Мәмәт тохти: “канада һөкүмитниң мусапир уйғурларни канадаға елип килишигә толуқ ишинимән”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.06.12
onming-uyghur-kanada-2 Канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ сөһбәттин кейин хатирә сүрәт. 2023-Йили июн, канада.
FB/Memet Tohti

Игилишимизчә, канада парламентиниң толуқ аваз бериши билән бу йил 1-феврал күни қобул қилған қарариға асасән, 10 миң уйғур мусапирниң канадаға келишигә мунасивәтлик хизмәтләрниң конкрет қәдәм-басқучлирини башлиған. Миңлиған мусапир уйғурлар өзлири туруватқан бәзи дөләтләрдики һәрхил қийинчилиқ вә әминсизликтин қутулуп бихәтәр, тинч, әркин вә демократик дөләт болған канадаға келип яшашни сәврсизлик билән көтмәктә. Шуниң билән бир вақитта, уларниң каллисида бу чоң вә муһим көчкә мунасивәтлик көплигән соаллар пәйда болмақта. Униңдин башқа иҗтимаий таратқуларда бир қисим кишиләрниң пурсәтни ғәниймәт билип, ярдәм қилиш баһаниси билән “қоймичилиқ” қилишқа урунғанлиқи тоғрулуқ сөз-чөчәкләр йейилмақта вә уйғур мусапирлириниң бешини қаймуқтурмақта. Биз уйғур мусапирлири билишкә тегишлик тоғра учурларни йәткүзүш мәқситидә, канададики бу қанунниң қобул қилишиға көп һәссә қошқан, бу қанунниң иҗра қилиниш җәрянида вә конкрет хизмәтләрдә канада һөкүмити билән һәмкарлишип бирликтә хизмәт қиливатқан канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди билән мәхсус сөһбәт елип бардуқ.

Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ канада баш министир ярдәмчиси вә малийә министири кристия фриланд(Chrystia Freeland) ханим билән көрүшти. 2023-Йили июн.
Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ канада баш министир ярдәмчиси вә малийә министири кристия фриланд(Chrystia Freeland) ханим билән көрүшти. 2023-Йили июн.
FB/Memet Tohti

Мәмәт тохти әпәнди, мусапир уйғурлар туруватқан дөләтләр канада дөләт хадимлирниң беришға рухсәт қилмиса, өзлириниң америкадики бир ширкәтниң ярдими билән бихәтәр юмшақ детал лайиһәләватқанлиқини деди. Бу юмшақ детал канада һөкүмитиниң тәстиқидин өткәндин кийин, 2-3 һәптә ичидә мусапир уйғурларниң илтимас вә җәдвәллири тордин толдурулушқа башлинидикән.

Сөһбәтниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.