Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати уйғурларға қаритилған инсанийәткә қарши җинайәтниң давамлишиватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2022.01.13
Хәлқара олимпик комитети билән болған уйғур қул әмгики мәһсулатлирини ишләтмәслик тоғрисидики сөһбәт мәғлуп болған Үрүмчи билән турпанниң арилиқиға селинған чоң типтики “тәрбийиләш лагери” ниң бир яндин көрүнүши. 2021-Йили 23-апрел, даванчиң.
AP

Хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлиридин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 13-январ күни өзиниң 2022-йиллиқ дуня кишилик һоқуқ доклати елан қилип, хитайниң уйғурларға қарита давамлиқ инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини билдүргән. 764 Бәтлик доклатта, дуняниң өткән бир йиллиқ демократийә, кишилик һоқуқ тәрәққияти, демократийә, кишилик һоқуқ дуч кәлгән хирислар вә дунядики 100 дин артуқ дөләтләрниң бу җәһәттики әһвали йорутуп берилгән.

Хитайниң өткән бир йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити, болупму униң уйғурлар районидики сиясити һәққидә айрим тохтилип, хитай даирилириниң “шинҗаңдики уйғурлар вә башқа түркий мусулманларға қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқи”, “садир қилинған зиянкәшликләр кәң көләмдә халиғанчә тутқун қилиш, қийнаш, мәҗбурий ғайиб қилиш, кәң көләмлик назарәт, мәдәнийәт вә диний зиянкәшлик, аилиләрни айриш, хитайға мәҗбурий қайтуруш, мәҗбурий әмгәк, җинсий зораванлиқ вә туғуш һоқуқиға дәхли-тәруз қилиш қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқи” тәкитләнгән.

Бу мәзкур хәлқаралиқ кишилик һоқуқ оргининиң тунҗи қетим хитайниң уйғур елидә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилғанлиқини доклат шәклидә һөҗҗәтләштүрүшидур. Доклатта көрситилишичә, 2021-йили шинҗаңдин тарқалған хәвәрләр интайин чәклик болуп, даириләрниң чәклиши сәвәблик әслидинла учур елиш вә бериш чәклик болған мәзкур районда бу корона вируси түпәйли техиму қийинлашқан.

Бу тәшкилатниң иҗраийә директори кеннес рус, хитайниң уйғур вә башқа түркий мусулманларға қаратқан һәрикитини рәсмий “инсанийәткә қарши туруш җинайити” дәп хуласә чиқарғанлиқини билдүрди. У бу сөзни 13-январ йиллиқ доклат елан қилиш мунасивити билән өткүзүлгән тор ахбарат йиғинида ейтқан. Кеннес росниң бу һәқтики суалимизға бәргән җавабида көрситишичә, бу хуласә хитайниң қилмиши билән бирдәкликкә игә икән.

Кеннес рус мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики уйғур вә башқа түркий мусулманларға қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқидин көпчилик кишиниң хәвири бар. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу тоғрисида рәсмий хуласә чиқарди. Униң бу инсанийәткә қарши туруш җинайити уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилинип, диний етиқади, тили, мәдәнийитидин ваз кечишкә мәҗбурлиниши билән бирдәкликкә игә. Бу мән һечқачан көрүп бақмиған әң қаттиқ назарәт системисини өз ичигә алған болуп, буниңда сиз назарәтсиз һечқандақ йәргә бармаймиз”.

У йәнә уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләш тоғрисида тохталди. Униң көрситишичә, уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләш униңға шерик болушниң алдини елиштики зөрүрийәт икән.

Кеннес рус мундақ дәйду: “йеқинқи бир қанчә йил ичидә мәлум сандики кишиләр тутуп туруштин мәҗбурий әмгәккә йөткәлди. Мәҗбурий әмгәк йеңи тәсис қилинған. Америка һөкүмити техи йеқиндила қанун чиқирип, шинҗаңда ишләнгән һәрқандақ мәһсулатниң мәҗбурий әмгәктә ишләпчиқирилмиғанлиқини испатлимиғучә импорт қилишни чәклиди. Һалбуки, буни испатлаш мумкин әмәс, чүнки хитай һөкүмити шинҗаңдики тәминат зәнҗирини тәкшүрүшкә йол қоймайду. Шуңа, бу биз башқа дөләтләрниң америкиға әгишишини көрүшни халайдиған бир пишаң. Бу иҗабий иш болғанлиқи үчүнла әмәс, бәлки мәҗбурий әмгәккә шерик болушниң алдини елиштики зөрүрийәт болғанлиқи үчүндур”.

