Канададики уйғурлар 148 йиллиқ бир черкавни мәсчит вә мәдәнийәт мәркизигә өзгәртип рәсмий паалийәт башлиди

Мухбиримиз әркин
2021.09.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Канададики уйғурлар 148 йиллиқ бир черкавни мәсчит вә мәдәнийәт мәркизигә өзгәртип рәсмий паалийәт башлиди Канададики уйғурлар торонто шәһәр әтрапидики 148 йиллиқ бир католик черкавини сетивелип, уни уйғурларниң рәсмий ислам вә мәдәнийәт мәркизигә айландурған. 2021-Йили сентәбир.
Photo: RFA

Канададики уйғурлардин 18 киши 2008-йили бир йәргә җәм болуп, канада уйғурлириниң өзлиригә тәәллуқ бир ибадәт мәркизи қуруш һәрикитини башлиғаниди. Аридин 13 йил ‍өткәндин кейинки бүгүнки күндә 18 киши билән башланған бу һәрикәт тәрәққий қилип, ахири ‍өзиниң бу мәқситини ишқа ашурған. Канададики уйғурлар торонто шәһәр әтрапидики 148 йиллиқ бир католик черкавини сетивелип, уни уйғурларниң рәсмий ислам вә мәдәнийәт мәркизигә айландурған.

Мәркәзниң ечилиш мурасими 25-сентәбир күни “канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәһбәрликидә тәнтәнилик ‍өткүзүлгән. Шәрқий түркистан миллий маршиниң тәңкәшликидә шәрқий түркистан байриқини чиқириш, мәсчит имами ибраһим дамулламниң хәтмә қуран қилиши билән башланған мурасимға канададики уйғур җамаити, канаданиң бир парламент әзаси, түркийә консулханисиниң хадими, шу җайдики йәрлик әмәлдарлар, д у қ ниң рәиси долқун әйса, америкадики уйғур һәрикитиниң рәһбири рошән аббас қатарлиқ меһманлардин сирт, бурунқи черкавниң сабиқ христиан җамаәт әһлиму қатнашқан.

“канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәиси туйғун абдувәли бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, “уйғур ислам вә мәдәнийәт мәркизи” ниң ечилиши канада уйғурлириниң һаятидики тарихий вәқә икәнлики, буниң уйғурларни техиму мәһкәм иттипақлаштуридиғанлиқини билдүрди.

Туйғун абдувәли: “канадалиқ уйғурлар үчүн бу бирлик, иттипақлиқиниң нәтиҗисиниң немә қилип, немә қилалмайдиғанлиқини ипадиләйду. Канададики бирлик ‍ахири мушундақ чоң, бир черкавни сетип елип, өзлириниң мәдәнийәт, тарих, дин ишлириға ишлитидиған бир черкавни мәсчиткә айландуруши канададики уйғурларни бәк һаяҗанландурди.”

Туйғун абдувәлиниң ейтишичә, буниң үчүн канададики уйғурлар наһайити чоң күч чиқарған болуп, у канададики уйғурлардин “иптихарлинидикән вә ғурур һес қилидикән”.

Уйғур мәсчитигә өзгәртилгән монт кармел бирләшмә черкави 1873-йили билән 1874-йили арисида виллиям мәллиш исимлик бир архитектор тәрипидин селинған италийә-романистик пасонидики қурулуштур. Мәзкур черкавниң попи робин вилкей әпәнди уйғур мәсчитиниң шәнбә күнки ечилиш мурасимиға тәклип билән қатнашқан меһманларниң бири. У мурасимда таратқуларға сөз қилип, черкав пәрқлиқ бир етиқад гуруппиисиниң қолиға өткән болсиму, бирақ униң йәнила бир ибадәт орни болуп сақлинип қалғанлиқидин мәмнун икәнликини ейтқан.

Поп робин вилкей 27-сентәбир радиойимизниң зияритимизни қобул қилип, ‍өзиниң мурасимда ‍иҗабий тәсиратқа әгә болғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “омумән ейтқанда мән наһайити үмидвар вә интайин ‍иҗабий тәсиратқа игә болдум. Бәзи сөзгә чиққучилар уйғурларниң хитайдики әһвалини тәпсилий баян қилди. Уларниң сөзи тәрбийә характерлик болди. Мениң чүшәнчәм, буниң наһайити иҗабий тәҗрибә болғанлиқида”.

Робин вилкейниң ейтишичә, бу черкав конирап қалғачқа уни давамлиқ йеңилап турушқа чиқиналмиған. Корона вируси юқуминиң тарқилиши билән улар черкавни сетишниң вақти кәлди, дегән нуқтиға кәлгән. Робин вилкей, черкавни уйғур җамаитиниң сетивалғанлиқи, бинани асрашниң әмди уларға қалғанлиқини билдүрди. У йәнә уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидики соалимизға җаваб берип, хитайниң германийә, канада қатарлиқ дөләтләрниң тарихтики хаталиқлиридин савақ елиши керәкликини қәйт қилди.

Робин вилкей мундақ дәйду: “мән хитай һөкүмитиниң бурун униңға охшаш ишларни қилған дөләтләрдин савақ елишини үмид қилимән. Мәсилән, улар канаданиң тарихтики ятақлиқ мәктәплиридин савақ елишини, шундақла йәнә натсистлар германийәсиниң җаза лагерлирини қуруп, пәрқлиқ кишиләрни җазалиғанлиқ кәчмишлиридин савақ елишини ‍үмид қилимән”.

Монт кармел бирләшмә черкави ғәрб әллири бәзи мусулман дөләтлири тәрипидин ‍слами фобийәчилик йәни “ислам дүшмәнлики” қилиш билән әйиблиниватқан бир вақитта мәсчиткә өзгәртилгән. “канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң һәйәт әзаси етибар артиш әпәндиниң ейтишичә, улар бу черкавниң бурунқи христиан җамаитини ечилиш мурасимиға тәклип қилип, бу орунниң хитайниң ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқиға учраватқан уйғурлар үчүн қанчилик муһим икәнликини чүшәндүргән.

Етибар әпәндиниң ейтишичә, бу черкавниң христиан җамаити уларға қайил болғанлиқи, уйғурларни қоллайдиғанлиқи, һечболмиса бу орунниң бир ибадәтхана болуп сақлинип қалғанлиқиға хурсән болғанлиқини ейтқан.

Торонтодики “уйғур ислам вә мәдәнийәт мәркизи” ниң ечилиш мурасими канада һөкүмити хуавей ширкитиниң баш малийә әмәлдари миң вәнҗони қоюп бәргән, хитайму гөрүгә түтивалған икки канада пуқрасини қоюп берип, уларниң дөлитигә қайтишиға йол қойған бир вақитта өткүзүлгән. Миң вәнҗо 24-сентәбир күни шенҗенға йетип барған. Хитайда гөрүгә түтивелинған канада пуқраси майкел ковриг билән майкел спавор 25-сентәбир канаданиң калгари шәһиригә йетип кәлгәниди.

Бу вәқә канададики паалийәтчиләр вә иҗтимаий таратқуларда баш министир трудониң 15 йилдин бери хитай түрмисидә йетиватқан уйғүр канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң делосиғиму охшаш көңүл бөлүш, униму канадаға қайтуруп келиш һәққидики чақириқларниң қайта қозғилишиға түрткә болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.