Дуня мусапирлар күнидә уйғур мусапирлирини канадаға йәрләштүрүш һәққидә тәклип лайиһәси сунулди

Мухбиримиз ирадә
2022.06.21
Дуня мусапирлар күнидә уйғур мусапирлирини канадаға йәрләштүрүш һәққидә тәклип лайиһәси сунулди Канада баш министири җастин трудо(Justin Trudeau) йиғинда сөз қилмақта. 2016-Йили 21-декабир, канада.
REUTERS

Канадада һакимийәт йүргүзүватқан либераллар партийәсиниң парламент әзаси самир зубәйри әпәнди канада һөкүмитини хәтәр астида туруватқан уйғурларни канадаға әкелип орунлаштурушни тәләп қилидиған бир тәклип лайиһәсини тонуштурған.

Канаданиң нопузлуқ ахбарат васитилиридин болған “йәршари вә мәктуплар гезити” ниң хәвәр қилишичә, мәзкур тәклип лайиһәси дәл 2022-йиллиқ дуня мусапирлар күни тонуштурулған болуп, бу, вақитлиқ панаһлинип туруватқан аз дегәндә 10 миң нәпәр уйғурни канадаға әкелип орунлаштурушни мәқсәт қилидикән.

Канада уйғур һәқлирини қоғдаш тәшкилатиниң директори мәмәт тохти әпәнди тәклип лайиһәсиниң тонуштурулуши һәққидә радийомизға мәлумат бәрди. У уйғурларни канадаға йәрләштүрүш мәсилисидә һәрқайси партийәләргә тәвә парламент әзалири арисида пикир бирлики болғанлиқтин бу лайиһәниң тосалғусизла һөкүмәткә йоллинидиғанлиқини ейтти.

“йәршари вә мәктуплар гезити” ниң хәвиридә ейтилишичә, бу тәклип бу йил күздә муназирә қилинидикән, гәрчә бу тәклип лайиһәси мәҗбурлаш күчигә игә болмисиму әмма парламент әзаси самир зубәйри өзиниң кейинки айларда бу һәқтә йәниму көп қоллашқа еришидиғанлиқи вә буниң әмәлийәткә айлинидиғанлиқиға ишәнчисиниң юқирилиқини билдүргән.

Мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, әгәр бу тәклип лайиһәси реаллиққа айланса, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә рәсмийәтсиз туруватқан вә хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч келиватқан аз дегәндә 10 миң уйғурниң хатирҗәмликкә еришишигә түрткә болидикән. Бу кишиләр канаданиң дөләт капалити билән вә һәтта канадада олтурушлуқ рәсмийәтләр билән бирликтә канадаға елип келинидикән.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зулуми америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси тәрипидин һәм шундақла канада, голландийә, фирансийә, әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири тәрипидин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт, дәп бекитилгәндин кейин һәрқайси кишилик һоқуқ органлири һөкүмәтләрни уйғур мусапирларни дәрһал хатирҗәм дөләтләргә йөткәп уларниң хитайға қайтурулуш хәвпини йоқитишқа чақирип кәлгән.

20-Июн хәлқара мусапирлар күни мунасивити билән хәлқарадики 20 дин артуқ мусапирлар вә кишилик һоқуқ оргини һәм дуня уйғур қурултийи қатарлиқ 50 тин артуқ уйғур тәшкилати бу мунасивәт билән елан қилған ортақ баянатида һәр қайси һөкүмәтләр вә хәлқаралиқ органларни хитайға қайтурулуш хәвпи астидики уйғур вә башқа түркий милләтләрни қоғдаш үчүн җиддий тәдбир елишқа чақирған.

Чақириқта бирқисим дөләтләрдә вақитлиқ панаһлиниватқан уйғурларниң һәрвақит хитайға қайтурулуш хәвпи астида яшаватқанлиқи, һечқандақ қануний капалити болмиған бу уйғурларниң йәнә шу дөләтләрдики даириләрниң тәһдити вә паракәндичиликигә учраватқанлиқи әскәртилгән. Чақириқта йәнә һәрқайси демократик һөкүмәтләрниң дәрһал қайтурулуш хәвпидики уйғурларға мәхсус мусапирларни орунлаштуруш программиси йолға қоюши, һөкүмәтләрниң хитай қайтурушни тәләп қилған уйғурларниң делолириға алаһидә диққәт қилип, уларниң хәлқаралиқ җинайи ишлардики һәмкарлиқни суйиистемал қилишиға йол қоймаслиқи, шундақла хитайниң хәлқара санлиқ мәлумат амбарлирини уйғур вә башқа түркий милләтләргә қарши ишлитишиниң алдини елиши тәләп қилинған.

Мәмәт тохти әпәнди болса һазир канададики сиясәтчиләрниң уйғур мусапирларни бихәтәр дөләткә орунлаштуруш, җүмлидин канадаға йөткәшниң интайин муһимлиқини тонуп йәткәнликини, әмма хитай һөкүмитиниң уйғурларниң бундақ бир капаләткә игә болушини әсла халимайдиғанлиқи, шуңа уйғурларниң канада қатарлиқ демократик әлләргә көчүшиниң алдини елиш үчүн һәр түрлүк оюнларни ойниши мумкинликини әскәртти. У, уйғурларни бу җәһәттики еңини өстүрүп, һошярлиқини сақлашқа чақирди.

Мәлум болушичә, уйғур мусапирлар мәсилисини һәл қилип уларни бихәтәр дөләтләргә орунлаштуруш нөвәттә америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиму ортақ көңүл бөлүватқан җиддий мәсилә болуп, 15-июн күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән “хитайниң дөләт һалқиған бастуруш хәвпи вә буниңға қарши американиң инкаси” мавзулуқ испат аңлаш йиғинидиму хитайниң дөләт һалқиған зулуминиң хәвпи астидики уйғур мусапирлар мәсилиси нуқтилиқ музакирә қилинғаниди. Бу йиғинда мәҗлис әзалири америкадики уйғур мусапирларниң көчмәнлик ишлирини асанлаштуруш, хәтәр астидики уйғурларниң америкаға келип панаһлинишиниң йолини ечиш, уйғурлар вақитлиқ туруватқан дөләтләр һөкүмәтлирини уларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа үндәш вә тез арида уларни бихәтәр дөләтләргә йөткәштәк темилар алаһидә диққәт қозғиған. Америка ташқи ишлар министирлиқи вә ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң икки нәпәр әмәлдари өзлириниң бу қийинчилиқларни һәл қилиш үчүн тиришидиғанлиқи һәққидә дөләт мәҗлис әзалириға вәдисини бәргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.