Осло әркинлик мунбиридики картон рәсим уйғур қирғинчилиқини әкс әттүрди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.10.13
Осло әркинлик мунбиридики картон рәсим уйғур қирғинчилиқини әкс әттүрди Американиң миами шәһиридә ечилған “осло әркинлик мунбири” ниң 2021-йиллиқ йиғиниға қоюлған рәсимлири кишиләрниң диққитини тартқан австралийәдики хитай сиясий картон рәссами бадийо сав әпәнди. 2021-Йили 4-өктәбир.
RFA/Gülchéhre

Өткән һәптә америкиниң миами шәһиридә ечилған “осло әркинлик мунбири” ниң 2021-йиллиқ йиғинида, уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” нуқтилиқ кишилик һоқуқ кризиси сүпитидә һәр тәрәптин йорутулди. Шундақла йиғин залиниң кириш ишики алдиға қоюлған 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш гүзәл-сәнәт намайиш теми арқилиқму җанлиқ әкс әттүрүлди.

“осло кишилик һоқуқ мунбири” ниң 2021-йиллиқ йиғини 4-5-өктәбир күнлири американиң даңлиқ деңиз бойи саяһәт шәһәрлиридин миамидики “йеңи дуня” мәркизидә өткүзүлди. Бу нөвәтлик мунбәргә дуняниң һәр қайси җайлиридин кишилик һоқуқ паалийәтчилири, сиясийонлар вә һәр саһәдин наһайити көп санда кишиләр иштирак қилди.

Австралийәдики хитай сиясий картон рәссами бадийо савниң американиң миами шәһиридә ечилған “осло әркинлик мунбири” ниң 2021-йиллиқ йиғиниға әкәлгән рәсимлиридин бири. 2021-Йили 4-өктәбир.
Австралийәдики хитай сиясий картон рәссами бадийо савниң американиң миами шәһиридә ечилған “осло әркинлик мунбири” ниң 2021-йиллиқ йиғиниға әкәлгән рәсимлиридин бири. 2021-Йили 4-өктәбир.

“осло кишилик һоқуқ мунбири” ниң йиғини өткүзүлгән “йеңи дуня” мәркизи алдиға, австралийәдики хитай сиясий картон рәссами бадийо савниң бәш парчә картон сизмилиридин там ясалған болуп, бу гүзәл-сәнәт теми йиғин иштиракчилири шундақла саяһәтчиләрни алаһидә җәлп қилди.

Картон рәсимләр ичидә, болупму, бир хитай тәнһәрикәтчиниң ай юлтуз чүшүрүлгән көк майка кийгән, көзи теңиқ йүкүндүрүп қоюлған бир уйғурниң бешиға милтиқ тәңләп турған көрүнүши күчлүк диққәт тартти.

Бу рәсимдә, уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиққа учрап өлтүрүлүватқанлиқи образлиқ әкс әттүрүлгәниди.

Австиралийәдә яшаватқан хитай даңлиқ сиясий сәнәткар бадийо сав түрлүк иҗтимаий вә сиясий мәсилиләрни йорутуп беридиған мол мәзмунлуқ картон сизма әсәрлири арқилиқ, мустәбит хитай һакимийитигә җәң елан қилип кәлмәктә. Униң әсәрлири илгири австралийә, америка вә италийәдә көргәзмә қилинғаниди.

“осло әркинлик мунбири” дә өзиниң әсәрлирини көргәзмә қиливатқан рәссам бадийо сав, гүзәл сәнәт намайиш теми алдида, зияритимизни қобул қилди. У, бу йүрүшлүк картон сизмилири арқилиқ дуняға қандақ сигнал бәрмәкчи болғанлиқини чүшәндүрүп мундақ деди: “бу мениң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш чақириқи үчүн тәйярлиған йеңи әсәрлирим. Мениңчә хитайниң олимпикни тәшвиқат үчүн пайдилиниши узун тарихқа игә. Олимпик инсанлиқни тәбрикләйдиған мәйдан болуши керәк, биз хитайниң олимпикни өзиниң идеологийәсини сиңдүрүши үчүн монопол қиливелишиға йол қоймаслиқимиз керәк. Болупму хитай һөкүмити уйғурларға ирқий қирғинчилиқни давамлаштуруватқан бир пәйттә, униң олимпикқа саһибханилиқ қилишиға пурсәт бериш номустур, бу маңа худди тарихтики натсист германийәсиниң олимпик мусабиқисини әслитиду. Һәммидин муһими әркин дунядики кишиләр буни тосуп қелишимиз үчүн сөз биләнла әмәс һәрикәт қилишимиз интайин муһимдур”.

