Америка ташқи ишлар министирлиқи: “уйғур аптоном районидики лагерлар мусулманларниң диний вә мәдәнийәт кимликини йоқитишни мәқсәт қилған”
2019.03.13
Америка ташқи ишлар министирлиқи өзиниң 13-март күни йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилип, хитай һөкүмитиниң өткән йили уйғур районида мусулман милләтләрни кәң көләмлик тутқун қилишни күчәйткәнлики, униң йиғивелиш лагерлирини қуруп, уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни лагерларға қамиши уларниң диний һәм мәдәнийәт кимликини йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини билдүргән. Доклатта баян қилинишичә, даириләрниң 800 миңдин 2 милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни бу орунларға қамишидики пилани юқириқи мәқсәтни ишқа ашуруш икән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида, хитайни өз ичигә алған дунядики 200 дәк дөләт вә районниң өткән бир йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити йорутуп берилгән. Доклатта, уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити әтраплиқ баян қилинған болуп, бу униң һазирға қәдәр уйғур вәзийити әң әтраплиқ йорутуп берилгән йиллиқ доклатидур. Доклатта, хитай һөкүмити уйғур районидики лагерларни террорлуқ, әсәбийлик, бөлгүнчиликкә қарши зөрүрийәт, дәп тәкитлисиму, әмма “хәлқара таратқулар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә сабиқ тутқунларниң бу лагерларда бихәтәрлик хадимлириниң бәзи тутқунларни хорлиғанлиқи, тән җазаси бәргәнлики вә өлтүргәнликини мәлум қилғанлиқи” тәкитләнгән.
Доклатта йәнә, 2018-йили мәзкур райондики йүзмиңлиған кишиләрниң қатарида илмий хадимлар вә зиялийларниң тутқун қилинип, йиғивелиш лагерлирида ғайиб болғанлиқи вә өлгәнлики, чәтәлдики уйғур журналистлириниң аилә тавабиатлириниң паракәндичиликкә учриғанлиқи, уйғурларниң паспорти йиғивелинип, саяһәт қилиши, һәҗгә бериши, мусулман дөләтлирини зиярәт қилиши вә ғәрб әллиридә илмий зиярәтләрдә болуши чәкләнгәнлики билдүрүлгән. Доклатта баян қилинишичә, хитай һөкүмитиниң шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләрни тутқун қилиши, нурғун балиларниң қаранчуқсиз қелишини кәлтүрүп чиқарған. Доклатта мундақ дейилгән: “уларниң ичидики нурғун балиларни башқа аилиләр беқивелишни халисиму, лекин һөкүмәт тутқунларниң пәрзәнтлирини йетимхана, ятақлиқ мәктәп яки параванлиқ мәркәзлиригә орунлаштуруп, бу орунларда уларни вәтәнпәрвәрлик шоари товлашқа, хитай ортақ тилини өгинишкә вә ата-анилириниң диний етиқадиға даир соалларға җаваб беришкә мәҗбурлиған”.
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо, хитайниң өткән йили кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишта башқа дөләтләрни бесип чүшкәнликини билдүрди. У бу сөзләрни 13-март күни америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2018-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилиш мунасивити билән өткүзгән ахбарат йиғинида тәкитлигән. Майк помпейо: “хитайға кәлсәк, кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишта у өзиниң қатаридики дөләтләрни бесип чүшти. Хитай 2017-йили мусулман аз санлиқ милләтләрни тутун қилишни күчәйтип, юқири пәллигә йәтти. Бүгүнки күндә бир милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқа мусулманлар уларниң диний вә мәдәнийәт кимликини йоқитип ташлашни мәқсәт қилған қайта-тәрбийәләш лагерлирида ятмақта. Шундақла һөкүмәт йәнә христианлар, тибәтләр вә һөкүмәт билән пәрқлиқ қараштики һәрқандақ кишини яки һөкүмәтни өзгәртиш тәрәпдари вә яки уларни қоллиған һәрқандақ кишини җазалашни күчәйтип кәлди” дегән.
Доклатта қәйт қилинишичә, хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләргә бәзи имтиязларни беришкә вәдә қилған болсиму, лекин у бу вәдисигә әмәл қилмиған. Доклатта мундақ дейилгән: “хитайниң сияситидә аз санлиқ милләт кишилиригә пиланлиқ туғут, алий мәктәпләргә кириш, қәрз пул елиш, ишқа орунлишиш җәһәтләрдә алаһидә етибар берилидиғанлиқи қәйт қилинип кәлди. Лекин аз санлиқ милләтләр сияситиниң иҗра қилиниши изчил начар болуп, аз санлиқ милләтләрни кәмситиш омумйүзлүк мәвҗут болуп кәлмәктә. Һөкүмәтниң хитайлаштуруш һәрикити етник асастики чәклимини кәлтүрүп чиқарди. Җүмлидин бу, уйғурларниң әркин қатниши, саяһәт рухсәтнамисигә еришиши тосулуп, шинҗаңда қораллиқ қисимларниң тәқиблиши вә назаритиниң техиму күчийиши, қанун чиқирилип, мәдәнийәт вә диний етиқадниң чәклинишигә түрткә болди.”
