парламентиниң авам палатаси 1-феврал күни биләт ташлап, либерал парламент әзаси самир зубәриниң өткән йили 6-айда сунған хитайдин қечип чиқип 3-дөләттә яшаватқан хәтәр астидики 10 миң уйғур мусапирини канадаға орунлаштуруш қарар лайиһәсини бирдәк аваз билән мақуллиди. Мәлум болушичә, қарар лайиһәсигә һечқандақ бир палата әзаси қарши беләт ташлимиған, шундақла қарар лайиһәси кишиләр күтмигән бир әһвалда баш министир трудо вә униң кабинет министирлириниңму қоллап аваз беришигә еришкән.

Буниң билән хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини ашкара етирап қилиштин изчил ‍өзини қачуруп кәлгән трудо һөкүмити, бу қарар лайиһәсини қоллап аваз бериш арқилиқ “ирқий қирғинчилиқ” ни васитилик етирап қилған болидикән.

Қарар лайиһәси 1-феврал чүштин кейин авазға қоюлғанда нөлгә қарши 322 авазниң қоллиши билән мақулланған. Бу, 1950- вә 1960-йиллирида түркийә парламенти хитайниң зиянкәшликидин қачқан һиндистан һәм афғанистандики уйғур вә башқа түркий аз санлиқ милләт мусапирлирини түркийәгә йөткәп келиш тоғрисида қарар мақуллап 50-60 йил өткәндин  кейинки тунҗи бир дөләт парламентиниң бу хил қарарни чиқиришидур. Мәлум болушичә, “ирқий қирғинчилиқ” тилға елинған қарар лайиһәсигә баш министир трудо вә униң кабинет министирлириниң қоллап аваз бериши күтүлмигән әһвал икән.

 Вәзийәттин хәвәрдар затлар илгири, канада парламенти 2021-йили 2-айда хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини ирқий қирғинчилиқ, дәп етирап қилған болсиму,  трудо һөкүмити  хитайниң ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини  ашкара етирап қилиштин ‍өзини қачуруп кәлгәчкә униң бу қетимму аваз бериштин ваз кечиши мумкинликини пәрәз қилишқан. Лекин бу қарар лайиһәсигә аваз бериштә һөкүмәтниң ипадилигән бу җәһәттики позитсийәси униң мәйданиниң пүтүнләй өзгәргәнликини көрсәтти.

Қарар лайиһәсиниң бирдәк аваз билән мақуллинишидин кейин, мәзкур қарар лайиһәсини сунған либерал парламент әзаси самир зубәри ахбарат йиғини өткүзүп, бу лайиһәниң бирдәк авазда мақуллинишини бир“тарихий пәйт” дәп көрсәтти. 

Самир зубәри мундақ деди:“йүз бәргини бир тарихий һадисә. Һөкүмәт кабинети тунҗи қетим өзиниң позитсийәсини ипадилиди. Бүгүн бизниң көргәнлиримиз, барлиқ партийәләрниң, барлиқ парламент әзалириниң бирликкә келип уйғур хәлқини қоллишидур. Бу канада үчүн бир тарихий пәйт болупла қалмай, хәлқара җәмийәт, кишилик һоқуқ вә инсанийәт аилиси үчүнму бир тарихий пәйт. Уйғурларға болуватқан ишларни қобул қилғили болмайду”.

Самир зубәри йәнә канада баш министири, кабинети вә парламентиниң бу қарар лайиһәсини қоллиғанлиқидин пәхирлинидиғанлиқи, лекин кәлгүсиниң техиму мушәққәтлик болидиғанлиқини билдүрди.

Самир зубәри: “мән һөкүмитимиздин пәхирлинимән вә пәхирлиниш сөзини көпрәк ишлитимән. Бу қарар лайиһәсини қоллиғанлиқи үчүн баш министиримиздин пәхирлинимән. Бу лайиһәни қоллиған һөкүмәт кабинетидин, парламент әзалиридин вә барлиқ партийәләрдин пәхирлинимән. Бүгүн  бир тарихий пәйт. Биз, бу тарихий пәйттә биргә турдуқ. Лекин алдимизда техиму мүшкүл ишлар бар, биз бу ишни қилимиз. Нийитимиз ениқ, қилишқа тегишлик ишни қилишимиз керәк” деди.

