“уйғурлар өлүшни рәт қилған хәлқ” намлиқ картон роман нәшр қилинди
2022.12.02

Хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқи һәққидә йезилған “уйғурлар өлүшни рәт қилған хәлқ” намлиқ 150 бәтлик картон роман фирансийә марабут нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
Китабниң картон тәсвирлирини картонисит елиот франк(Eliot Franques) сизған болуп, романиниң һекайә қисмини тонулған журналист вә режиссор ерик дарбре(Eric Darbré) язған. Китаб нәшр қилинғандин кийин фирансийә яшлириниң алаһидә диққитини тартқан.
Ерик дарбрениң уйғур мәсилисигә болған қизғинлиқи 1996-йили һазирқи дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди билән тонушуш арқилиқ башланған.
25 Йиллиқ уйғурларни тәкшүрүш вә ахбаратлаштуруш кәспи һаятида уйғурларниң наразилиқ намайишлириниң шәкиллиниш җәрянини, хитайниң уйғурларға йүргүзгән зулум вә зораванлиқини өз көзи билән көргән ерик дарбре китабида өз кәспи һаятини тутқа қилған асаста уйғурларниң әркинлик күришини тәпсилий йорутуп бәргән. Китабта ерик дарбрениң уйғурларниң авазини аңлитиш җәрянидики журналиситлиқ кәспи һаятида дуч кәлгән мәсилиләр баш тема қилинған.
Фирансийә вә белгийәдә аңлитиш беридиған христиан радийоси (RCF) тәрипидин елан қилинған обзорда китаб һәққидә тохтилип мундақ дейилгән:
“бу, мустәбит һакимийәт тәрипидин езилгән хәлқниң аваз үчүн елип берилған бир ахбаратчилиқ күришиниң һекайиси”.
Биз, бу мунасивәт билән журналисит вә режиссор ерик дарбре әпәндини зиярәт қилдуқ. Ерик әпәнди китаб һәққидә тохтилип мундақ деди:
“фирансийә мәтбуатлирида уйғур мәсилиси йеңи вә асасий бир еқимға айланди. Биз бу китабни шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ кризисини техиму асан вә җанлиқ сәһниләштүрүш үчүн йезип чиқтуқ”.
Мәзкур китабниң картонисти елиот франкниң ейтишичә, китаб уйғурларниң бешиға кәлгән қорқунчлуқ зулумни вә бу сәвәблик азаб чекиватқан инсанларниң һаятини тәсвирләшкә тиришқан. Картонисит елиот франк бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “ерик дарбре маңа уйғурларниң бешиға келиватқан зулумни картон тәсвирий роман арқилиқ аңлитиш тәклипини сунди. Мән ерик билән биллә бу романни пүттүрүш җәрянида уйғур мәсилисиниң қанчилик дәриҗидә муһим икәнликини техиму чоңқур чүшәндим. Уйғур мәсилиси ерикниң кәспи һаятиниң мәркизидә иди. Мән бу җәрянда буниң сәвәбини чүшәнгәндәк болдум”.
Явропа уйғур институти әзалиридин маргу ханим зияритимизни қобул қилди. У китаб һәққидики көз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “бу картон романда маңа әң тәсир қилғини журналистниң баштин-ахир өз сәпиригә болған садақәтмәнлики вә ғәлибә қилалайдиғанлиқиға болған ишәнчи.
Китаб бир картон роман болуш алаһидилики билән уйғур мәсилисини яшларға, өсмүрләргә вә чоңларға әң амибаб шәкилдә аңлитип берәлигән. Китабта уйғурларға охшаш хитай һөкүмити тәрипидин зиянкәшликкә учриған тибәтләр һәққидиму бир қанчә бәт бар”.
Ерик дарбре фирансийә яшлириниң уйғур мәсилисигә болған позитсийәси һәққидә тохтилип мундақ деди: “фирансийә яшлири уйғурларниң паҗиәсини билиду. Болупму һәр хил мақалиләр, доклатлар вә аммиви тәшкилатларниң хизмәтлири буниңда муһим рол ойниди.
Мениңчә фирансийә яшлирида бу мәсилигә қарита сәзгүрлүк вә қизиқиш мәвҗут. Мән фирансузларниң сәзгүрлүкини техиму ашуруп, уйғур хәлқиниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүшини үмид қилимән”.
Нөвәттә уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, уйғур ирқи қирғинчилиқи баш тема қилинған һәр хил әдәбий вә сәнәт әсәрлири рояпқа чиқмақта.