Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хитайниң уйғурларға аит тәшвиқат видейолири һәққидә доклат елан қилди

Мухбиримиз җәвлан
2021.02.05
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хитайниң уйғурларға аит тәшвиқат видейолири һәққидә доклат елан қилди Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши йеқинда хитай һөкүмитиниң уйғурларниң шәхсий вә аилә турмушиға аит ишләп тарқатқан видейолири һәққидики йеңи доклати ишлитилгән сүрәт.
UHRP

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши йеқинда хитай һөкүмитиниң уйғурларниң шәхсий вә аилә турмушиға аит ишләп тарқатқан видейолири һәққидики йеңи доклатини елан қилди.

“һөкүмәт бизгә зулум салғини йоқ: хитайниң уйғурларға тәһдит селип аилисини парчилаш үчүн ишлигән гуваһлиқ видейолири” намлиқ бу 50 бәтлик доклат бүгүнгичә хитайниң уйғурларға аит ишлигән тәшвиқат видейолириға мунасивәтлик әң толуқ вә пакитлиқ доклат икән. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хитай һөкүмити ишлигән бу видейоларни көрүп тәһлил қилиш арқилиқ, уйғурлар дуч кәлгән қисмәтләр вә аиливи паҗиәләрни дәлилләп чиққан һәмдә тәһлил қилған. Видейоға чиқирилған уйғурлар хитай тәрипидин бир мәзгил из-дерәксиз йоқ қиливетилгән болуп, кейин хитайниң мәҗбурлиши билән чәт әлдики уруғ-туғқанлири вә барлиқ уйғурларға қарши сөзлитилгән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң баш тәтқиқатчиси һенрик әпәнди бу доклатни тәйярлаштики көз қаришини баян қилип, мундақ деди: “бу доклатни тәйярлаштики мәқсәт биринчидин, хитайниң уйғурлар һәққидә ишлигән нәрсилиридики ялған, сахта учурларни гәвдиләндүрүш һәмдә чәт әлдики уйғурларниң юртидики туғқанлириниң хитай тәрипидин гөрүгә елинивалғанлиқидәк еғир мәсилиләрни техиму яхши көрситиш; иккинчидин, хитай һөкүмити нурғун уйғурларни аилисидин айрип қул ишчи қиливәтти. Уйғур аилә әзалири бир-бири билән алақилишалмайду, бир-бириниң хәвирини алалмайду. Бәзи уйғурлар гуваһлиқ бәргәндин кейин хитай буниңға инкас қайтуруп уларға туғқанлирини көрсәтти, шуниң билән узақ вақит көрүшәлмигәнләр бир-бири билән көрүшүвалған болди. Биз мушу нуқтидин хитайниң уйғур аилилиригә қиливатқан бузғунчилиқини гәвдиләндүрүшни нишан қилдуқ.”

Хитай тәшвиқатчилири гәрчә бу видейоларни чәт әлдики уйғурларниң “қериндашлиримизни көрсәт” дегән күчлүк тәлипигә җавабән ишлигәндәк қилсиму, униңға өз тәшвиқатини сиңдүргән болуп, уйғурларни қул орнида ишлитиш, аилисини вәйран қилиш, диний етиқадиға зиянкәшлик қилиштәк еғир зулуми вә қәбиһ җинайәтлирини инкар қилған. Хитай даирилири юртидикиләрни гөрүгә еливелип, чәт әлдикиләрни қорқитиш вә тәһдит селиш арқилиқ чәт әлдики уйғурларниң һәрикитини вә авазини чәкләшкә урунған.