Доклатта, тәтқиқатчи раһилә давутни өз ичигә алған бәзи уйғурларниң “террорлуққа қарши қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” дә ғайиб болғанлиқи, униң аталмиш җинайити, қанчә йил кесилгәнлики вә қәйәрдә икәнлики ениқ әмәслики, меһрай әркин, яқуп һаҗи, мирзаһит керимдәк тәтқиқатчи, тиҗарәтчи вә язғучиларниң тутқунда өлгәнлики, бәзи уйғурларниң мал-мүлкини мусадирә қилинип, 21 кишигә аит болған 84 милйон 800 миң доллар мал-мүлкиниң кимартуқ қилип сетилғанлиқи тәкитләнгән.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул алий дәриҗилик тәтқиқатчиси мая ваңниң ейтишичә, өткән йили хитайниң уйғурлар районидики “инсанийәткә қарши җинайити” давамлашқан болсиму, бирақ хитайни җавабкарлиққа тартишта йетәрлик конкрет тәдбирләр йүргүзүлмигән. Мая ваң 13-январ бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, бу җәһәттә 2022-йили техиму көп һәрикәтләрни болушини үмид қилди.

Мая ваң: “биз башқа һөкүмәтләрниң болупму америка, шундақла мәлум җәһәттин явропа иттипақиниңму бу дәпсәндичиликтә әмәлдарларни җавапкарлиққа тартиш тоғрисидики бәзи үмидвар бишарәтлирини көрүватимиз. Шундақтиму қолланған конкрет тәдбирләрни бу дәпсәндичиликниң еғирлиқиға селиштурғили болмайду. Шуңа, биз 2022-йили җавабкарлиққа тартиш җәһәттә техиму көп һәрикәтләрниң болушини үмид қилимиз” деди.

Униң көрситишичә, әгәр хәлқара җәмийәт хитайниң бейҗиң қишлиқ олимпикигә қарита бесимни кчәймигичә хитай өзиниң сияситидә өзгириш һасил қилишни ойлашмаслиқи мумкин икән.

Мая ваң мундақ дәйду: “чен чүәнго тоғрисидики қарарниң конкрет иҗраатиниң қандақ мәнә ипадиләйдиғанлиқи наһайити очуқ вә ениқ. Мән хитай һөкүмитиниң дәпсәндичиликни давамлаштуруши вә районға аит учурларни тосушиға қарап, униң түркий мусулманлириға болған позитсийәсидә көрүнәрлик өзгириш болмайдиғанлиқини ейталаймән. Йәнә бир сөз билән ейтқанда бу җазалаш давамлишиду, өзгириш болмайду дегәнлик. Лекин мениңчә хәлқара тәнқидниң зорийиши, бейҗиң қишлиқ олимпикиға қаритилған бесим, бәлким хитайни өзгиришни олишишқа мәҗбурлиши мумкин” деди.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң ахбарат йиғинида кеннес рус, б д т баш катипини антоний гутеррисни тәнқид қилди. Униң ейтишичә, гутеррисниң бейҗиң қишлиқ олимпикигә беришни қарар қилиши бәк әпсуслинарлиқ икән.

У мундақ дәйду: “әпсуслинарлиқи б д т баш катипи антоний гутеррис бейҗиңға беришни пиланлиди. У буниңға өзиниң хизмити бәк алдираш болсиму, вақит аҗратқан. Әгәр у баридиған болса, мән униң бир йолини тепип шинҗаң тоғрисида сөзлишини үмид қилимән. Әпсуслинарлиқ йери һәтта у 2-қарар вәзиписини атқуруватқан, хитайниң униңға тосқунлуқ қилип, униң ғайисиға бузғунчилиқ қилишидин әнсиришиниң һаҗити болмисиму, у йәнила дунядики әң еғир бастуруш йүз бериватқан шинҗаң тоғрисида сөзлимиди. Бу униң әхлақий өлчәмни пүтүнләй нәзәрдә тутмиғанлиқидур”.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң доклатида йәнә, бәзи қошна һөкүмәтләр хитайниң зиянкәшлик қилишини қолайлаштуруш билән әйибләнгән. Доклатта, қазақистанниң өткән йили 9-айда америкилиқ рус тәтқиқатчи йевгений бунинниң қазақистанға киришини чәклигәнлики, түркийәниң д у қ рәиси долқун әйсани киргүзмигәнлики, афғанистандин тартип маракәшкә қәдәр болған дөләтләрдики уйғурларниң хитайға қайтурулуш әндишисидә яшайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.