Америка кеңәш палатаси кишилик һоқуқ бирлики хитайдики кишилик һоқуқ һәққидә муһакимә йиғини өткүзди

Мухбиримиз нуриман
2022.02.17
Америка кеңәш палатаси кишилик һоқуқ бирлики хитайдики кишилик һоқуқ һәққидә муһакимә йиғини өткүзди Кеңәш палата әзаси кирис конс(Chris Coons)(оңда) вә кеңәш палата әзаси том тиллис(Thom Tillis) америка ташқи ишлар министирлиқиға йиғинға кирип кетиватқан көрүнүши. 2021-Йили 27-май, вашингтон.
AP

2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси хитайниң уйғурларни асас қилған түркий милләтләрни миллий вә диний кимлики сәвәблик еғир бастуруши юқири пәллигә чиққан, һәтта бу бастурушлар америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонулған бир мәзгилдә башланди.

Мәлум болушичә, олимпик мусабиқиси башлиништин бурун вә башланғандин кейинму хәлқара ахбарат васитилиридә хитайниң өткүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири түпәйлидин хитайниң олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилиш салаһийити йоқлуқи һәққидики анализ вә мулаһизиләр изчил қизиқ нуқта болуп кәлгән.

Америка кеңәш палатаси кишилик һоқуқ бирлики 16-феврал күни “хитайдики кишилик һоқуқ: 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң алди-кәйнидә қоллинилған сиясәтләр” дегән темида тор йиғини өткүзди.

Мәзкур йиғинға кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софи ричардсон риясәтчилик қилған болуп, кеңәш палатаси кишилик һоқуқ бирлики әзалиридин кеңәш палата әзаси кирис конс вә кеңәш палата әзаси том тиллис, NBA маһири әнәс кантәр фиридом вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәл әпәнди қатарлиқлар хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә муназирә илип барди.

Кеңәш палата әзаси том тиллис мундақ деди: “биз һәммимиз милйонлиған уйғурниң кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини билимиз. Мениңчә, бу хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң пәқәт ‛муз тағниң су йүзидә көрүнгән қисми‚. Хитай өзиниң системилиқ елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини чеграсиниң сиртиғичә кеңәйтиватиду, әнәс кантәргә охшаш хитайниң җинайитини ашкарилиғанларни һәр хил йоллар билән җимиқтурушқа урунуватиду, бу арқилиқ өзлириниң җинайитини йошурушқа урунуватиду. Биз пүтүн дуня җамаити вә америка хәлқиниң ойғиниши үчүн хитай һәққидики тәшвиқатларға техиму күчишимиз керәк.”

У йәнә мундақ деди: “хитай буниң җавабкарлиқидин қачалаймән, дәп ойлаватиду. Лекин биз хәлқаралиқ органлар бирлишип, барлиқ күчимиз билән хитайниң җинайәтлирини тохтитишимиз керәк. Вақит өткәнсери әһвал техиму еғирлишиду. Шуңа һазир һәрикәткә өтүшниң дәл пәйти.”

Әнәс кантәр уйғур дияридики қирғинчилиқини ашкара тәнқидлигән вә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини толуқ байқут қилиш чақириқини оттуриға қойғаниди. У йеқинда “бостон клетлиқлар” командисидин “хюстон ракетаси” командисиға алмаштурулған, әмма күтүлмигәндә “хюстон ракетаси” командиси әнәс кантәр билән болған тохтамни бикар қилғанлиқини елан қилған.

Әнәс кантәр хитайнң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән хитайда нөвәттә елип бериливатқан олимпик мусабиқисиниң бағлиниши һәққидә соралған суалға җавабән мундақ деди: “мән хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлири һәққидә издәндим, хитай уйғурларғила әмәс, бәлки тибәт, хоңкоң, тәйвән қатарлиқ җайлардиму кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүргүзүватиду. Мән хитай һөкүмити тәрипидин елип бериливатқан барлиқ дәпсәндичиликләрни һәр йәрдә тилға алдим. Шуниң билән мән топ ойнаватқан васкетбол кулубини хитай мәбләғ билән тәминләйдиған болғачқа, әлвәттә ақивити кулубтин мени чиқириветиш болди. Мән баштин-ахири ейтип келиватқинимдәк, мениң хитай пуқралири билән бир дәрдим йоқ, мениң дәрдим нөвәттики хитай һакимийити. Мениңчә биз чоқум бу һакимийәтниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилишимиз керәк.”