Бадийо сав “намайиш теми” дики әсәрлирини тонуштуруп мундақ деди: “бу әсәрләр чоң тәсир қозғиди дәп ойлаймән, йирақтин қаримаққа бу картон рәсимлик там худди 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикиниң тәшвиқат еланидәк тәсир бериду, йеқинлап көргәндә әмәлийәттә буларниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш намайиши икәнликини чүшинивалалайсиз. Намайиш темидики 1-рәсим хитай техникилиқ көзитиш системисиниң дуняни қаплаватқанлиқини, 2-рәсим болса хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини, 3-хитайниң вухәндин дуняға ковид-19 вирусини тарқатқанлиқини, 4-рәсим хитайниң хоңкоңда давам қиливатқан бастурушини, 5-рәсим болса тибәтләрни бастурушни тәсвирлигән. Осло әркинлик мунбириниң бу әсәрлиримни тонуштурушқа пурсәт бәргәнлики, интайин әһмийәтлик иш болди”.

“осло әркинлик мунбири” ни уюштурғучи, хәлқара кишилик һоқуқ фондиниң рәиси гәррий каспароф зияритимизни қобул қилип, 2022-йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилиш мәқсәт қилинған бу әсәрләрниң күчлүк диққәт вә инкас қозғиғанлиқиға болған мәмнунлуқини билдүрүп мундақ деди: “биз, бу гүзәл сәнәт намайиш теми арқилиқ кишиләрниң бу мәсилиләрни билиши вә бәлгилик инкас қайтурушини күткәнидуқ. Наһайити яхши инкас болуватиду. Әлвәттә бизниңла бу гүзәл сәнәт арқилиқ қилинған намайишқа пурсәт бәргинимиз биләнла бу мәсилиниң аңлиниши вә һәл қилинишиға йетәрлик әмәс, мән дуняда буниңға техиму көп мәйдан һазирлинишини үмид қилимән. Гүзәл сәнәт арқилиқ диктаторларға қарши намайиш қилишниң тәсир күчиниң интайин зор вә кәң болидиғанлиқиға ишинимән. Чүнки гүзәл сәнәт-әркинлик демәктур, диктаторлар болса әркинликтин бизар. Бизниң диктаторларға қарши ишлитәләйдиған үнүмлүк қоралимиз бу, йәни сәнәт арқилиқ биз дуняға өзгичә иҗадий усулда сигнал бәрдуқ”.

Хәлқара кишилик һоқуқ фондиниң рәиси гәррий каспароф илгири совет иттипақи вә русийәниң шаһмат чемпийони шундақла у дунядики әң күчлүк шаһмат чемпийони дегән намларға игә. У тәнһәрикәт саһәсидин 2005-йили чекинип чиққандин кейин русийәдә кишилик һоқуқ вә демократийәни очуқ-ашкара тәшәббус қилғучиға айланған вә вақтини кишилик һоқуқ паалийәтлиригә сәрп қилип кәлмәктә.

“осло әркинлик мунбири” ниң бу йиллиқ йиғиниға тәклип қилинған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири, илгирики йиллардикидин көп болуп, уларға мунбәрдә алаһидә сөз вә паалийәт пурсәтлири берилди.

Лагердики уйғур зиялийлиридин раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полат вә йәнә рошән аббас, рәйһан әсәт қатарлиқ уйғур актип паалийәтчилириму йиғинда өзлириниң аилиси учриған зулумларни вә уйғур қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк, йиғивелиш лагерлирини аңлатти.

Картон рәссами бадйо сав өзиниң уйғур қирғинчилиқини тәсвирләп сизишиға мушулардәк уйғур паалийәтчилириниң һекайилири илһам болғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “мән нурғун уйғур паалийәтчиләрниң өз аилә әзалирини лагерлардин қутулдуруш үчүн елип бериватқан паалийәтлиридин тәсирләндим, бу мениң уйғур ирқий қирғинчилиқи әкс әткән әсәрләрни сизишимға илһам болди. Буниң алдида рошән аббас ханимниң лагердики һәдиси, рәйһан әсәтниң лагердики иниси қатарлиқларниң рәсимлирини сизған идим. Уйғур аилилириниң һекайилирини сизишни давамлаштуримән”.

Сиясий картон рәсимлири билән көзгә көрүнүватқан рәссам бадийо савниң, уйғур ирқий қирғинчилиқи тәсвирләнгән картон рәсимлири фәйсибок, тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда инкас қозғап кәлмәктә. Униң “осло әркинлик мунбири” да намаян қилинған, хитайниң 2022-қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибхана болушини байқут қилиш темисидики әсәрлириму, мәтбуатларда һәмдә иҗтимаий таратқуларда кәңри тарқалмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.