Ахбарат йиғиниға самир зубәри билән биллә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, “канада уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти,  “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң қанун мәслиһәтчиси, оттава университетиниң алий тәтқиқатчиси, профессор маргарет миккуай җонстон ханим қатарлиқлар қатнашқан. Йиғинда долқун әйса сөз қилип, бу қарар лайиһәсиниң уйғурларға үмид беғишлапла қалмай, илһам вә давамлиқ күрәш қилиш ирадиси беғишлайдиғанлиқи, әмдики мәсилә һөкүмәтниң бу лайиһәни иҗра қилишида қалғанлиқини билдүрди.

Долқун әйса мундақ дәйду: “ бу қарар бизгә ноқул үмид беғишлапла қалмай, бизгә йәнә илһам вә давамлиқ күрәш қилиш, сөзләш ирадиси беғишлайду. Әмдики мәсилә һөкүмәтниң һәрикәткә өтүши, пул аҗритип, 10 миң уйғур вә башқа түркий мусулман мусапирлирини тезрәк  орунлаштурушида қалди”.

Йиғинда “ уйғур һәқлирини  қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти сөз елип, бүгүн бирдәк аваз билән мақулланған бу лайиһә канада парламентиниң ирадисигә вәкиллик қилиш билән бир вақитта, униң бир башлиниш икәнликини билдүрди.

Мәмәт тохти мундақ дәйду: “бу қарар лайиһәси парламентниң ирадисигә вәкиллик қилиду, шундақла бүгүнки бирдәк аваз билән мақулланған бу лайиһә канадалиқларниң арзусини ипадиләйду. Шу сәвәблик мән буниңдин бәк миннәтдар, шундақла мән бу дөләтни өзүмниң  вә әвладлиримниң мәңгүлүк дөлити қилип таллиғанлиқимдин шундақ пәхирләндим”.

Лекин мәмәт тохтиниң ейтишичә, шундақтиму бу узун бир мусапиниң техи бир башлиниши икән.

Мәмәт тохти:“бу пәқәт бир башланғуч, биз буни етирап қилишимиз керәк. Бу узун мусапиниң пәқәт бир башланғучи. Биз бир уйғур тәшкилати вә башқа мәсулийәтчан тәрәпләр канада һөкүмити вә канада көчмәнләр идариси билән зич һәмкарлишип, қачан вә  қәйәрдә қандақ арқа сәп ярдими болса шуни тәминләймиз. Шундақла биз аҗиз топларға қарита керәклик ярдәмдә болимиз” дәп көрсәтти. Мәмәт тохти сөзиниң ахирида йәнә хитай һөкүмитигә шу чақириқни қилидиғанлиқи, униң чәтәлдики уйғурларниң юртидики уруқ-туғқан, аилә әзалирини тутқун қилиш, гөрүгә елиш, қорқутуш, паракәндә қилишни тохтитишини тәләп қилди. 

Бу қарар лайиһәси, хитайниң зиянкәшликидин қечип 3-дөләттә яшаватқан уйғур вә башқа түркий аз санлиқ милләтләрдин 10 миң кишини 2024-йилидин 2026- йилғичә болған 2 йил ичидә канадаға йөткәп келишни өз ичигә алиду. Қарар лайиһәсиниң 1-феврал мақулланған ахирқи нусхисиға бәзи түзитишләр киргүзүлгән. Униңда һөкүмәтниң 10 миң уйғур мусапирини канадаға йөткәп келиш пиланини 100 күн ичидә парламентқа билдүрүши, шундақла бу лайиһә пәқәт хитайниң зиянкәшликидин қачқан уйғур вә башқа түркий аз санлиқ милләтләр билән чәклинидиғанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.