“мол мәзмунлуқ кәчлик паалийәт” кә йошурунған хитайлаштуруш сиясити
2024.04.09
Хитайниң аталмиш “шинҗаңға ярдәм бериш” қатарлиқ бир қатар көрсәтмилири ичидики маарип арқилиқ ярдәм қилиш һәрикити давамлиқ һалда охшимиған шәкилләрдә күчийиватқанлиқи билинмәктә. Нөвәттә, пәйзиват наһийәсидә омумлишиватқан хитай қәһриманлириниң һекайисини сөзләштәк пүтүн аилә кишилиригә “роһий озуқ” беғишлайдиған “мол мәзмунлуқ” кәчлик тамақ муһити бәрпа қилиш дәл буниң типик мисалидур.
“хитай хәвәрлири тори” ниң 4-апрелдики хәвиригә қариғанда, пәйзиват наһийәси 4-оттура мәктипидә, ятақлиқ мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучилар икки һәптидә өйлиригә қайтип барғандин кейин, аилисидикиләр билән җәм болған кәчлик тамақ үстилидә, хитай қәһриманлириниң иш-паалийәтлири тонуштурулған хитай мәдәнийитигә мунасивәтлик һекайиләрни ата-анилириға сөзләп бериш паалийити қанат яйдурулған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу паалийәтниң елип берилиши аилидикиләр үчүн “роһий озуқ” беғишлиған.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан кәң көләмлик мәдәнийәт қирғинчилиқ сияситини қәдәмму-қәдәм күчәйтип, уйғурларни хитайлаштуруш қәдими тезлишиватқан мушундақ бир пәйттә, аталмиш “мол мәзмунлуқ” кәчлик тамақ муһити бәрпа қилиш паалийити диққәт қозғимақта.
Германийәдики инсаншунаслиқ пәнлири доктори вә уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) әпәнди хитайниң нөвәттә уйғур елидә уйғурларни хитайлаштуруш вә зорлуқ билән ассимилятсийә қилиш сияситини техиму кеңәйтип вә униң сүритини йәниму тезлитиватқанлиқини әскәртип өтти. У хитайниң аталмиш “шинҗаңға ярдәм бериш” вә “мәдәнийәт билән озуқландуруш” сиясәтлири ичидә маарип арқилиқ ярдәм қилишниң әң қәбиһ бир пилан икәнликини илгири сүрүп мундақ деди.
Түркийәдики уйғур зиялийси, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси доктор мәғпирәт камал ханим бу һәқтә сөз болғанда, хитайниң йеқинқи йиллардин буян уйғурларни йоқитиш үчүн елип бериватқан зомигәрлик, қәбиһ сиясәтлирини аилиләргичә кеңәйтиватқанлиқини изаһлап өтти. Вәһаләнки, бүгүнки күндә хитайниң ата-ана вә балилар оттурисидики мунасивәтлиригичә арилишишиниң униң сияситиниң нәқәдәр әсәбийләшкәнликини көрситидиғанлиқини билдүрди.
“хитай хәвәрлири тори” да ейтилишичә, аилиләрдә елип берилған бу “мол мәзмунлуқ кәчлик тамақ паалийити” ниң ата-анилар билән балилар оттурисидики зиддийәтни азайтип, уларниң ортақ һалда җуңхуа тили ортақ маарипини илгири сүрүш вә җуңхуа миллитиниң есил мәдәнийитигә варислиқ қилиштәк муһим ролини җари қилдурушқа түрткә болғанлиқи давраң селинған. Хәвәрдә, “һәптә ахиридики үстәл һекайиси” ниң йәнә, мәдәнийәт сәвийәси төвән болған ата-аниларниң хитай тили вә мәдәнийәт сәвийәсини юқири көтүрүп, уларни техиму көп хизмәт пурситигә ериштүридиған “алтун ачқуч” луқ рол ойниғанлиқи махталған. Шундақла, бу “мол мәзмунлуқ кәчлик паалийәт” ниң давамлиқ түрдә елип берилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Һазир уйғур маарипи пүтүнләй йоқитилған болуп, уйғурларниң бир әсирдин буян давамлишип келиватқан өз тилидики маарипи чәклинип, пүтүнләй хитай тилидики маарип мәҗбурий йолға қоюлғаниди.
Мәғпирәт камал ханимниң билдүрүшичә, хитайниң “маарип арқилиқ ярдәм қилиш” шоари астида елип бериватқан бу паалийити уйғур ата-анилар билән балилар оттурисидики наһайити нормал вә тәбиий йосунда давамлишиватқан һессият вә пикир алмаштуруштәк әнәниви турмуш адәтлирини вәйран қилишқа урунуватқанлиқтин дерәк беридикән.
Дуня уйғур язғучилири уюшмисиниң муавин рәиси, шиветсийәдә яшайдиған шаирә раһилә камал ханимниң қаришичә, хитай даирилири хитайлаштуруштин ибарәт бу истратегийәлик пиланини ишқа ашуруш үчүн, аталмиш “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш” намида, уйғур хәлқиниң кимликини йоқитиш үчүн қара қолини техиму ичкириләп узатмақта.
Германийәниң мюнхен шәһиридики ана тил мәктипиниң оқутқучиси саламәт һашим, хитайниң нөвәттә уйғурларни өз өрп-адәт вә тил-мәдәнийәтлиридин тамамән мәһрум қалдурушқа урунуватқанлиқини тәкитлиди. Униң қаришичә, хитайниң мәқсити уйғур яш-өсмүрлириниң кимлик қаришида хитайлар билән һеч пәрқсиз болған һаләтни шәкилләндүрүш икән.
Дәрвәқә, хитай һөкүмити нөвәттә уйғур районидики йәрлик һәр милләт яш-өсмүрлиригә, болупму уйғур балилириға кичикидин башлап хитайчилаштуруш тәрбийәсини омумлаштурушни техиму кеңәйтмәктә. Һалбуки, хитай компартийәсиниң уйғурларға елип бериватқан юқири бесимлиқ зораванлиқ сиясәтлирини давамлиқ пәрдазлашқа урунуватқанлиқи мәлум. Болупму, йеқиндин буян чәт әллик тор тәшвиқатчилирини васитә қилиш арқилиқ, уйғур ирқий қирғинчилиқи, җүмлидин мәдәнийәт қирғинчилиқини инкар қилидиған тәтүр тәшвиқатини зор күч билән җиддий кеңәйтиватқан болуп, бу, мутәхәссисләрниң әндишисини қозғап кәлмәктә.