Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң йиллиқ доклатида хитайниң уйғурларға қаратқан зиянкәшлики қаттиқ әйибләнди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.01.14
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң йиллиқ доклатида хитайниң уйғурларға қаратқан зиянкәшлики қаттиқ әйибләнди Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә мудири кеннис рот(Kenneth Roth) җәнвәдики REUTERS агентлиқиниң зияритини қобул қилмақта. 2021-Йили 12-январ, җәнвә.
REUTERS

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати дуня кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисидики 2021-йиллиқ доклатини елан қилип, асаслиқи ши җинпиң һөкүмитиниң өткән бир йилда уйғурлар вә хоңкоңлуқларға қаратқан зиянкәшликлирини күчәйткәнликини көрсәтти. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни “тйәнәнмен қирғинчилиқидин буянқи кишилик һоқуқниң әң қараңғу мәзгилидә туруватиду” дәп әйиблигән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири мудири софий(Sophie Richardson) ричардсон ханим ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилмақта. 2020-Йили 14-январ, ню-йорк.

Доклатта хитайниң 2020-йил ичидә уйғур, тибәт, моңғул вә хоңкоңлуқларға қаратқан зиянкәшликлири тәпсилий тизип чиқилип хитайни әйибләштики күчлүк ирадиси гәвдиләнгән. Мухбиримиз гүлчеһрә бу һәқтә тәпсилий мәлумат бериду.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2021-йили 13-январ, хәлқарадики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида йиллиқ доклатини елан қилди.

2020-Йили дуня миқясида бастурушларниң хитайда гәвдилик вә күнсайин еғирлашқан. Шуңиму, 761 бәтлик бу доклатниң асаслиқ қисми хитайға мәркәзләшкән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң йиллиқ доклатида: “бу 1989-йилидики тйәнәнмен демократийә һәрикитини ахирлаштурған қирғинчилиқтин буян, хитайдики кишилик һоқуқниң әң қараңғу дәври” дәп көрситилди.

Доклатта йәнә “шинҗаң, ички моңғул вә тибәттики аз санлиқ милләтләргә зиянкәшлик қилиш, паш қилғучиларни нишанлаш, хоңкоңға зәрбә бериш вә таҗсиман вирусниң тарқилишни йошурушқа урунушларниң һәммиси президент ши җинпиң дәвридики начар вәзийәтниң бир қисми” дәп шәрһләнди.

Шуниң билән бир вақитта “шинҗаңда түркий мусулманлири кимлики асасида халиғанчә тутуп турулуватиду, йәнә бәзилири мәҗбурий әмгәккә, кәң көләмлик назарәткә вә сиясий тәрбийәгә учрайду. Ички моңғулда, сентәбирдә маарип тармақлири район мәктәплиридики бир қанчә синипта моңғул тилини хитайчиға алмаштурушни қарар қилғанда намайиш йүз бәрди” дәп көрситилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири мудири софий ричардсон ханим һөкүмәтләрниң бейҗиңниң дөләт ичидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң дуняға зиян салидиғанлиқини барғансери чүшинип йетиватқанлиқини тәкитләп: “бу бирлик күчи шинҗаңдики мустәқил тәкшүрүшни, б д т ниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қошумчә назарәт қилиш вәзиписини қоллашқа һәмдә хитай һөкүмитиниң еғир дәхли-тәрузлардин җазасиз қелишини ахирлаштурушқа тәтбиқлиниши керәк” деди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатида, дуня җамаәтчилики вә америка җүмлидин явропа иттипақиниң, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қайтурған инкасиғиму баһа бәргән болуп, униңда дейилишичә, 2020-йили йәнә дуня һөкүмәтлири, өч елиштин қорқмай хитайниң бастуруш сияситини қаттиқ әйиблигән. Доклатта бу һәқтә: “2020-йили техиму көп һөкүмәтләр, б д т әмәлдарлири, кишилик һоқуқ мутәхәссислири вә дунядики пуқралар җәмийити гуруппилири хитайдики, болупму хоң коң вә уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә болған әндишисини ашкара оттуриға қойди. Б д т ниң 50нәпәр кишилик һоқуқ мутәхәссиси елан қилған мисли көрүлмигән бирләшмә баянатта, һәр қайси дөләтләрни “коллектип вә һәл қилғуч тәдбир қоллинип, хитайниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши вә хәлқара мәҗбурийитини ада қилишиға капаләтлик қилиш тәләп қилинди” дегәндәк мисаллар көрситилгән.

