Корладики 5 нәпәр аял еғир кесиветилгән аилидин йәнә икки әр вә бир келинниң муддәтсиз кесилгәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.01.27
Корладики 5 нәпәр аял еғир кесиветилгән аилидин йәнә икки әр вә бир келинниң муддәтсиз кесилгәнлики ашкариланди Кифайә яқуп ханимниң аилисидин муддәтсиз кесиветилгән йолдиши мәхмут мәмәт (оңда) вә қейининиси мусаҗан мәмәт (солда).
Photo: RFA

Корладики бир аилидин бәш аял еғир кесилгәнлики һәққидики сот һөкүми тоғрулуқ бәргән бир йүрүш хәвәрлиримиз елан қилинғандин кейин, мәзкур аилиниң кифайә яқуп исимлик бир келининиң нөвәттә истанбулда яшаватқанлиқи оттуриға чиқти. Мухбиримизниң зияритини қобул қилған кифайә ханим, мәзкур аилидин кесиветилгән 9 кишидин йолдиши мәһмут мәмәт, қейининиси мусаҗан мәмәт вә йәңгиси зөһрәгүл худабәрдиләрниң муддәтсиздин кесиветилгәнлики вә буларниң тутулғандин та һазирға қәдәр һечким билән көрүштүрүлмигәнликини ашкарилиди.

Санҗи түрмисидә 17 йиллиқ җаза муддитини өтәватқан 78 яшлиқ мәһкум хәлчәм пазилниң нөвәттә истанбулда яшаватқан келини кифайә яқуп ханим, бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур аилиниң әһвали һәққидә йәнә бир қисим толуқлима мәлуматларни бәрди. Униң дейишичә, хәлчәм пазилниң 3 оғул, 4 қиз, җәмий 7 пәрзәнти бар икән. Булардин илгирики хәвәрлиримиздә дейилгән 3 қиз вә бир келининиң кесилип кәткинидин башқа, оғуллиридин йәнә мәхмут мәмәт, мусаҗан мәмәтму муддәтсиз кесилип кәткән икән.

Дейилишичә, мусаҗан мәмәт илгири шинҗаң ониверситетида оқуватқан мәзгилидә намаз оқуғанлиқи байқилип қелип мәктәптин һәйдәлгән, кейин йәнә аталмиш “терорчиларға зәрбә бериш” долқунлирида икки қетим тутқун қилинип, 5 йиллиқ вә 3 йиллиқ кесиветилгән. Кейинки үч йиллиқ җазасини түрмә сиртида иҗра қиливатқан мәзгилидә, йәни 2017‏-йили чоң тутқун башлинип, 3‏-қетим тутқун қилинған вә муддәтсиз кесиветилгән. Униң аяли зөһрәгүл худабәрдиму униң билән бирликтә тутқун қилинип муддәтсиз кесиветилгән. Зөһрәгүлниң кесилишигә униң корла шәһәрлик һөкүмәттики хизмәт орнидин истепа бәргәнлики аталмиш “җинайи пакит” қатарида көрситилгән.

Телефон зиярәтлиримиз давамида, алақидар хадимларниң көпинчиси мәһмут мәмәт вә мусҗан мәмәт ака-укилар һәққидә гәп қилиштин өзини тартти. Пәқәт мәлум бир аһалиләр кометитидики бир аманлиқ мудири мәһмут мәмәтниң муддәтсиз кесиветилгәнлики вә мусаҗан мәмәтниң “терорлуқ” билән әйибләнгәнликини дәлиллигән болсиму, әмма уларниң конкирет қилмишилири вә җаза өтәватқан түрмилири һәққидә мәлумат бәрмиди. Йәнә корлаға қарита елип барған ениқлашлиримиз давамида, корла шәһәр яңгуаң аһалиләр районидин кесилип кәткән бир қисим тутқунларниң тизимлики қолимизға чүшти. Тизимликтә мусаҗан мәмәтниң “терорлуқ” билән әйиблинип, муддәтсиз кесиветилгәнлики вә корладики биңтуән түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи қәйт қилинған.

Korlida-Kesilgenler-Tizimligi-2022.jpg
Корла шәһәр яңгуаң аһалиләр районидин кесилип кәткән бир қисим тутқунларниң тизимлики.

Алдинқи һәптә мәзкур аилә һәққидики хәвәрлиримизни көрүп радийомизға инкас йоллиған йүсүпҗан пирдәвси әпәнди, мусаҗан мәмәтниң бир “терорчи” әмәс, әксинчә илим-мәрипәткә изчил интилгән вә сиясий вәзийәт сәвәблик хитайниң дөләт терориниң қурбаниға айланған кишиләрдин бири икәнликини тилға алди.

Кифайә ханимниң дейишичә, йолдиши мәһмут мәмәт хизмитидин чекинип чиқип, сода-тиҗарәт билән шуғулланған вә утуқ қазанған карханичилардин бири икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.