Доклатта, бейҗиң һөкүмитиниң хитай көчмәнлирини мәзкур районға көчүшкә риғбәтләндүрүши районда хитай нопусиниң көрүнәрлик артишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи, хитай нопусиниң артиши уйғурларниң наразилиқини қозғиғанлиқини билдүрүлгән.
Доклатта қәйт қилинишичә, уйғур аптоном райониниң 2017-йили “әсәбийликни түгитиш низами” мақуллап, әсәбийликкә кәң даирилик тәбир бериши районда 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа мусулманларниң йиғивелиш лагерлириға қамилишини кәлтүрүп чиқарған.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә вә кишилик һоқуқ ишлириға мәсул юқири дәриҗилик әмәлдари майкел козакниң илгири сүрүшичә, уйғур районида йүз бәргән кишиләрни кәң көләмлик тутқун қилиштәк бундақ әһвал 1930-йиллардин кейин йүз берип бақмиған икән. Майкел козак бу сөзни 13-март күни өткүзүлгән ахбарат йиғинида бир мухбирниң лагерлар һәққидики соалиға җаваб бәргәндә қилди.
У мундақ дәйду: “министир помпейо баятин тәкитләп өткәндәк, у кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишта өзиниң қатаридики дөләтләрни бесип чүшти. Мән үчүн ейтқанда, бәзи санлиқ мәлуматларда милйонлиған кишини тутқун қилип, лагерларға қамаш, уларға тән җазаси бериш, уларни хорлаш, уларниң диний етиқади вә мәдәнийитини йоқитишқа урунуш, DNA әвришкисини йиғиштәк бу әһваллар 1930-йиллардин кейин йүз берип бақмиған интайин қорқунчлуқ қилмиштур”.
Хитай һөкүмити уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини инкар қилип, бу орунларниң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” икәнлики, кишиләрниң униңға өз ихтиярлиқи билән қатнишиватқанлиқини илгири сүрүп кәлди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклати елан қилинишниң һарписида уйғур аптоном райониниң бейҗиңда хитай хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик йиғиниға қатнишиватқан вәкилләр өмики ахбарат йиғини өткүзгән. Йиғинда шөһрәт закир, лагерларни “ятақлиқ мәктәпләр” дәп тәрипләп, бу орунларниң еһтияҗ азайғансери тәдриҗий тақиветилидиғанлиқини илгири сүргән иди.
Лекин майкел козак америка ташқи ишлар министирлиқиниң ахбарат йиғинида хитай һөкүмити лагерларниң мәвҗутлуқини рәт қилсиму, лекин һәр хил дәлилләр униң сөзини инкар қиливатқанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “биз өткән йилдин бери бу учурларниң кәң тарқилип, хәлқараниң бу мәсилигә болған техиму кәң диққитини қозғашқа тиришип кәлдуқ. Мән шуни ейталаймәнки, бу җәһәттә биз бәзи утуқларға ериштуқ. Хитай һөкүмити бурун лагерларниң мәвҗутлуқини, районда йүз бериватқан ишларни рәт қилип кәлгән иди. Лекин әмди бу лагер йоқ, қандақтур әмгәк билән тәрбийәләш лагери бар, у йәрдикиләр пүтүнләй ихтиярлиқи билән қатнишиду, дегәндәк сөзләрни қилишқа башлиди. Лекин, униң сөзи биз вә башқилар оттуриға қоюватқан дәлилләргә чүшмәйду. Мениңчә биз хәлқараниң бу ишқа қаттиқ диққәт қиливатқанлиқи, буниң, улар үчүн яхши әмәсликини уларниң есигә салдуқ. Бу вәқә бүгүнки дунядики әң еғир кишилик һоқуқ мәсилилириниң бири”.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида йәнә, “шинҗаң даирилири” ниң “мәркәзләштүрүлгән қайта тәрбийәләш” ни өз ичигә алған васитиләр арқилиқ “3 хил күчләр” гә қарши турушни давамлиқ күчәйтиватқанлиқи тәкитләнгән. Доклатта қәйт қилинишичә, 2016-йили сабиқ тибәт партком секретари чен чүәнго уйғур аптоном райониға йөткәп келинип, бихәтәрлик селинмиси 300% көпәйтилгән. Бу мәзгилдә 90 миң 800 нәпәр бихәтәрлик хадими елиш елани берилгән. “террорлуққа қарши туруш қануни” вә аталмиш “террорлуққа қарши хәлқ уруши” ни йолға қоюш һәрикити елип берилип, районда тәқибләш күчәйтилгән, саяһәткә, аз санлиқ милләтләргә вә диний әркинликкә қаттиқ чәклимә қоюлған.