Том тиллис әнәс кантәрниң пикирини қоллап мундақ деди: “биз өзимизниң җәмийитигиму бесим қилишимиз керәк, әмма әсли бесимниң тиғ учини хитай компартийәсигә қаритишимиз керәк. Чүнки уларниң өткүзүватқан җинайәтлирини пәқәтла қобул қилғили болмайду.”

Кирис конс хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йепиш үчүн, дуняниң диққитини тәнтәрбийәгә йөткәшкә урунуватқанлиқини тәкитлиди вә мундақ деди: “биз хитайда йүз бериватқан трагедийәлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрмәскә салсақ болмайду. Шу анниң өзидә шинҗаңда уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватиду. Тибәт вә хоңкоңлуқлар бастурушқа учраватиду. Улар юқири техникалиқ назарәт қилиш системиси арқилиқ иҗтимаий вә сиясий бесимни күчәйтиватиду вә бу техникани дуняниң башқа җайлириға експорт қиливатиду. Байдин һөкүмитиниң бейҗиң олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилиши наһайити тоғра болған. Шуңа биз давамлиқ хәлқарадики башқа иттипақдашлиримиз билән бирликтә америка вә башқа дөләтләр, әң муһими хитайда кишилик һоқуқни қоғдашни әмәлгә ашурушқа тиришишимиз керәк.”

У йәнә мундақ деди: “биз кишилик һоқуқни ташқий сияситимизниң мәркизигә қойғинимизда, хәлқаралиқ мунасивәтләрдә кишилик һоқуқни алдинқи орунға қойғинимизда, биз дуняға техиму яхши үлгә болалаймиз.”

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мудирийәт рәиси нури түркәл әпәнди америкада яшаватқан уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң қоғдилиши керәкликини оттуриға қойди. У хитайниң америкадики әркин асия радийосида ишләватқан хадимларниң аилә әзалирини тутқун қилиш арқилиқ америкада нормал яшишиға вә нормал хизмәт қилишиға тосқунлуқ қиливатқанлиқини әскәртти.

У йәнә мундақ деди: “әслидә ‛уйғур кишилик һоқуқи қануни‚ америка пуқраси болған вә америкада мәңгүлүк турушлуқ рухсити болған уйғурларниң америкадики бихәтәрликини қоғдашта қануний күчкә игә иди. Бу қанун 2020-йили 6-айда рәсмий мақуллуқтин өткән иди, лекин һазирғичә әмәлийләшмиди. Америкалиқ уйғур аилилириниң уйғур районидики уруқ-туғқанлириниң хитайниң лагерлириға соланғанлиқи вә улар һәққидә һечқандақ хәвәр алалмайватқанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бар. Улар америка һөкүмитидин үмид күтмәктә, улар әлвәттә хитай һөкүмитиниң өзлири үчүн пайдилиқ қарар чиқиридиғанлиқидин үмид күтмәйду. Һазирғичә америка һөкүмити техи уйғур америкалиқларниң мәсилисигә биваситә қол тиқмиди. Шуңа мениңчә, америка әгәр өзиниң пуқрасиниң бихәтәрлики вә яшаш һоқуқини алдинқи орунға қоймиса, ташқий сиясәттики муһим бир вәзиписни толуқ ада қилмиған болиду.”

У йәнә мундақ деди: “һәтта бир милйондин артуқ уйғурниң, йәни пайтәхит вашингтонниң нопусидинму җиқ кишиниң лагерларға соланғанлиқи доклат қилинди, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң өткүзүливатқанлиқини ениқланди. Ечинишлиқ йери бу қирғинчилиқ бәшинчи йилиға қәдәм қойди. Силәр йәнә қанчилик вақит бу мәсилини муназирә қилмақчи?”

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софи ричардсон муну сөзләр билән йиғинни ахирлаштурди: “мән бу йиғинға қатнашқанларниң каллисида яхши бир пикир, конкирет бир тәдбир билән бу йиғиндин айрилишини үмид қилимән. Һөкүмәттики қанун чиқарғучилар вә һөкүмәт хадимлирниң бу мәсилиниң пешини қоювәтмәсликини, пүтүн дунядики уйғурларниң бешиға кәлгән бу қорқунчлуқ зулумни ахирлаштурушқа ярдәм қилишни үмид қилимән. Бу мәсилидә техиму көп һөкүмәтләрниң бирликкә келиши бәк муһим. Әлвәттә, хитайниң бу җинайәттики җавабкарлиқини сүрүштә қилиш керәк, лекин әң муһими уйғур җамаитиниң пүтүнлүкини қоғдап қилиш зөрүрдур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.