Канаданиң саяһәт ширкити уйғур елигә саяһәт тәшкилләшни тохтитиш қарари алған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.09.18
Uyghur-chaplaq-nan-AP Үрүмчидики нан музейида көргәзмә қилинған уйғур темисидики магнитлиқ картон чаплақ, 2021-йили 21-апрел, үрүмчи
AP

Вашингтонда паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) йеқинда бир доклат елан қилип, демократик дөләтләрдики саяһәт ширкәтлирини уйғур елигә саяһәт тәшкилләшни тохтитишқа чақирған иди. Канаданиң говвәй саяһәт ширкити(Goway Tranvel) бу доклат елан қилинғандин кейин уйғур елигә саяһәт тәшкилләшни тохтитиш қарари алған.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2023-йили 8-айниң 30-күндики доклатида, уйғур елигә саяһәткә беришниң җинайәткә көз юмушла әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң “вәзийәтни нормаллаштуруш” урунушиға ярдәм қилидиғанлиқ болидиғанлиқини көрсәткән. Шуниң билән бир вақитта, буниң мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисида елип бериливатқан сөһбәткә сәлбий тәсир қилидиғанлиқини илгири сүргән иди.

Биз уйғур кишилик һоқуқ қурулушниң доклати елан қилинғандин кейин говвәй саяһәт ширкити билән алақә қилип бу доклат һәққидә инкаслирини соридуқ. Говвәй саяһәт ширкити елхәт арқилиқ җаваб қайтуруп уйғур елигә йәрлик саяһәт ширкәтләр билән һәмкарлишип саяһәт тәшкиллигәнликини вә инсан һәқлирини аяқ асти қилидиған саяһәтни қоллимиғанлиқини билдүрди. Улар инкасини елхәттә мундақ баян қилди:

“говвәй ширкитимиз саяһәтчиләргә шинҗаңни саяһәт қилиш имканийити яритип бәрди. Биз бу саяһәтни тәшкилләш җәрянида йәрлик саяһәт ширкәтлири билән һәмкарлаштуқ. Улар уйғур инсан һәқлири қурулушиниң доклатида оттуриға қоюлған әндишиләрни әкс әттүрмәйдиған юқири әхлақ өлчимигә риайә қилидиғанлиқи вә җәмийәткә мусбәт тәсири болидиғанлиқиға капаләт бәрди. Бизниң бу түрдики саяһәтни тәшкилләштики мәқситимиз, йәрлик хәлққә мәнпәәт елип келиш вә саяһәтчиләргә саяһәт қилиш пурсити яритип бериш. Говвәй саяһәт ширкити инсан һәқлирини аяқ асти қилидиған саяһәтни қоллимайду.”

Уйғур елида яшап өгиниш вә тәтқиқатлар билән шуғуллинип яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән уйғуршунас доктор руни стенберг (Rune Stenberg) говвәй саяһәт ширкитиниң баянатиға өз қаршини билдүрүп: “йүз миңлиған уйғур вә қазақ хәлқиниң һеч бир гунаһи йоқ һалда лагер вә түрмиләрдә йетиватиду. Муһаҗирәттики уйғурлар вәтәнгә қайтип аилисини вә уруқ туғқанлирини зиярәт қилалмайду. Бу хил әһвалда ғәрбтики ширкәтләрниң шәрқи түркистанға саяһәт тәшкиллиши тоғра вә адил иш әмәс”деди.

Говвәй саяһәт ширкити мәзкур елхетидә йәнә мундақ дегән: “ биз буниң (уйғур елигә саяһәт тәшкилләшниң) бир мурәккәп мәсилә икәнликини тонуп йәттуқ. Әстайидил ойланғандин кейин, биз әһвални җиддий тәптиш қилишни башлидуқ вә бу саяһәтни тохтитишни қарар қилдуқ.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори һенрик шаҗиски (Henryk Szadziewski) говвәй саяһәт ширкитиниң баянатиға инкасини билдүрди. У говвәй саяһәт ширкитиниң уйғур елигә саяһәтни тохтитиш қарарини қизғин қарши алидиғанлиқини көрсәтти. У йәнә башқа хәлқаралиқ саяһәт ширкәтлиридин уйғур елигә тәшкилләватқан саяһитини тохтитишни тәләп қилди. У көз қаршини мундақ оттуриға қойди.

“мениң говвәй саяһәтниң бәргән баянатиға беридиған инкасим төвәндикичә: биз алди билән, говвәй саяһәтниң шәрқий түркистанға саяһәтни тохтитиш қарарини қарши алимиз. Инсан һәқлири дәпсәндә қилиниватқанлиқи испатланған йәргә саяһәт тәшкиллимәслики вә тәшвиқ қилмаслиқи бәк муһим. Хәлқаралиқ саяһәт ширкәтлириниң уйғурларға бир мәнпәәт илип келидиғанлиқини ениқлимақ бәк қийин. Наһайити көплигән хәлқара саяһәт ширкәтлиридә уйғурларға биваситә қанчилик мәнпәәт елип кәлгәнлики тоғрулуқ бир учур йоқ. Мәсилән, бәзи хәлқара саяһәт ширкәтлири дөләт игидарчилиқидики меһманханиларни ишлитиду. Шуңа мениң демәкчи болғиним шуки, говвәй саяһәт ширкитиниң саяһәтни тохтитиш қарарини қизғин қарши алимиз. Шуниң билән бир вақитта, биз доклатимизда исим йезилған башқа хәлқаралиқ саяһәт ширкәтлиридин шәрқий түркистанға тәшкилләватқан ирқий қирғинчилиқ саяһитини тохтитишни тәләп қилимиз”.

Доктор руни стенберг говвәй саяһәт ширкитиниң өзлириниң образини сақлап қелиш үчүн уйғур елигә саяһәтни тохтитиш қарари алғанлиқини көрсәтти. У йәнә мундақ деди: “мәнчә, һазиға қәдәр ғәрбтики саяһәт ширкәтлири уйғур вә қазақ хәлқигә пайда елип кәлмиди. Һазир говвәй саяһити ширкити дегән тәптиш (тәкшүрүш) ниң тоғра йәкүн чиқиридиғанлиқиға бир нәрсә дегили болмайду. Тәптиш ширкәтлири өзлириниң мәнпәәтини ойлап (пул үчүн) ялған сөзлиши мумкин. Шуңа бу тәптишниң нәтиҗисигә диққәт қилиш керәк.”

Говвәй саяһәт ширкитиниң баянати хәлқаралиқ саяһәт ширкәтлириниң уйғур райониға тәшкилләйдиған саяһәт паалийәтлиригә тәсир көрситидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Ахирда, доктор руни стенберг ғәрбтики саяһәт ширкәтлириниң халиса уйғур вә қазақ хәлқигә зор пайда-мәнпәәт йәткүзәләйду деди. У йәнә, әгәр улар хитай ширкәтлири билән һәмкарлишип өз мәнпәәтинила ойлиса уйғур вә қазақ хәлқигә еғир зиян беридиғанлиқни көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.