Канада парламент әзалири трудео һөкүмитини “хитайниң ирқий қирғинчилиқи” қарарини әмәлийләштүрүшкә чақирди

Мухбиримиз әркин
2021.02.25
Канада парламент әзалири трудео һөкүмитини “хитайниң ирқий қирғинчилиқи” қарарини әмәлийләштүрүшкә чақирди Канада парламенти хитайниң уйғурларға қаратқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитти. 2021-Йили 22-феврал.
Photo: RFA

Канадада һакимийәт бешидики либераллар партийәси вә өктичи сиясий партийә-гуруһларниң парламент әзалири трудео һөкүмитини канада парламентиниң 22-феврал мақуллиған хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи тоғрисидики қарариға әмәл қилип, конкрет һәрикәткә өтүшкә чақирди. Дүшәнбә күни 266 авазниң қоллиши билән мақуллинип, хитайниң һәрикити “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарланған бу қарарға, баш министир җастин трудеониң һакимийәт бешидики либераллар партийәсиниң парламент әзалириму қарши аваз бәрмигән иди.

Парламент әзалириниң қәйт қилишичә, әмди канада һөкүмити мусапирлар программисини йолға қоюп, уйғур мусапирлирини бихәтәр макан билән тәминлиши, техиму қаттиқ тәдбирләрни елип, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң канадаға киришини чәклиши вә магнитский қанунини ишлитип, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” да җавабкарлиқи бар хитай әмәлдарлирини җазалиши керәк икән. Самер зубәри, “уйғур ирқий қирғинчилиқ” қарар лайиһисини қоллиған һакимийәт бешидики либераллар партийәси парламент әзалириниң бири.

У 24-феврал зияритимизни қобул қилип, канаданиң “һәрикәткә өтүш әхлақи мәсулийити барлиқи” ни билдүрди. Самер зубәри: “һазир парламент районда йүз бериватқанларни ирқий қирғинчилиқ, дәп етирап қилди. Бизниң дөләт вә һөкүмәт болуш сүпитидә һәрикәткә өтүш әхлақий мәсулийитимиз бар. Бу тоғрисида (парламентниң) хәлқара кишилик һоқуқ төвән комитети баянат елан қилған. Баянатниң мәзмуни наһайити кәң. Униңда һөкүмәтниң районда болуватқан ишлар тоғрисида қилишқа тегишлик бир қанчә мәсилә оттуриға қоюлған” деди.

Униң қаришичә, һөкүмәтниң қилишқа тегишлик 1-иши алаһидә мусапирлар программиси йолға қоюп, хәтәр астидики уйғур мусапирлирини орунлаштуруш икән. У мундақ дәйду: “мән шуни чоңқур һес қиливатимәнки, биз лагерларға йоллиниш хәвпи болғанларға қарита алаһидә мусапирларни орунлаштуруш программиси йолға қоюшимиз керәк. Канада бурунқи йәзидиләр вә суряниларни орунлаштуруш программисини һазир уйғур вә башқа түркий аз санлиқ милләтләргә иҗра қилиши лазим. Бу һәрикәт һөкүмәтләргә парламент мақуллиған қарарниң иҗра қилғанлиқини намаян қилиду”.

Консерватипларниң авам палата әзаси гарнет гениюсниң қаришичә, мусапирлар мәсилиси уйһгур ирқий қирғинчилиқ мәсилисидики җаваб беришкә тегишлик темиларниң бири икән. Гарнет гениюс бу сөзләрни 23-феврал канада авам палата әзаси арнолд версенниң саһибханилиқида өткүзүлгән “хитай, кишилик һоқуқ вә хәлқара тәрәққият” дегән темидики кәчлик тор йиғинида ейтқан. Униң қаришичә, канаданиң “мусапирлар шәхси капаләт қанили” уйғур мусапирлирини қобул қилишниң һазирқи үнүмлүк йоли икән.

У бу һәқтики соалға мундақ деди: “бу, шүбһисизки, биз җавабән көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилә. Бирақ мән буниңда мусапирлар шәхси капаләт қанилини ишлитишкә майил. Бу, хәтәр астидики кишиләрни канадаға елип келип, уларниң канадаға маслишишиға ярдәм қилишниң әң үнүмлүк йоли, дәп қараймән. Уйғурларниң вәзийитигә болған диққәтниң артиши канададики охшимиған гуруппиларни уларға капаләт болушқа техиму қиззиқтуриду”. Бирақ, у йәнә һөкүмәтни бу программиға кашила чиқирип, униңға тосқунлуқ қилиш билән тәнқидлигән.

Гарнет гениюсниң тәкитлишичә, һөкүмәт йәнә хитайға магнитский ембаргоси йүргүзүп, хитай әмәлдарлирини җазалиши, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклиши керәк икән. У: “реаллиқни етирап қилиш буниң 1-қәдими. 2-Қәдәмдә күчлүк сиясий тәдбирләрни елип, уйғур хәлқини қоғдаш, бу ирқий қирғинчилиққа қарши күрәш йолидики мәсулийитимизни ада қилишимиз керәк. Бу дегәнлик ирқий қирғинчилиқни елип барғанларға қарши магнитиски ембаргоси йүргүзүш, бизниң тәминат зәнҗиримизни ислаһ қилиш. Мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң базиримизға киришиниң алдини елиштур” дегән.

Авам палата әзаси зубәриму мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирида консерватипларға охшашла һөкүмәтниң бу мәһсулатларни чәклишини тәләп қилди. У бу һәқтики соалимизға мундақ деди: “бизниң канадаға импорт қилған мәһсулатлар мәҗбурий әмгәккә четилмаслиқи керәк. Бәзи мәһсулатлар асасән дегүдәк шинҗаң уйғур аптоном районида ишләпчиқирилған. Бу мәһсулатлар пахта, пәмидур, қуяш енергийә тахтисиға ишлитилидиған кримний қетишмиси вә башқа нурғун мәһсулатларни өз ичигә алиду. Биз мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң импорт қилинмаслиқиға капаләтлик қилишимиз лазим. . Һөкүмәтниң мана буларни қилишини үмид қилимән”.

Паалийәтчилириниң көрситишичә, канада парламентиниң қарари канадаға бәзи мәсулийәтләрни артидикән. Канададики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәмәт тохти 24-феврал зияритимизни қобул қилип, парламентниң қарари канадаға ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш, җавабкарларни җазалаш вә қирғинчилиққа учриған хәлқләрни қоғдаш җәһәтләрдә зор мәсулийәт артқанлиқини билдүрди.

Канада парламентиниң қарарида йәнә канада һөкүмитиниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәш тоғрисида илтимас сунуши тәләп қилинған. Бу тәклип лайиһиси авам палатасида 29 авазға қарши 229 аваз билән мақулланғаниди. Канада парламентиға хитайниң ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш тәклип лайиһиси сунған авам палата әзаси майкел чоңниң көрситишичә, канада һөкүмити хәлқара олимпик комитети билән алақилишип, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпикни башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилиши керәк икән.

Авам палата әзаси самер зубәриму 24-феврал зияритимизни қобул қилғанда өзиниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәш пикирини “әң тоғра йол”, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.