Шуниң билән бир вақитта хитайниң өч елишиниң йәнила йүз бәргәнлики тилға елинип “хитай билән америка сода урушиға кирди. Виза, дипломатийә вә журналистларға қарита җаза қоллинилди вә йеңи бәлгилимә чиқирилди һәмдә консулханилар тақалди. Австралийә таҗсиман вирусниң келип чиқиши тоғрисида пухта тәкшүрүш чақириқини оттуриға қойғандин кейин, сода таможна беҗи вә чәклимигә учриди” дәп көрситилгән.

Доклатта хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә йәнә мундақ дейилди: “хитай һөкүмитиниң мустәбитлики 2020-йили әҗәллик таҗсиман вируси билән вухән шәһиридә тунҗи юқумлиниш паш қилиниши билән толуқ намаян болди”, “бейҗиңниң бастуруши-хитай компартийәсигә садиқ болушта чиң туруш” пүтүн мәмликәттә чоңқурлашти”.

Доклатта хитайда вирус дәсләпки тарқилишини вә вухәнниң қамал қилинғанлиқини паш қилған ли венлияң қатарлиқ кишиләр вә дохтурларниң һәм мухбирларниң җазаланғанлиқи хитай даирилириниң уларни вә вирус зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабиатлири назарәт қилип, уларға еғир паракәндичилик салғанлиқи тоғрисидики испатлар көрситилгән.

Доклатта йәнә хитайда интернетни контрол қилиш, кәң көләмлик назарәт қилиш вә диний етиқадни бастурушниң чоңқурлашқанлиқи, даңлиқ тәнқидчиләр, кишилик һоқуқни қоғдиғучилар вә зжурналистларниң көпләп түрмигә ташланғанлиқи, ғайиб қиливетилгәнлики вә яки сүргүн қилинғанлиқи, нурғун өктичиләр вә паалийәтчиләргә хитай һөкүмитиниң “ағдурмичилиққа күшкүртүш” яки “маҗира туғдуруш” җинайәтләрни артип җазалиғанлиқи қатарлиқларму баян қилинған.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати тәтқиқатчиси якю ваң бу һәқтә мундақ деди: “ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буян, бастуруш омумий җәһәттин барғансери күчәйди. Сиз, хитай җәмийитиниң һәр қайси саһәлиридә компартийәниң қандақ қилип һәр қандақ мустәқил паалийәтләргә техиму чидимайдиғанлиқини көрисиз. Хоңкоң алаһидә мәмурий районидиму сиясий садақәткә болған тәләп күчәйди”.

Униң көрситишичә, хоңкоңда 2019-йили алтә айдин көпрәк давамлашқан намайиштин кейин тәхминән 90 адәм қолға елинған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати давамлиқ түрдә һәр йили өзиниң йиллиқ доклатини елан қилип кәлмәктә. Мәзкур тәшкилат дунядики 100 дин артуқ дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийити үстидин тәкшүрүш елип берип бариду. Мәзкур тәшкилатниң баш иҗраийә рәиси кеннит рот, йиллиқ доклатниң кириш сөзидә американиң кейинки иҗраийә оргининиң ички вә ташқи сияситидә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәкликини тәкитлигән болуп у америка йеңи нөвәтлик президенти җов байдинниң америка сияситидә кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни сақлап қелишниң йоллирини издиши керәкликини, америка һөкүмити кишилик һоқуқниң ишәнчлик қоғдиғучиси болаламду йоқ? бу байдинниң мувәппәқийитигә бағлиқ икәнликини әскәрткән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бултур елан қилған 2020-йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқ йиллиқ доклатини “хитай һөкүмити кишилик һоқуққа дуняви тәһдит” дәп аташ арқилиқ, илгири дуня җамаәтчиликини вә һәрқайси һөкүмәтләрни хитайниң дунядики демократийәдин ибарәт бу асасий еқимға пәйда қиливатқан тәһдити һәққидә агаһландурғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.