“келәчәк” партийәси әрдоғанни бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.12.07
“келәчәк” партийәси әрдоғанни бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирди Сабиқ парламент әзаси, “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлҗуқ өздағ әпәнди ишханисида. 2021-Йили 3-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә “келәчәк” партийәси 12-айниң 3-күни түркийәдә сайламға қатнишиш салаһийити болған 20 сиясий партийә билән түркийә парламентиға хәт йезип, 2-айниң 4-күни бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнашмаслиқ һәққидә қарар мақуллап байқут қилишқа вә башқа дөләтләрниму қатнашмаслиққа чақиришни тәләп қилди.

Мәзкур хәттә мунулар йезилған: “2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси 2022-йили 2-айниң 4-күнидин 20-күнигичә хитайниң пайтәхти бейҗиңда өткүзүлидикән. Олимпик өткүзүлидиған җай болған хитай һазир инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта. Хитай коммунист һөкүмити уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләргә қарита ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Хитай бүгүн дуняда әң көп кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәйданға келиватқан дөләтләрдин бири һесаблиниду. 21-Әсирдә хитай һөкүмити 2 милйон әтрапида кишини лагерларға солаш, искәнҗә, қийнаш, басқунчилиқ қилиш вә туғмас қилиштәк җинайәтләрни өткүзмәктә”.

“келәчәк” партийәси тәрипидин әвәтилгән бу чақириқ хетидә түркийә парламентиниң хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпиккә қарши қарар қобул қилиши керәклики тәкитлинип мунулар йезилған: “америка һөкүмити, әнглийә, канада, голландийә вә литва қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан бастурушлирини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитти. Бундақ бир вәзийәттә биз түркийәниң асасий қануни бойичә қурулған сиясий партийә болуш сүпитимиз билән һәммә бирдәк шәрқий түркистанда елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқни хитайниң дәрһал тохтитиши үчүн түркийә парламентини алди билән бейҗиң қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилиш қарарини мақуллуқтин өткүзүшини вә башқа дөләтләрниму буни байқут қилишқа чақиришини тәләп қилимиз”.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн сабиқ парламент әзаси, “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлҗуқ өздағ әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, мундақ деди: “биз келәчәк партийәси түркийәдә сайламға қатнишиш салаһийитигә игә 20 партийәгә очуқ хәт әвәттуқ. Бу хәттә олимпик мусабиқисиниң өткүзүлүш тарихини яздуқ. Бүгүнки күндә шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериливатиду. Шәрқий түркистанлиқлар буниңға қарши күрәш қиливатиду. Ғериб әллири уйғурларни қоллап, хитайни җазалаш үчүн қанун қобул қиливатиду, парламентлириға қанун лайиһәси сунуватиду. Биз буларни көрүп түркийәдики 20 партийәгә хәт әвәттуқ, бу партийәләр бизни қоллап бу хәткә қол қойса биз бу хәтни түркийә парламентиға сунуп бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш қарарини мақуллишини тәләп қилмақчи”.

“келәчәк” партийәси муавин рәиси сәлчуқ өздағ әпәнди түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә һөкүмитини бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирип мундақ деди: “мән хәлқара олимпик комитетиниң түркийәдики шөбисини, түркийә тәнтәрбийә министирлиқини, түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоғанни бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақиримиз”.

“келәчәк” партийәсиниң бу чақириқиға бинаән түркийә парламентида бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини әйибләйдиған бир қарар мақуллинарму? дегән соалимизға сәлҗуқ өздағ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “түркийә парламентида парламент әзаси бар, барлиқ партийәләр бу мәсилидә һәмпикир болуп дуняға чақириқ қилиши керәк. Түркийә һөкүмити бу байқут қарарини қоллиши керәк. Бундақ болған тәқдирдә парламенттин мақуллуқтин өткүзүш асан болиду. Чүнки шәрқий түркистан бизниң ата юртимиз. Шәрқий түркистан мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗипқа охшаш бовилиримизниң дияридур. Уйғурлар бизниң җан вә қан қериндашлиримиз, шуңа бундақ бир қарар мақуллуқтин өтиду дәп ойлаймән”.

“ийи” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди соалимизға телефон учури арқилиқ җаваб берип мундақ дәп язған: “биз келәчәк партийәсиниң бу һәқтики чақириқини қоллаймиз. Түркийә 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнашмаслиқи керәк. Түркийә мәзкур мусабиқини башқа дөләткә йөткәш үчүн күч чиқириши керәк. Хәлқара олимпик комитетиға бу һәқтә илтимас сунуши керәк. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш түркийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириму олимпик комитетиға бесим ишлитиши керәк. Залим хитайда олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси һәргиз өткүзүлмәслики керәк”.

Дуня уйғур қурултийи башлиқ 180 дәк аммиви тәшкилат бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини хитайдин башқа бир дөләттә өткүзүшни тәләп қилип, көп қетим ахбарат баянати елан қилди вә хәлқара олимпик комитетиға хәт язди. Булардин сирт канада парламентидики 5 сиясий партийәгә мәнсуп 13 парламент әзаси олимпик комитетиға хәт йезип, бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң башқа дөләтләрдә өткүзүлүшини тәләп қилған болсиму нәтиҗә алалмиған иди. Д у қ вәхписиниң рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди 10-айниң 20-күни әнқәрәдә мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип түркийәни бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирғанлиқини, шуниң билән келәчәк партийәсиниң бу чақириқни елан қилғанлиқини баян қилди.

20-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийи, шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписи вә уйғур академийәси вәхписи бирликтә түркийә пайтәхти әнқәрәдә өткүзгән ахбарат йиғиниға келәчәк партийәси, бүйүк бирлик партийәси вә яхши партийәсиниң муавин рәислири вә бәзи парламент әзалири иштирак қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.