Һенрик әпәнди бу доклатни тәйярлашта асасән америка билән явропа дөләтлиридә яшаватқан вә хитай һөкүмити аилә әзалирини көрсәткән уйғурларни зиярәт қилғанлиқини ейтти, андин хитайниң уларниң туғқанлирини көрситиш арқилиқ бир тәрәптин уларниң һаят икәнликини көрситип өзлирини ақлимақчи болса, бир тәрәптин һәр икки тәрәпни сетивелип, хитайға қарши сөзлимәсликкә вә хитайға яхшичақ болушқа қистайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу видейоларни көрүш азаблиқ бир иш, уларниң хитайниң бесими билән сөзләватқанлиқи ениқ. Биз шуни билишимиз керәкки, бу аилә әзалири бир-бири билән нормал алақә қилалиши, хитайниң сиясий оюнчиқиға айлинип қалмаслиқи керәк.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мәсули өмәр қанат әпәнди мәзкур доклат һәққидә мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғур аилилирини парчилашқа урунуп келиватиду. Ата-бала оттурисидики алақә дөләтниң тәшвиқат видейоси арқилиқ елип берилидиған иш нәдә бар? аилә әзалири оттурисидики мунасивәтни инкар қилиш вә уларниң алақисини үзүп ташлаш ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир қисмидур.”

Өзиниң рәзил мәқситини ишқа ашуруш үчүн икки яқтики уйғурларни бир-биригә қарши қойған хитай, уйғур дияридики уйғурларни чәт әлдики уйғурларға қарши тәшвиқат үчүн пайдилинип келиватқан болуп, видейода сөзлигән уйғурлар һәргиз өзлириниң әркинликини әмәс, бәлки хитайниң қәбиһ зораванлиқини испатлайду. Уларниң чәт әлдики йеқинлири улар биләнла әмәс, аилисидикиләр, қошнилири, һәтта достлири биләнму алақилишалмайду.

Һенрик әпәнди хитайниң видейолирини тәһлил қилиш җәрянида охшаш нуқтиларни байқиған болуп, хитай өзиниң уйғурларниң тили вә диний етиқадини йоқитишқа урунуши, мәҗбурий әмгәккә селиши қатарлиқ қилмишлирини ақлаш үчүн вәтәндики уйғурларни қаратмилиқ һалда сөзләткән. Бу һәқтә у мундақ деди: “хитайниң көплигән видейолирида уйғурлар мәсчиттә қилип көрситилгән, доппа кийдүрүлүп миллийчә ясандурулған, кишиләр һөкүмәтни иш орни билән тәминлиди дәп махтиған. Демәк, булар пәқәт уларниң һаят икәнликини көрситидиған видейолар болуп қалмай, бәлки ‛хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йоқ‚ дегәнни тәшвиқ қилидиған видейо.”

Һенрик әпәнди бу доклатниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз хитайниң абдурәһим һейт һәққидә чиқарған видейосидин башлап бу хил видейоларниң нәдин кәлгәнлики, қандақ ишләнгәнликини анализ қилиш вә тәтқиқ қилишни күчәйттуқ. Бу видейолар уйғурларниң юртидики туғқанлири учраватқан еғир бесимни, уйғур аилә әзалириниң бир-биридин айриветилиши, бир-бири билән алақә қилалмаслиқидәк ечинишлиқ мәсилини оттуриға қойиду, биз бу мәсилигә көңүл бөлүшимиз керәк, хәлқара җәмийәтму буниңға әстайидил қариши керәк.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу доклатни елан қилиш баянатида хитай һөкүмитини ирқий қирғинчилиқ сияситидә зиянкәшликкә учриғучиларниң һәммисини қоюп беришкә чақирған болуп, лагер вә түрмиләрдә җан талишиватқан уйғур, қазақ вә башқа милләт әзалириниң тән сақлиқи яки өлүк-тириклики һәққидә тәпсилий мәлумат беришни тәләп қилған. Өмәр қанат әпәнди мундақ дегән: “биз һәр қайси дөләт һөкүмәтлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини бу ирқий қирғинчилиқни аяғлаштурушқа, бу җинайәтниң мәсулийитини сүрүштүрүшкә вә хитайдин төләм тәләп қилишқа чақиримиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.