Канада һөкүмити: “хитайдин қачқан уйғурлар канаданиң йеңи мусапирлар орунлаштуруш программисиға чүшиши мумкин”

Мухбиримиз әркин
2021.07.29
Канада һөкүмити: “хитайдин қачқан уйғурлар канаданиң йеңи мусапирлар орунлаштуруш программисиға чүшиши мумкин” Канада баш министири җастин трудо кеңәш палатасида сөз қилмақта. 2021-Йили 26-июл, оттава, канада.
REUTERS

Канаданиң җастин трудео рәһбәрликидики либерал һөкүмити уйғур мусапирлириниң канаданиң мәвҗут йеңи мусапирлар орунлаштуруш программисиға чүшүши мумкинлики, бирақ хитайниң уйғурларни бастурушини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитиштә канаданиң хәлқара җәмийәт билән тәң һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Бу канада һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә болған һәр җәһәтләрдики сияситини тунҗи қетим бундақ әтраплиқ шәрһилиши болуп һесаблиниду.

Мәлум болушичә, трудео һөкүмити өзлириниң бу мәсилиләрдики позитсийәсини канада авам палатасиниң ташқи ишлар-хәлқара тәрәққият комитети билән хәлқара кишилик һоқуқ төвән комитетиниң бу йил 4-айда һөкүмәткә сунған уйғурлар һәққидики 15 түрлүк тәвсийәсигә бәргән җавабида тәкитлигән. Һөкүмәт бу тәвсийәләрниң көп қисмиға қошулидиғанлиқини ейтқан. Әмма техника експорти, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш, мусапирларни ‍өрунлаштуруш, “ирқий қирғинчилиқ” ни етирап қилиш қатарлиқ конкрет ‍иҗраатларда ‍өз пикиридә қалидиғанлиқини ипадилигән.

Һөкүмәт алаһидә сиясәт чиқирип, уйғур мусапирлирини орунлаштуруш һәққидики тәвсийәгә омумән қошулидиғанлиқини ейтқан болсиму, бирақ б д т яки вакаләтчи орунлар мусапир, дәп бекиткән уйғурларниң һазирқи мәвҗут канада мусапирлар программилириға чүшидиғанлиқини илгири сүргән. Һөкүмәтниң қаришичә, канаданиң кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә панаһлиқ беришкә аит “мусапирлар еқими” программисиму уйғур мусапирлириға чүшидикән.

Бирақ канада һөкүмитиниң инкаси канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлирини қайил қилмиған. “канада уйғур һәқлирини һимайә қилиш җәмийити” ниң директори мәмәт тохтиниң қаришичә, һөкүмәт уйғурлар үчүн айрим сиясәт чириши тоғрисидики тәвсийәгә җаваб бәрмигән. Мәмәт тохти 28-июл бу һәқтики зияритимизни қобул қилди. Мәмәт тохти: “һөкүмәт мәйли уларни б д т қобул қилған болсун-болмисун буларниң канадаға киришигә мәхсус йол ечиш тәлипигә йетәрлик инкас қайтурмиған” деди.

Лекин униң ейтишичә, канада уйғурларға мәхсус сиясәт чиқармиса, уйғурларни канаданиң һазирқи мәвҗут мусапирлар программиси билән канадаға елип келиш қийин икән. У, уйғур мусапирлириниң турушлуқ дөләтләрдики салаһийәт мәсилиси буниңға яр бәрмәйдиғанлиқи, мәсилән түркийәдики “уйғурларниң қолида б д т тәрипидин берилгән гуваһнамә яки түркийә тәрипидин берилгән қоғдалғучи, дегән гуваһнамиси йоқлуқи” ни билдүрди.

Лекин канададики бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, һөкүмәтниң җавабини омумән ейтқанда “иҗабий” дейишкә болидикән. Һөкүмәт 15 түрлүк тәләп вә тәвсийәниң көп қисмиға қошулидиғанлиқи, бир қисмини хатириләп қойғанлиқини ейтқан. Канададики “раул волленберг кишилик һоқуқ мәркизи” ниң қанун мәслиһәтчиси, адвокат юнаһ диамунд 28-июл бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, һөкүмәтниң ‍инкасини омумән “‍иҗабий” дәп баһалиди.

Юнаһ диамунд мундақ дәйду: “омуми қәһәттин алғанда һөкүмәтниң инкаси иҗабий болған. Һөкүмәт тәвсийәдики мутләқ көп қисим тәләпләргә қошулидиғанлиқини билдүргән. Қалғанлириға һөкүмәт хатириләп қойғанлиқини ейтқан. Униңдики мәзмунлар биз алаһидә әндишә қиливатқан мәсилиләр билән охшаш. Шуңа мән һөкүмәтниң инкасини омумән иҗабий, дәп баһа беримән”.

Трудео һөкүмити хитайниң уйғурларни бастурушини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиш һәққидики тәләп вә тәвсийәгә ениқ җаваб бәрмигән. Бирақ у хитайниң уйғур вә башқа түркий милләтләргә “ирқий қирғинчилиқ вә инсанлиққа қарши җинайәт садир қилиниватқанлиқини бекитиштә давамлиқ хәлқара җәмийәт билән тәң һәрикәт қилидиғанлиқини ейтқан.

Адвокат, юнаһ диамунд канада һөкүмитиниң бу җәһәттики инкаси баһа берип мундақ деди: “һөкүмәт мәзкур районда изчил вә системилиқ бастуруш һәрикити елип бериливатқанлиқиға аит ишәнчлик вә мәвҗут дәлилләр барлиқини ейтқан. Һөкүмәт шундақ, дәпла қалмай йәнә уйғур вә башқа түркий милләтләрни тәшкиллик вә системилиқ җазалаватқанлиқини қәйт қилған. Һөкүмәт йәнә шәрқий түркистан яки ш у а р да йүз бәргән ишларға җавабән 4 хитай әмәлдари вә бир һөкүмәт аппаратини җазалиғанлиқини билдүргән. Һөкүмәт йәнә районда толуқ вә чәклимисиз тәкшүрүш елип бериш үчүн бесим ишлитиватқанлиқини ейтқан”.

Лекин канада уйғур һәқлирини һимайә қилиш җәмийитиниң директори мәмәт тохитиниң қаришичә, уйғур мәсилиси “ирқий қирғинчилиқ” мәсилиси болуп, кишилик һоқуқтин һалқиған мәсиилә икән. У канада һөкүмитиниң бу мәсилигә ирқий қирғинчилиқ” сүпитидә муамилә қилиши керәкликини билдүрди.

Канада парламенти ташқи ишлар-хәлқара тәрәққият комитети вә хәлқара кишилик һоқуқ комитетиниң 15 түрлүк тәләп вә тәвсийәси уйғур тутқунлирини қоюп бериш, уйғур елидә тәкшүрүш елип бериш, техника експорти вә уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини контрол қилиш, канададики уйғурларни қоғдаш, уйғур мусапирлириға панаһлиқ бериш, хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң қоюп берилишигә капаләтлик қилиш, уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиш, магнитиский қанунини ишқа селиш қатарлиқ мәзмунларни ө ичигә алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.